Һәптилик хәвәрләр (22-28- июл)


2006.07.28

Ню йоркта, хитай һакимийити астидики аз санлиқ милләтләрниң әһвали һәққидә йиғин өткүзүлди

27‏ - Июл күни америкиниң ню йорк шәһиридә хитай һакимийити астидики аз санлиқ милләтләрниң әһвали темисида бир илмий муһакимә йеғини ечилди.

Игилишимизчә, хәлқара аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш тәшкилати вә хитай кишилик һоқуқ тәшкилати тәрипидин бирликтә уюштурулған мәзкур йиғинда, хитайниң һөкүмранлиқида яшаватқан аз санлиқ милләтләрниң иқтисадий, иҗтмаий вә сиясий вәзийити музакирә қилинған. Икки күн давамлашқан бу йиғинға уйғурлардин уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир вә башқилар иштирак қилған. Рабийә қадир йиғинда хитайниң маарипни хитайчилаштуруш сиясити һәм әмгәкчиләр мәсилиси һәққидә доклат бәргән.

Хитай рабийә қадирниң пәрзәнтлирини сотлашни кечиктүрди

Хитай даирилири әсли рабийә қадирниң қаһар абдуреһим вә алим абдуреһим исимлик 2 оғлини "бөлгүнчилик" вә "баҗ оғрилаш" җинайити билән әйибләп, 28 - июлда рәсмий сотлимақчи иди. Лекин сот ечилишқа 3 күн қалғанда, үрүмчи шәһәрлик тәңритағ районлуқ сот мәһкимиси вә тәптиш даирилири сот күнини кечиктүргән.

Рабийә қадир аилә - тавабатиниң әскәртишичә, әйибнамидики җавабкарларни "дөләт һакимийитини ағдурушқа урунған", "кишиләрни миллий бөлгүнчиликкә қутратқан" дәйдиған әйибләшләр чиқирип ташланған болуп, пәқәт "баҗ оғрилиди" дегән әйибләшла сақлап қелинған. Алим вә қаһар абдуреһимлар 1 – һәм 13-июн күнлири қолға елинғандин кейин, бу вәқә америка ташқи ишлар министирлиқиниң диққитини қозғиған вә америкиниң бейҗиңдики әлчиханиси вәқәни сүрүштүргән һәмдә дөләт мәҗлис әзалиридин том лантос қатарлиқлар ху җинтавға хәт йезип рабийә қадир пәрзәнтлирини қоюп беришни тәләп қилған иди.

Уйғур елиға йәнә бир түркүм хитай оқуғучилири орунлаштурулди

Хитай һөкүмитиниң ғәрбий районларға ярдәм бериш шуари астида, йеқинда шәндоң вә шәншидин кәлгән 786 нәпәр хитай алий мәктәп оқуғучилири, уйғур елиниң җәнубий вә шималидики мәктәп вә давалаш органлириға берип мулазимәт башлиди.

2003 ‏ - Йилидин бери йолға қоюлған мәзкур пилан бойичә, хитай өлкилиридин кәлгән 2 миң 197 оқуғучи уйғур елиниң 32 наһийә вә шәһәрлиридә хизмәткә орунлаштурулған икән. Әмма, инкасларға қариғанда, уйғур әлиниң һәр қайси җайлирида алий мәктәп пүттүрүп ишсиз қалған уйғур яшлириниң сани күнсайин есишқа башлиған болуп, уларниң тирикчилиқ қилиш имканийәтлири дәхилгә учримақта. Албанийә һөкүмити бәш уйғурға сиясий панаһлиқ бәрди

Албанийә һөкүмити америкиниң гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурниң сиясий панаһлиқини қобул қилди. Албанийә ички ишлар министириниң билдүрүшичә, албанийиниң тирана шәһиридики мусапирлар лагерида туруватқан 5 уйғурниң албанийидики сиясий панаһлиқи 7 ‏ -айниң 13 ‏ - күни рәсмий қобул қилинған.

Америка даирилири 2001‏ - йили афғанистанда тутқан бу 5 уйғурни америка һөкүмити үчүн һечқандақ террорлуқ тәһдиди йоқ дәп җакарлап бу йил 5 ‏-айда албанийигә әвәткән иди.

Уйғурлар түркийидики хәлқара йәрмәнкидә

Түркийиниң қәйсири шәһиридики дуня тиҗарәт мәркизидә хәлқара тоқумичилиқ мәһсулатлири йәрмәнкиси өткүзүлмәктә. Бу йәрмәнкигә русийә, тайланд, филиппин, камбодҗа вә хитай қатарлиқ коп санда дөләтләрдин кәлгән ширкәтләр қатнашмақта. Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бу йәрмәнкидә шәрқий түркистан бөлүми ечип уйғурларни тонутмақта.

Қирғизистан билән өзбекистан бирликтә һәрбий күч тәшкиллимәкчи

Қирғизистан президенти қурманбек бақийев вә өзбекистан президенти ислам кәримоф, хәлқара террорчилиқ вә диний әсәбийликкә қарши туруш үчүн бирләшмә һәрбий күч қуруш тоғрисида келишти.

Қирғизистан президент мәһкимисиниң тор бетидә елан қилинған бир баянатта, қирғизистан вә өзбекистан рәһбәрлири 22 ‏- июл күни москвада өткүзүлгән мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи тәшкилатиниң йиғини җәрянида учришип, бирләшмә һәрбий күч қуруш һәққидә қарар алған.

. Қирғизистан даирилири алдинқи һәптидә өзбекистан исламий һәрикити әзаси дәп әйибләнгән бир нәпәр өзбек пуқрасини қолған алған иди. Қирғизистан президенти қурманбек бақийифниң елан қилған баянатида, хәлара террорчилиққа вә диний әсәбийликкә қарши турушта, кәримофни пүтүн күчи билән қоллап-қувәтләйдиғанлиқи билдүрүлгән (үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.