Һәптилик хәвәрләр (30 – июн – 7 - июл)
2006.07.07
Бишкәктики уйғурлар намайиш өткүзди
5-Июл күни қирғизистандики бир қисим уйғур җамаити бишкәктики хитай әлчиханисиниң алдида наразилиқ намайиши өткүзүп, һүсәнҗан җелилни вә рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң қоюп берилишини тәләп қилди.
Мәзкур намайишқа һүсәнҗан җелилниң аялиниң бир қисим туғқанлириму иштирак қилған болуп, қоллирида " уйғурларға азадлиқ"," рабийә қадирниң пәрзәнтлири қоюп берилсун " " һүсәнҗан җелил қоюп берилсун" дегәндәк лозункиларни көтүргән намайишчилар хели узунғичә өз наразилиқлирини ипадиләп, хитай әлчиханиси алдида турған.
Азадлиқ радиосиниң хәвәр қилишичә, намайишчилар өз наразилиқлирини ипадиләп, б д т баш катипи кофи аннанға вә хитай рәһбәрлиригә хәт әвәткән.
Дуня уйғур қурултийи вәкиллири германийидики қазақистан әлчилири билән көрүшти
Германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмниң хәвәр беришичә, дуня уйғур қурултийиниң долқун әйса башчилиқидики бир һәйити берлиндики қазақистан әлчихасиниң юқири дәриҗилик хадимлири билән көрүшүп, қазақистан һөкүмитиниң уйғур сиясий мусапирлирини хитайға қайтуруп бериватқанлиқиға болған наразилиқлирини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи америка демократийини илгири сүрүш фонди тәрипидин инсан һоқуқи вә демократийә кадирлирини тәрбийиләш үчүн 90 миң америка доллири ярдимигә еришкән.
Сипрус ләфкә явропа университетида шәрқий түркистан темисида көргәзмә ечилған
Шималий сипрус түрк җумһурийити ләфкә явропа университети оқуғучилар уюшмиси шәрқий түркистанниң өтмүшни вә бүгүни темисида көргәзмә ачти. Көргәзмини сипрустики түркийә бүйүк әлчилик хадимлири, сиппрус түрк җумһурийити рәһбәрлири вә оқутқучи оқуғучилар зиярәт қилған болуп зиярәтчиләрниң алаһидә қизиқишини қозғиған.
Бу көргәзмини уюштурған оқуғучилар уюшмисиниң рәиси бәркан делиорманлиниң ейтишичә, бу шимали сипрус түрк җумһурийитидә шәрқий түркистан һәққидә ечилған тунҗи қетимлиқ көргәзмә икән.
Хәлқара җәмийәт шимали корийә кризисини дипломатийә арқилиқ һәл қилиш үчүн тиришмақта
Шимали корийә өзиниң йәрлик вақти бойичә 7 - айниң 5 - күни уда 7 қетим башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқи үчүн әтрапидики дөләтләрниң қаттиқ әйиблишиға учриди. Бүгүнки хәвәрләрдә мәлум болушичә, шимали корийиниң башқурулидиған бомба синақ қилиш мәсилиси үстидә японийиниң баш министири җуниширо койзуми америка президенти җорҗи буш билән телефон арқилиқ сөзләшкән. Җәнубий корийиниң баш министири лу вушуән вә хитайниң рәиси ху җинтавму америка президенти җорҗи буш билән телефон арқилиқ сөзләшкән. японийиниң вә америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида даим турушлуқ вәкиллири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишигә шимали корийини җазалаш һәққидә тәклип бәргән. Әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишидики 5 чоң дөләтниң бу һәқтә пикри бирдәк әмәс. Нөвәттә, шималий корийә мәсилиси қайтидин җиддийлишишкә башлиди.
Қазақистан интернет контроллуқини күчәйтиш пиланини йолға қойди
Рейтерс агентлиқиниң 6 - июл күни бәргән хәвиригә қариғанда, қазақистан даирилири, ғәрб әллириниң қаттиқ тәнқиди вә бесимиға қаримай, интернет учурлирини өз ичигә алған мәтбуат әркинликини контрол қилидиған бир қанун лайиһисини оттуриға қойди.
Һәтта телевизийә мухбирлириниң әркинликини боғушниму өз ичигә алған мәзкур қанун лайиһиси, мушу һәптә рәсмий йолға қоюлди. Бирақ мәзкур лайиһә қазақистанда кишиләрниң күчлүк наразилиқини қозғиди.
Қазақистандики 15 милйон нопусниң 4 милйонға йеқини интернет мәйданиға кириду. Шундақла торға киридиған қазақ яшлириниң көпинчиси һөкүмәткә қарши өктичиләрни қоллайду вә уларға һесдашлиқ билдүриду.
Бейҗиңпәрәс тибәт рәһбири далай лама билән болған сөһбәттә илгириләш йоқ деди
Хитай һөкүмити тәйинлигән бейҗиңпәрәс тибәт рәһбири, далай лама вәкиллири билән елип бериливатқан сөһбәтләрдә "һечқандақ әмәлий илгириләш йоқ" дәп билдүрүп, тибәтләрниң сүргүндики диний даһийси далай ламани хитайниң бирлики вә бихәтәрлики үчүн тәһдит деди.
Әмма далай ламаниң сүргүндики һөкүмитиниң баянатчиси труптен сампал икки тәрәп оттурисидики сөһбәтни ' нәтиҗилик болди һәмдә хитай һөкүмитиниң позитсийисидә зор өзгириш болди' дәп баһалиған.
Хитай һөкүмити билән далай лама вәкили оттурисидики сөһбәт 2002- йили қайта башланған болуп, һәр иккила тәрәп йепиқ сөһбәт елип берип, сөһбәт мәзмунлирини амал бар мәхпий тутушқа тиришти. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (24 – 29 –июн)
- Һәптилик хәвәрләр (17 -23 –июн)
- Һәптилик хәвәрләр (10 - 16- июн)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (27 – майдин 2 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (20 - 26 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (13 – 19 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (31-април - 5 - май)
- Һәптилик хәвәрләр (22 - 28 - април)