Һәптилик хәвәрләр (15-21- июл)
2006.07.21
Канадада хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилни қоюп беришини тәләп қилип намайиш өткүзүлди
Хитай даирилири тәрипидин тутуп туруливатқан канада пуқраси һүсәйин җелилниң тәқдири канадалиқларни әндишигә салмақта. 20 – Июл күни канададики уйғурлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң канадалиқ уйғур һүсәйин җелилға тутқан йолсизларчә сияситигә наразилиқ билдүрүп, канаданиң торонтодики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзди. Намайишчилар "уйғурларға әркинлик", "һүсәйин җелилға әркинлик", "уйғур сиясий тутқунларни тутқун қилишни тохтат" дегәндәк шоарларни товлишип наразилиқ билдүрди.
Клинтон фонди җәмийити уйғур дияридики әйдиз бимарлириға көңүл бөлмәктә
Сабиқ америка президенти клинтон фонди җәмийити йеқинда уйғур дияриға берип, аптоном районлуқ сәһийә назарити билән келишим түзүп, әйдиз бимарлириниң давалинишиға ярдәм көрситидиғанлиқини билдүрди.
Хәвәрләргә қариғанда, америка клинтон фонди җәмийити, келишим бойичә, кәлгүси үч йил ичидә, йилиға аз дегәндә 2 милйон 400 миң йүән сәрп қилип мәзкур районниң әйдиздин мудапиәлиниш ишлириға ярдәмлишидидикән.
Мәзкур фонди җәмийәт йәнә, әйдиз бимарлирини давалаш вә уларға көңүл бөлүш, техника җәһәттә қоллаш шуниңдәк мүтәхәссисләрни әвәтиш қатарлиқ хизмәтләрни орунлайдикән. Сабиқ президент билл клинтон өткән йили уйғур елидә зиярәттә болған иди. У үрүмчидики ечилған йиғинға қатнишип, нутуқ сөзлигән, бил клинтон һазир хәйрихаһлиқ ишлири билән шуғулланмақта.
Ақсу шәһәр йеңи базардики уйғурлар мәҗбури көчүрүлмәктә
Йеқинда бир уйғурниң мәлумат йәткүзүшичә, ақсу шәһридә бир қанчә йилдин буян һөкүмәт бир қисим хитай өлкилиридин кәлгән мәбләғ салғучилар билән бирлишип, шәһәр ичидә олтурақлишип кәлгән йәрлик уйғурларни өйлиридин мәҗбури көчүрүп, қәдими уйғур мәһәллилирини чеқип униң орниға егиз имарәт яки башқа сода орунлирини қурмақта икән. Шундақла бу хил мәҗбури өй көчүрүш чеқиш һәрикити уйғурларниң наразилиқиға қаримай давам қилмақта икән. Исмини ашкарилашни халимиған бу кишиниң билдүрүшичә, йеқинда йәнә ақсуниң уйғурлар зич олтурақлашқан райони болған йеңи базарда һөкүмәт уйғурларни мәҗбури көчүрүватқан болуп, һөкүмәт йәрлик амминиң өйлирини әрзан баһалап еливалғандин сирт йәнә уларни, турмуш, қатнаш әслиһәлири қолайсиз болған шәһәр сиртидики кона айродром тәрәпкә көчүрмәктә икән.
Уйғурлар мюнхенда өткүзүлгән милләтләр мәдәнийити көргәзмисигә қатнашти
7 - Айниң 16 - күни йәкшәнбә, германийиниң мюнхен шәһиридики "вәст парк" дегән чоң саяһәт бағчисида милләтләр мәдәнийити көргәзмиси өткүзүлди. Бу паалийәтни мюнхендики чәт`әлликләр мәҗлиси идариси орунлаштурған. Мюнхен шәһиридә олтурушлуқ уйғурларму өзлириниң миллий мәдәнийитини намайән қилиш үчүн бу паалийәткә қатнашти.
Түркийә уйғур тилида радио программлирини аңлитиш алдида
Әнқәрәдики ихтияри мухбиримизниң игилишичә, түркийә җумһурийитигә тәвә "түркийә авази" радиоси 2007-йилидин етибарән уйғур тилида радио программилирини аңлитишни башлайдикән. 27 Хил тилда сөзләйдиған, 1937-қурулған бу радио һазир оттура асиядики қазақ, қирғиз, өзбәк қатарлиқ тилларда хәлқара хәвәрләр, түрк тили өгитиш һәм түркийини чүшәндүрүш программилирини тәсис қилған икән.
