Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – июн)
2006.06.09
Дуняда кәң көләмлик хитайға қариши намайишлар
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир 28-май күни америка уйғурлири бирләшмисиниң рәисиликигә сайлинип вәзипә тапшурувалғандин кейин, униң пәрзәнтлириниң хитай сақчи даирилири тәрипидин қийин-қистаққа елиниш вә тутқун қилиниш вәқәси йүз бәрди. Бу чәтәлләрдики уйғур җамаити вә тәшкилатлириниң қаттиқ наразилиқлирини қозғиди.
Шитаби германийигә җайлашқан дуня уйғур қурултийиму бу мунасивәт билән уқтуруш чиқирип, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлирини хитай әлчиханилири алдида кәң көләмлик намайиш елип бериш арқилиқ өз наразилиқлирини ипадиләшкә чақирған иди.
6-Айниң 9-күни охшаш бир күндә явропа дөләтлиридин германийә, әнгилийә , норвигийә қатарлиқ мәмликәтләрдики хитай консулханилири алдида наразилиқ намайиши елип берилди.
Германийиниң миюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдидики намайишни дуня уйғур қурултийи уюштурған.
Норвигийә, шивитсийә, голландийә қатарлиқ мәмликәтләрдики уйғур тәшкилатлириму намайиш өткүзгәндин башқа йәнә шу дөләтләрниң һөкүмәт вә парламент рәһбәрлири билән учришишларни уюштурған.
Униңдин башқа йәнә түркийиниң истамбул шәһиридики хитай консулханиси вә әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдидиму намайиш елип берилди.
9-Июн күни канаданиң торонто шәһиридики хитай консулханиси алдида канада уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән наразилиқ намайиши өткүзүлди.
Хитайға қарши инкаслар вә наразилиқлар күчәймәктә
Рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң қийин-қистаққа елиниши вә оғуллириниң тутқун қилиниши ялғуз уйғурларниң наразилиқини қозғап қалмастин бәлки хәлқарадики инсан һоқуқи тәшкилатлириниң шуниңдәк америка һөкүмитиниң җиддий муамилә қоллиниши вә тәнқидигә учриди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә инкас қайтуруп, хитайдин рабийә қадирниң пәрзәнтлирини қоюп беришни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди. Америка диний әркинлик комитетиму хитайға наразилиқ билдүрүп баянат елан қилди.
Униңдин башқа йәнә рабийә қадирға 2004-йиллиқ рафто мукапати бәргән норвегийидики рафто фонди җәмийитиму хитай һөкүмитигә наразилиқ инкасини қайтуруп, баянат елан қилди.
Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмикиниң уйғур ели зияритигә тоғра кәлгән болуп, хәвәрләргә қариғанда, мәзкур вәкилләр өмики бу мәсилидә хитайға наразилиқ билдүргән һәмдә қәшқәр вә бейҗиң қатарлиқ җайларда елип бармақчи болған зияритини әмәлдин қалдуруп, америкиға қайтип кәлгән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америкидики шөбисиниң мәсули т .Кумар әпәнди хитайниң рабийә қадирниң пәрзәнтлиригә қилған бу қилмишлирини әйибләп, буни" рабийә қадирниң шинҗаңға инсан һоқуқи елип келиш һәрикитини тосиғанлиқ" дәп чүшинидиғанлиқини билдүрди. Дуня уйғур қурултийиму баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң рабийә қадирға қаратқан бу һуҗумлириниң пүтүнләй интиқам елиш түсини алғанлиқини, әмма буниң билән уйғурларниң һечқачан өз паалийәтлирини тохтатмайдиғанлиқини ипадә қилған. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин әпәнди вә башқа уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири шуниңдәк һәр қайси мәмликәтләрдики уйғур җамаитиниң вәкиллири өзлириниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқлирини ипадиләш билән биргә рабийә қадир ханимдин һал сориған.
Хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғиниға тәйярлиқ қилмақта
6-Айниң 15-күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлири шаңхәй шәһиригә җәм болуп, бу тәшкилатниң қурулғанлиқиниң бәш йиллиқини хатириләйду. Бу мунасивәт билән хитай җиддий йиғин тәйярлиқи елип бармақта.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш секритари җаңдегуаң вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр мәсуллири шаңхәй тәшкилатиниң муһим вәзипилириниң бириниң "үч хил күч"ләргә қарши күрәш қилиш икәнликини тәкитлиди.
Хитай вә русийә рәһбәрлири шаңхәй һәмкарлиқиниң башқа үчинчи бир дөләткә қарши әмәсликини билдүргән болсиму, лекин, көзәткүчиләр шаңхәй тәшкилатиниң мәқситиниң америкиниң оттура асиядики һәрбий тәсирини сиқип чиқириш икәнликини көрситишмәктә. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати өткән йили америкиниң оттура асиядики һәрбий базисини тақашни тәләп қилған болуп, һазир қирғизистан билән америка арисида бишкәктики америка базисиниң кира һәққини өстүрүш мәсилиси һәққидә сөһбәтләр давамлашмақта.
Қирғизистан президенти хитайни зиярәт қилди
9-Июн күни қирғизистан президенти бейҗиң зияритини башлиди. Президент қурманбек бақийев хитай дөләт рәиси ху җинтав вә баш министир вен җябав қатарлиқлар билән хитай-қирғизистан һәмкарлиқ мунасивәтлири һәққидә сөһбәтләр елип барди. Хитай вә қирғизистан рәһбәрлири икки мәмликәт достлуқи һәм һәмкарлиқини техиму раваҗландурушниң әһмийитини тәкитләш билән биргә бир қатар келишимләргә қол қойди.
Әлвәттә, буларниң сөһбәтлиридә бихәтәрлик мәсилисиму муһим тема болуп, хитайниң әсқәр ақайев дәвридин тартип қирғизистандин тәләп қилип келиватқини уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә миллий бөлгүнчилик. Террорчилиқ вә диний әсәбийликкә ортақ қарши күрәш қилиш нами билән хитай билән бирлишип зәрбә бериш болуп һесаблиниду.
Бу қурманбек бақийевниң өткән йилидики қирғизистандики март инқилабидин кейинки тунҗи хитай зиярити болуп һесаблинидикән. Буниңдин илгири у москвани зиярәт қилған иди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (27 – майдин 2 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (20 - 26 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (13 – 19 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (31-април - 5 - май)
- Һәптилик хәвәрләр (22 - 28 - април)
- Һәптилик хәвәрләр (15 – 21 - април)
- Һәптилик хәвәрләр (8-14 апрел)
- Һәптилик хәвәрләр (7-1 апрел)
- Һәптилик хәвәрләр (25 - 31 - март)