Һәптилик хәвәрләр (8 – 14 – июл)


2006.07.14

явропа парламентида өткүзүлгән хитайниң диний әркинликигә аит йиғинда рабийә қадир пәрзәнтлири мәсилиси тилға елинди

12‏-Июл чаршәнбә күни явропа парламентида хитайниң диний әркинлик әһвали һәққидә йиғин өткүзүлгән.

Йиғинға көзәткүчи сүпитидә қатнашқан бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайдики христианлар, тибәтләр, мусулманлар вә фалунгоңчиларниң учраватқан зиянкәшликлирини оттуриға қойған. Йиғинда уйғурлар мәсилиси бойичә рабийә қадир пәрзәнтлириниң қолға елиниш вәқәсиму көрситилди. Германийидики дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсаниң билдүрүшичә, явропа парламенти билән хитай һөкүмәт вәкиллириниң кишилик һоқуқ сөһбити, мушу йиғинда оттуриға қоюлған пикирләргә асасән елип берилиду.

Хитай рабийә қадирниң 2 оғлини рәсмий әйибләп, йеқинда сот қилмақчи

Америка уйғур бирләшмиси кишилик һоқуқ программисиниң билдүрүшичә, рабийә қадир пәрзәнтлиридин қаһар абдуреһим вә алим абдуреһимларниң сотлинидиғанлиқи елан қилинған.

42 яшлиқ қаһар абдуреһим вә 31 яшлиқ алим абдуреһим һәр иккилиси баҗдин қечиш билән әйибләнгән. Алим абдурейим йәнә "дөләтни парчилашқа урунуш" биләнму әйибләнгән. Техи буниң алдидила алим абдуреһим хитайниң қийин-қистаққа елиши билән мәҗбурий иқрар қилдурулған. Рабийә қадир ханим хитайни демократийә йолиға меңип, бигунаһ тутқунларни қоюп беришқа чақирди.

Германийидә сиясий панаһлиқ тәлипи рәт қилинған бир уйғур хитайға қайтурулди

Истансимизниң игилишичә, 13 ‏- июл күни, мухтар тиливалди исимлик бир уйғур яш германийидин хитайға қайтурулған. Мәлум болушичә, мухтар тиливалди, 1998 ‏- йили германийигә келип шундин етибарән германийиниң мейнез (Meinz) шәһиридә яшиған.

Германийидики ихтияри мухбиримизниң билдүрүшичә, мухтар тиливалди, өзиниң сиясий салаһийитигә германийә даирилирини ишәндүрәлмигән, униң панаһлиқ тәлипи 2001 ‏- йили ахирқи қетим рәт қилинғандин бери, у германийидә қануний салаһийәтсиз яшашқа мәҗбур болған. Бундин үч һәптә илгири, германийә сақчилири мухтар тиливалдини тутуп, уни хитайға кетишни рәт қилғанлиқ вә һазирға қәдәр нопуссиз яшиғанлиқ гунаһи үчүн түрмигә солиған.

Мухтар тиливалди 13 ‏- июл күни германийә вақти саәт 12 дә икки герман сақчисиниң назарити астида айропилан билән бейҗиңға йолға селинған. Дуня уйғур қурултийи мәхсус адвокат тутуп, уни хитайға әвәтмәсликкә һәрикәт қилған болсиму, лекин үнүмгә еришәлмигән. Чүнки, мухтәр тиливалди германийигә кәлгәндин буян һечқандақ сиясий паалийәтләргә қатнашмиғанлиқи үчүн германийә даирилири униң хитайда хәвпкә учримайдиғанлиқини билдүргән икән.

Қирғизистан америка базисиниң давамлиқ турушиға қошулди

Қирғизистан билән америка арисидики, америкиниң манас һәрбий базисиниң мөһлити вә кира һәққи мәсилисигә аит сөһбәт ахирлашти. Нәтиҗидә, бишкәк даирилири бу базиниң давамлиқ турушиға қошулидиғанлиқини билдүрди. Америка тәрәп базиниң ишлитиш вә муһит асраш һәққи бойичә 150 милйон доллар беришкә қошулди.

Өткән йили хитай вә русийиниң башламчилиқидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати америка базисиниң оттура асиядин чиқип кетишини тәләп қилғандин кейин өзбекистандики америка һәрбий базиси тақалған иди.

Шамил басайев өлтүрүлди

10-Июл күни чечән қаршилиқ көрсәткүчи күчлири тәрипидин қурулған " чечән ичкирийә җумһурийити" ниң башлиқлиридин бири " кавказийә бөриси" дегән ләқәм билән даң чиқарған шамил басайев русийиниң ингушитийә җумһурийити тәвәсидә өлтүрүлди.

Русийә даирилири тәрипидин "биринчи номурлуқ террорчи" дәп қарилип, униң беши үчүн 10 милйон доллар бериш елан қилинған шамил басайевниң өлүм хәвири бирдинла русийә вә хәлқара мәтбуатларниң әң муһим хәвәр темисиға айлиниш билән бир вақитта йәнә басайевниң өлүми билән чечәнләрниң қаршилиқ һәрикәтлири үзүл-кесил ахирлаштиму дегән соал русийә-чечинийә мәсилилири көзәткүчилириниң диққәт нәзиридин орун алди. Көпинчә көзәткүчиләр басайевниң өлүми билән чечәнләрниң қаршилиқлириниң ахирлашмайдиғанлиқини билдүрүшмәктә.