Канада парламент әзаси һүсәйин җелил мәсилисигә көңүл бөлмәктә
Канада парламентидики әң чоң өктичи партийә болған либерал партийиниң парламент әзаси, павл сизабу һүсәйин җилил мәсилисигә әң көп көңүл бөлүватқан канада сиясәтчилириниң бири. У һазирғичә үч қетим һүсәнҗан җилил мәсилисини канада парламентида оттуриға қойған һәмдә һөкүмәтни һүсәнҗан җелил мәсилисигә йетәрлик көңүл бөлмәйватиду дәп, әйиблигән. У йеқинда мухбирларға бәргән баянатида, хитай һөкүмитиниң һүсәнҗан җелил һәққидә мәлумат беришини һәмдә уни қануни мәслиһәтчиси билән көрөштүрүши керәкликини тәкитлигән.
Қәһриман ғоҗамбәрди хитай даирилириниң өзини зәһәрлик чекимлик содисиға арилишиш билән әйиблигәнликигә инкас қайтурди
Хитайда чиқидиған "хәлқара аваңард йетәкчилири" гезитидә, шәрқий түркистан күчлирини хәлқара зәһәрлик чекимлик гуруһи билән тил бириктүрмәктә" дәп елан қилинди. Мәзкур гезит йәнә, уйғур аптонум районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, " қазақистанда яшайдиған қәһриман ғоҗамбәрди, адәм әвәтип чегримиз ичидә зәһәрлик чекимлик гуруһи уюштурған вә чегра еғизидин дөлитимизгә зәһәрлик чекимлик йөткимәкчи болған " деди. Мәзкур хәвәрдә тилға елинған дуня уйғур қурултийиниң қазақистанда турушлуқ вәкили қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди мухбиримизниң зияритини қобул қилип, буниң өзигә қилинған төһмәт икәнликини оттуриға қойди.
Гәрчә хитай даирилири зәһәрлик чекимликниң алтун һилал ай дәп аталған афғанистан, пакистан қатарлиқ җайлар билән чегрилинидиған нуқтилардин уйғур дияриға кириватқанлиқи, униңдин кейин хитайниң ичкири өлкилиригә тарқиливатқанлиқини көрсәтсиму, әмма бир нәпәр хадим мухбиримизниң зияритини қобул қилип, әмәлийәтниң ундақ әмәсликини билдүрди.
8 Нәпәр хитай компартийә әмәлдарлири әмәл сатқанлиқи сәвәбидин җазаланди
Йеқинда 8 нәпәр хитай компартийә әмәлдари өзлириниң һоқуқидин пайдилинип, әмәл сатқанлиқи үчүн җазаланған. Бу хитай һөкүмитиниң хиянәтчилик вә чирикликкә қарши туруш һәрикитиниң бир қисми һесаблиниду.
Буларниң арисидики сичүән өлкисидики сав йоңбав исимлик бир партийә әмәлдари, хизмәтдишиниң униң әмилини өстүрүш бәдлигә 1 йерим милйон йүән пара алғанлиқи үчүн 13 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған.
Шәншидики йәнә бир әмәлдар тәхминән 1 милйон йүәндин ошуқ пара елип, өзиниң һоқуқидин пайдилинип, 28хадимниң әмилини өстүрүп бәргән. Гуаңдоңлуқ лу чеңли болса, йәрлик әмәлдарларға пара берип өзигә аваз ташлатқузуп, наһийә башлиқлиқиға тәйинләңән. Шинхуа уларға берилгән конкерт җазалар тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрмиди.
Исраилийә билән һизбулланиң урушлири давамлашмақта
Һизбулла тәшкилати икки нәпәр исраилийә әскирини тутувалғандин буян башланған исраилийиниң ливандики һузбулла нуқтилирини бомбардиман қилишлири давамлашмақта. Бу җәрянда икки тәрәптин 300 дин артуқ пуқра өлди, ливан билән исраилийә чегрисидики тоқунушларда һизбулла исраилийә танкилирини пачақлап ташлиған. Исраилийә һава армийиси йәнә һизбулла рәһбири җайлашқан орун вә қорал ярақ искилатлирини бомбардиман қилған.
Хәлқара җәмийәт дәрһал уруш тохтитишни тәләп қилмақта. Америка тәрәп исраилийиниң елип бериватқан һизбуллаға қарши һәрикәтлирини қоллап, иран билән сүрийини һизбуллаға ярдәм қилғанлиқ билән тәнқид қилмақта, нөвәттә, оттура шәрқ вәзийити күнсайин мурәккәплишип, кәң көләмлик бир урушниң партлап қелиш еһтималлиқи илгири сүрүлмәктә.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (8 – 14 – июл)
- Һәптилик хәвәрләр (30 – июн – 7 - июл)
- Һәптилик хәвәрләр (24 – 29 –июн)
- Һәптилик хәвәрләр (17 -23 –июн)
- Һәптилик хәвәрләр (10 - 16- июн)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (27 – майдин 2 – июн)
- Һәптилик хәвәрләр (20 - 26 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (13 – 19 – май)
- Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – май)