Һәптилик хәвәрләр (17 -23 –июн)
2006.06.23
Рабийә қадирниң пәрзәнтлирини қоюп беришни тәләп қилип, қайта намайишлар йүз бәрди
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши мунасивити билән өткән һәптидә дуня уйғур қурултийи һәр қайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириға өзлири турушлуқ дөләтләрдики хитай әлчиханилири алдида намайиш елип беришқа чақириқ қилған иди. Шу чақириққа бинаән 9 - июн күни ғәрб дөләтлиридин германийә, голландийә, норвигийә, әнгилийә вә канада шуниңдәк түркийә қатарлиқ мәмликәтләрдики хитай әлчиханилири һәм консулханилири алдида намайиш елип берилған иди.
13 - Июн күни, хитай даирилири рабийә қадирниң ақсуда турушлуқ оғли қаһар абдурейимни қолға алғандин кейин, уйғурларниң техиму наразилиқ қозғалди. Шуниң билән наразилиқ намайишлирини давамлаштурулуш қарар қилинди.
23 - Июн күни дуня уйғур қурултийиниң тәшкиллиши билән германийиниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида наразилиқ намайиши елип берилди. Бу хилдики намайиш йәнә скандинавийидики норвигийиниң пайтәхти осло шәһиридә һәм шветсийиниң пайтәхти стокһолм шәһиридиму елип берилди.
23 - Июн күни йәнә америка уйғурлири бирлики вашингтондики америка әлчиханиси алдида намайиш уюштурди. Канада уйғур җәмийитиму торонто шәһиридики хитай консулханиси алдида намайиш елип барди.
Инкасларға қариғанда, дуяниң һәр қайси җайлиридики хитай әлчиханилири вә консулханилири алдида елип берилған мәзкур намайишларда намайишчилар рабийә қадир пәрзәнтлирини қоюп беришни тәләп қилиш билән йәнә түрмидә йетиватқан сиясий тутқунларни, җүмлидин тохти музарт, абдуғени һәм нурмуһәммәд ясин қатарлиқларниму қоюп беришни тәләп қилди.
Рабийә қадир пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши уйғурларниң омумий йүзлүк наразилиқини қозғиғандин сирт йәнә хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлириниңму диққәт етибариға еришкән. Буниңға мунасивәтлик хәвәрләр америка вә явропа иттипақи мәтбуатлирида җүмлидин рус тиллиқ мәтбуатлардиму елан қилинған.
Рабийә қадир өз пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши мәсилиси һәққидә мәхсус тохталди
Рабийә қадир ханим әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилип, пәрзәнтлириниң қолға елинишидин наһайити ғәзәбләнгәнликини, бир ана болуш сүпити билән бу вәқәниң униңға нисбәтән еғир зәрбә болған болсиму, лекин йәнила өз оғуллириға охшаш нурғун уйғурларниң түрмидә азаплиниватқанлиқини әслигинидә өз күришини қәтий тохтатмайдиғанлиқини билдүрди.
Америка парламент әзалири хитай һөкүмитиниң диний әркинликкә кәңчилик қилишни тәшәббус қилди
Америка дөләт мәҗлиси әзаси, җумһурийәтчиләр партийисиниң рәиси Rick Santorum сәйшәнбә күни, дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән диний әркинлик тоғрисидики муһакимә йиғинида сөз қилип", америка дөләт мәҗлисиниң 20 - июн күнини диний әркинлик күни қилип бекитишидики мәқсити, һәр қайси саһәләрниң диққитини, америка һәмдә хәлқара диний әркинлик мәсилисигә мәркәзләштүрүштин ибарәт" деди.
Rick Santorum Йәнә, бир қисим мутәхәссисләрни хитай, шималий корийә, иран, һиндистан, мисир, ветнам, русийә вә сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләрниң дуня бойичә, диний әркинликкә хилап һәрикәтләрни елип бериватқанлиқи тоғрисида чүшәндүрүш беришкә тәклип қилди. Америка хитайни диний әркинлик мәсилисидә изчил тәнқидләп кәлмәктә.
