Һәптилик хәвәрләр (24 – 29 –июн)
2006.06.30
Америка дөләт мәҗлис әзалири хуҗинтавдин рабийә қадирниң пәрзәнтлирини қоюп беришни тәләп қилди
Америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң рәиси һанри һайд вә мәзкур комитетниң юқири дәриҗилик әзаси һәмдә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң рәиси там лантос бирликтә хитай дөләт рәиси ху җинтавға очуқ хәт йезип, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин қолға еилнғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, рабийә ханимниң пәрзәнтлириниң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилишини тәләп қилди. Һанри һайд вә там лантос хитай дөләт рәиси ху җинтавға язған бу хәтни америка дөләт мәҗлиси әзалириғиму тарқитип уларни бу наразилиқ һәрикитигә аваз қошушқа чақирди.
Мәзкур икки сияисй әрбаб өз хәтлирдә хитай сақчилириниң қилмишлирини тәнқид қилиш билән биргә ху җинтавдин рабийә қадир пәрзәнлтирини шәртсиз қоюп беришни тәләш қилип мундақ хуласилиған.
" Җанабий президент, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң қолға елинғанлиқи, униң аилә әзалириға қаритилған тәһдитниң давамлишиватқанлиқи шундақла, уларға қаритилған қаттиқ қол муамилә, дуня дөләтлирини беиҗиңда җәм болуп 2008- йили олимпик тәнһәрикәт йеғинини достлуқ вә тинчлиқ роһи билән өткүзүшкә чақириватқан бир дүләт үчүн қобул қилғили болмайдиған бир һәрикәт. Ахирида биз , сиздин йәнә бир қетим , рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилишини , униң нәврилири вә туққанлирниң саламәтлики вә бихәтәрликигә капаләтлик қилишиңизни тәләп қилимиз" .
Қирғизистан алий соти ниғмәт һаҗини өлтүргәнлик җинайити билән бир адәмгә өлүм һөкүм қилди
Қирғизистан алий соти өткән һәптидә қирғизистан уйғурлириниң иттипақ җәмийитиниң рәиси ниғмәт һаҗи босақопни өлтүргәнлик җинайити билән атабәк әхмәдоп исимлик бир өзбекистан пуқрасиға өлүм җазаси һөкүм қилған. Лекин, бу һөкүмдин униң адвокати нарази болуп, атабәк әхмәдопниң уруп қийнаш арқилиқ өз җинайитини әтирап қилишқа мәҗбур қилинғанлиқини, шуңа униң бу мәсилидә хәлқара җәмийәткә әрзи қилидиғанлиқини билдүргән.
Рабийә қадир америкидики атақлиқ гезиттә мақалә елан қилди
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир америкидики атақлиқ гезитларниң бири " валл стрәәт җурнал" да мақалә елан қилип, өз пәрзәнтлириниң хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилиниш мәсилиси һәққидә тохтилип, хитайниң униң уйғурларниң кишилик һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн елип бериватқан паалийәтлирини тосуш үчүн үч пәрзәнтини қолға алғанлиқини, лекин буниң билән өзи паалийәтлирини тохтитип қоймайдиғанлиқини билдүргән.
Һүсәнҗан җелил хитайға бериветилди
Сиясий паалийәтлири түпәйли 1990 - йиллири чәтәлгә қечип чиққан һүсәнҗан җелил, 2001 - йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идарисиниң орунлаштуриши билән канадаға келип, канада пуқралиға өткән һүсәнҗан җелил , у бу йил аяли вә үч балиси билән бирликтә өзбекистанға уруқ - туққанлири билән көрүшүш үчүн барғанда өзбек даирилири тәрипидин тутулған иди. 27-Март күнидики хәвәргә қариғанда, ташкәнт даирилири һүсәнҗанни хитайға беривәткән.
Канада пуқраси уйғур һүсәнҗан җелилниң өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтурулуши, уйғур җамаити арисида ғул - ғула қозғапла қалмай, хәлқара җәмийәтниң күчлүк диққитини қозғимақта.
Нөвәттә канада һөкүмити, өзбекистанниң бу қилмишини қаттиқ әйиблигән, канада мәтбуатиниң хәвәр қилишичә, канада ташқи ишлар министири питер маккәй пәтәр маккай , өзбекистанниң һүсәнҗан җелилни канадаға қайтуруп бериши үчүн, өзбекистан даирилиригә бир дипломатик нота тапшурған. Лекин хитай даирилири һазирға қәдәр бу һәқтә һечқандақ инкас билдүрмигән. Канаданиң юқири дәриҗилик рәһбәрлириму һүсәнҗан җелил мәсилисидә хитай билән сөзләшмәкчи икән.
Гуаңҗуда хитай сақчилири бир уйғурни етип өлтүрди
Гуаңҗудики исмини һәм авазини ашкарилашни халимиған уйғурларниң билдүрүшичә, гуаңҗудиму уйғурлар охшашла миллий кәмситишләргә дуч келиватқан болуп, уйғурларниң хитай сақчилири тәрипидин наһәқ уруп яриландурулуш, өлтүрүлүш вәқәлириму давамлиқ йүз берип турмақта икән.
19 - Июн күни күндүздә гуаңҗониң йүшиу районидики явтәй базирида бир сақчи маралбешилиқ bir уйғур йигитидин гуманлинип ахтурушқа урунғанда, у бала қаршилиқ билдүргән, иккиси оттурисида дәталаш болғандин кейин, у бала кәтмәкчи болғанда сақчи униңға оқ чиқарған, әтраптики башқа сақчиларму йетип келип яриланған бу уйғурни уруп, дәссәп өлтүрүвәткән
Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси тәйвәнгә юқири имтияз беришни тәләп қилди
Тәйвән мәркизи хәвәр агентлиқи, америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң , тәйвән билән америка оттурисида алий дәриҗилик һөкүмәт хадимлириниң зиярәтлиригә қоюлған чәклимини бикар қилиш тоғрисида қарар қобул қилғанлиқини хәвәр қилди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка дөләт мәҗлиси авам палатаси тәрипидин америка - тәйвән мунасиивәтлири һәққидә қобул қилинған қарарда, бундин кейин америка һөкүмитиниң рәсмий һөҗҗәтлиридә тәйвәнни дөләт дәп атиши һәмдә тәйвән рәһбәрлириниң ақ сарайни зиярәт қилишиға рухсәт бериши тәклип қилинған. Кеңәш палата тәрипидин техи қобул қилинмиған мәзкур қарар һәққидә хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси җяң чийү бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида" америка дөләт мәҗлисиниң бу һәрикити, америка һөкүмити тәрипидин тәкитлинип кәлгән бир җуңго принсипиға пүтүнләй хилап" дегән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (17 -23 –июн)
- Һәптилик хәвәрләр (10 - 16- июн)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (27 – майдин 2 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (20 - 26 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (13 – 19 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (31-април - 5 - май)
- Һәптилик хәвәрләр (22 - 28 - април)
- Һәптилик хәвәрләр (15 – 21 - април)