Русийә мәтбуатлиридики учурларда басайевниң бомба қачиланған "камаз" маркилиқ йүк машининиң йенида кетиватқанда тәсадипий сәвәбләр түпәйлидин йүк машинисидики бомбиларниң партлап кетиши нәтиҗисидә өлгәнлики, қандақтур бу русийә бихәтәрлик қисимлириниң қилған иши әмәслики һәққидики мәлуматларму пәйда болған.

Шамил басайев вәқәсигә аит учурларниң биридә русийә бихәтәрлик қисимлириниң шамил басайевниң қол телефонда сөзлишиватқан пәйтидә телефон сигнали арқилиқ униң җайлашқан орнини биливелип, башқурулидиған ракета арқилиқ уни партлитип өлтүргәнлики ейтилған. 1996-Йили, чечәнләрниң президенти җәвһәр дудайевму әнә шундақ усулда русийә армийиси тәрипидин өлтүрүлгән иди.

Русийә президенти владимир путин шамил басайевниң өлүм хәвирини аңлиғандин кейин бу қетимқи һәрбий һәрикәткә қатнашқанларни тәбрикләш билән биргә уларни тәқдирләйдиғанлиқини әскәрткән.

Бомбайдики партлашта өлгәнләрниң сани 200 гә йәтти

Һиндистанниң бомбай шәһиридә сәйшәнбә күни йүз бәргән пойиздики партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң сани һазир 200 гә йәтти. Шу сәвәбтин һиндистан даирилири һазир бомбай вә пайтәхт йеңи деһлиниң бихәтәрлик ишлирини алаһидә чиңитти.

Һиндистан даирилири бомбай шәһиридики пойиз истансилирида бир вақитта дегүдәкла 7 қетим партлаш көрүлүп, пойиз қатнаш систимисини паләч һаләткә чүшүп қойғанлиқини билдүрди. Шундақла һөкүмәт даирилири бу вәқә кәшмирдики мусулман пидаийилири тәрипидин садир қилинған болуши мумкин дәп қариди.

Америка даирилири бу террорлуқ һәрикәтни әйибләш билән биргә, һиндистанға ярдәм қилишни халайдиғанлиқини билдүрди. Пакистан тәрәпму бу вәқәни әйибләп, уни " рәзил террорлуқ һәрикәт" дәп сүпәтлиди.

Америка гуәнтанамо мәсилисидә җәнвә келишимигә риайә қилиду

Америка алий соти йеқинда, президент буш тәрипидин террор гумандарлирини сотлаш үчүн қурулған һәрбий сотни, қанунсиз дәп җакарлап, президент бушниң бундақ сот қуруш салаһийити йоқ икәнлики тоғрисида һөкүм чиқарған. Алий сот бу тоғридики қарарида шундақла гуәнтанамодики мәһбусларға җәнвә келишиминиң рамкиси ичидә муамилә қилиниши керәкликини тәкитлигән иди.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ғәрб дөләтлири вә америкидики демократик партийә рәһбәрлири, алий сотниң бу қарарини қизғин қарши алдиғанлиқини билдүрүшти.

Сәйшәнбә күни америка мудапиә министирлиқи бир оқтуруш чүшүрүп, гуәнтанамодики мәһбуслар вә дуняниң һәр қайси җайлирида америка һәрбий қисимлири тәрипидин тутуп турулуватқан мәһбусларға җәнвә келишими бойичә муамилә қилинидиғанлиқини билдүрди.

Гуйяңда нәччә йүз киши сақчилар билән тоқунушти

Хитайниң гуйҗо өлкисиниң гуйяң шәһиридә сақчиларниң бир кишини урғанлиқи сәвәбидин сақчилар билән тоқунуш йүз бәргән. Франсийә ахбарат агентлиқиниң мәлум қилишичә, топилаң дүшәнбә күни йүз бәргән болуп, топилаңға 300 дәк киши қатнашқан һәмдә уларниң көпүнчиси деһқанлар вә көчмән ишчилар икән.

Икки тәрәп оттурисидики тоқунушта бир қисим кишиләр сақчилар тәрипидин уруп яриландурулған һәмдә нәччиси қолға елинған. Хитайда йеқинқи йиллардин буян мушуниңға охшаш хәлқ арисидики наразилиқ намайишлири көп көрүлгән болуп, мәлуматларға қариғанда, өткән бир йилниң ичидила хитайда 87000 қетим хәлқ қаршилиқ һәрикити йүз бәргән.

Оттура шәрқ вәзийити җиддийләшмәктә

Исраилийә қошунлири пәйшәнбә күни ливандики нишанларға һава, қуруқлуқ вә деңиздин һуҗум қозғап, аз дегәндә 50 дин артуқ адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған, бейрут айродромиму бомбардиман қилинишқа учриған. Буниңдики сәвәп, алдинқи һәптидә ливандики һизбулла қораллиқ гуруппилириниң исраилийә қошунлириға һуҗум қозғап, сәккиз исраилийә әскирини өлтүргәнлики вә икки нәпирини қолға алғанлиқи икән, униңдин кейин һизбулла қошунлириму исраилийә тәрәпкә ракета атқан.

Пәйшәнбә күни исраилийә айропиланлири ғәззәдики пәләстин һөкүмитиниң ташқи ишлар министирлиқини бомбардиман қилған. Нөвәттә, оттура шәрқ вәзийити қайтидин җиддий һаләткә өткән болуп, хәлқара җәмийәт оттура шәрқтә кәң көләмлик бир урушниң партлап қелишидин әнсиримәктә.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.