Уйғур вәкили шаңхәйдә бөлгүнчилик идийисидики уйғурчә нәшр боюмлири вә әдәбий әсәрлиригә зәрбә беришни тәкитлиди
Өткән һәптидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнашқан шинҗаң вәкили абдурахман әли аталмиш "шәрқий түркистан" террорчилиқ күчлиригә зәрбә беришни тәкитләп, буниң қатарида бөлгүнчилик идийисини сиңдүргән уйғурчә нәшр боюмлири вә әдәбий әсәрлиригә зәрбә бериш керәкликини билдүрди.
Абдурахман әли хитайниң шинхуа агентлиқиға " шинҗаң һазир 'шәрқий түркистан' террорчи күчлиригә қәтий зәрбә бериш сепигә өтти" дегән. Шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләр бу қетим уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә зәрбә беришни асас қилған терроризмға қарши күрәш қилишқа аит бир қатар келишимләргә қол қойған иди.
Абдурахман әлиниң бу хил пикри чәт әлләрдики уйғур паалийәтчилириниң наразилиқини қозғиған болуп, уларниң ейтишичә, хитай һөкүмити идеологийә саһәсидики миллий бөлгүнчиликкә зәрбә бериш дегән шоар астида уйғур әдәбият-сәнити, уйғур тарихи тәтқиқати вә башқа саһәләргә болған контроллуқларни күчәйтмәктә. Уйғур җамаити абдурахман әлиниң бу тәклиплирини уйғурларға қаритилған бастурушқа маслашқанлиқ вә уни тәшәббус қилғанлиқ дәп һесаблимақта.
Афғанистан президенти үрүмчини зиярәт қилди
Афғанистан президенти һамид кәрзәй 21-июн күни үрүмчини зиярәт қилди.
Һамид кәрзәйни уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди күтүвалди һәмдә икки тәрәп иқтисадий һәмкарлиқ мәсилилиридә сөһбәтләшти. Һамид кәрзәй болупму бу йәрдики юқири техникилиқ ширкәтләрниң қуяш вә шамал енергийисидин үнүмлүк пайдиланғанлиқидин тәсирләнгәнликини билдүрди.
Һамид кәрзәй хитай рәиси ху җинтавниң тәклипигә бинаән бу зиярәтни елип барған һәмдә өткән һәптә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң шаңхәйдә ечилған башлиқлар йиғиниға қатнашқан иди. Һамид кәрзәй билән ху җинтав терроризм, зәһәрлик чекимлик содиси қатарлиқларға бирликтә зәрбә беришни өз ичигә алған бир қатар келишимләргә қол қойған болуп, хитай һөкүмити афғанистандин изчил һалда уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә бирликтә зәрбә беришни тәләп қилмақта.
Президент буш, гуәнтанамо түрмисини тақашни халайдиғанлиқини билдүрди
Америка президенти җорҗи W буш 21-июн күни австрийиниң пайтәхти венада, гуәнтанамо түрмисини тақашни халайдиғанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң 22 - июн күни бәргән хәвиридә ейтилишичә, буш, гуәнтанамо түрмисидә тутуп туруливатқан кишиләрниң көпинчисиниң өз дөләтлиригә тапшурулидиғанлиқини, пәқәт мәһбусларниң ичидики бир қисимлириниң "рәһимсиз қатиллар " дәп қарилип, улар үстидин һөкүм чиқирилидиғанлиқини тәкитлиди.
Һазир гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулған 22 нәпәр уйғур мәһбусниң 5 и америка һөкүмити тәрипидин гунаһсиз санилип, албанийигә тапшурулған болсиму, уларниң 17 си йәнила шу җайда турмақта. Уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, әгәрдә булар хитайға қайтурулса, уларниң һаяти хәвпкә дуч келиши мумкин.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (10 - 16- июн)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (27 – майдин 2 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (20 - 26 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (13 – 19 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (31-април - 5 - май)
- Һәптилик хәвәрләр (22 - 28 - април)
- Һәптилик хәвәрләр (15 – 21 - април)
- Һәптилик хәвәрләр (8-14 апрел)