Һәптилик хәвәрләр (29 – июл – 4 – авғуст)


2006.08.04

Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити баш катипи абдурәуп мәхсум вапатиниң бир йиллиқи хатириләнди

Алмутида сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитини қурғучиларниң бири шундақла шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң баш катипи болған абдурәуп мәхсум ибраһими вапатиниң бир йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.

Абдурәуп мәхсум ибраһими 1914-йили ғулҗа шәһиридә туғулған болуп, яш вақитлирида боғалтирлиқ кәспи билән шуғулланған.1944-Йили, азадлиқ тәшкилати қурулғанда униң әзаси болған һәмдә ғулҗа қозғилиңиға қатнишип, 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити тәсис қилинғанда һөкүмәт әзаси вә баш катип болуп сайланған.

У, 20-әсирниң 60-йиллирида қазақистанға көчүп чиқип, алмута шәһиридә олтурақлишип қалған, 2005-йили 13-авғуст күни 91 йешида вапат болған.

Норвигийә скандановийидики уйғурларниң йеңи макани

Скандановийидики йеңи уйғур макани норвигийидики уйғурлар өзлириниң миллий мәдәнийити вә тилини қоғдаш һәм сақлап қелиш үчүн тиришмақта. Йеқинқи йиллардин буян норвигийигә келип йәрлишиватқан уйғурларниң саниниң көпийишигә әгишип бу дөләттики уйғурларму бу хил мәсилигә дуч кәлгән. Чүнки һазир норвигийидә яшаватқан уйғурларниң ичидә кичик балилар вә техи қорамиға йәтмигән өсмүрләрниң санила 100 дин ашиду.

Норвигийә уйғур комитетиниң тәшкиллиши билән уйғурлар топлишип олтурақлашқан бергин вә ставаңир шәһәрлиридә арқа – арқидин милли тәлим – тәрбийә синиплири ечилип рәсмий иш башлиди.

Тәлим – тәрбийә синиплириниң бергиндики мәсуллиқини норвигийә уйғур комитети миллий тәлим – тәрбийә бөлүминиң мәсули керим қарим, ставаңирдики мәсуллуқини норвигийә уйғур комитетиниң ставангир райониға мәсул муавин рәиси еляр һаҗим өз үстилиригә алған болуп, бәш яштин тартип 18 яшқичә болған уйғур балилири һәр йәкшәнбә күни бир йәргә җәм болуп, йеши вә сәвийисигә қарап ана тил, тарих вә дини илимләр бойичә дәрс елишқа башлиған. Йеқинқи йиллардин буян бундақ хилдики оз ана тили вә мәдәнийитини өгитиш синиплири, гәрманийә, америка, түркийә қатарлиқ дөләтлиридиму арқиму-арқидин ечилған иди.

Кунмиңда 25 уюғур аял зәһәрлик һкекимлик әткәсчилики билән тутулди

Өткән һәптә хитайниң күнмиң шәһиридики айродромда 25 нәпәр уйғур аялниң зәһәр йөткәш җинайити билән тутулуш вәқәси йүз бәрди. Уларниң йенидин 5800 гирам хроин чиққан икән. Бу вәқә хитай тилидики мәтбуатларда кәң тәшвиқ қилинип, җәмийәттә зор ғул-ғулиларни кәлтүрүп чиқарди. Хәвәрдә көрситилишичә, аяллар бу зәһәрлик чекимликләрни йүтүши, җинсий әзалириға йошуруш қатарлиқ васитиләрни қолланған болуп, кишиләрни ечиндурған йери, уларниң һәммиси дегүдәк һамилдар анилар болуп, қорсақлирида дуняға келиш алдидики пәрзәнтлири бар икән.

Бу вәқә чәт әлләрдики уйғурларниң түрлүк инкаслирини қозғиди . Бир қисим уйғур көзәткүчилири уйғур елидә , болупму уйғурлар арисида зәһәрлик чекимлик билән әйдиз апитиниң ямрап кетишидики асаслиқ сәвәблирини уйғурларниң харап болуп, милләт сүпитидә йоқилишини илгири сүрүш ғәрәзлири билән мунасивәтлик дәп қарашмақта.

Хитайда зиялийлар һөкүмәт мәҗбурий тақивәткән тор бәтлирини қайтидин ечиш үчүн һәрикәт қилмақта

Җоңгониң мәмликәт ичи вә сиртидики 103 нәпәр хитай зиялийси йеқинда бейҗиң даирилириға хәт йезип, һөкүмәт тәрипидин җоңго вәзийитигә даир назук мәсилиләр үстидә муназирә елип барғанлиқи үчүн тақиветилгән өктичи позитсийидики тор бәтлирини җүмлидин " җуңго әсири" тор бетини әслигә кәлтүрүшни тәләп қилди.

Бу зиялийларниң тәкитлишичә, сөзләш, йезиш, ипадиләш әркинлики бир инсанниң һәргиз ваз кәчкили болмайдиған туғулуштин мәвҗут тәбиий һоқуқидур. Бу хәткә имза қойған зиялийларниң бири тибәтлик язғучи осер ханимдур. Униң икки тор бети техи йеқиндила җоңго мәркизий тәшвиқат бөлүми тәрипидин тақиветилгән иди.

Қазақистанда чиқидиған яш алаш гезити уйғур елидики қазақлар мәсилиси һәққидә тохталди

Қазақистанда чиқидиған "яш алаш гезити"ниң йеқинқи бир санида мақалә елан қилинип, уйғур әлиниң или области тәвәсидики қазақлар һәққидики көз қарашлар оттуриға қоюлди. Бу мақалидә қазақистан һөкүмити бу йәрдики қазақларниң реаллиқиға көз юмди шуниңдәк йәнә или областидики қазақларни йәр земин вә отлақлиридин айрилип қалмақта, миллий тилини йоқитишкә йүзләндүрүлмәктә дәп хитай һөкүмитиниң қазақларға тутқан сиясити тәнқид қилинған.

Мәлумки, уйғур әлидә бир милйон 300 миң әтрапида қазақлар яшайду, инкасларға қариғанда, хитай һөкүмити қазақистан билән болған истратегийилик мунасивәт түпәйлидин уларға мумкин қәдәр имтиязларни бәрсиму, бирақ улар дуч келиватқан қош тиллиқ сиясәт һәм кәмситилиш йәнила еғир болғанлиқи үчүн көплигән қазақ зиялийлири қазақистанға келип маканлишишни арзу қилидикән.

Уйғур муқами өзбекистанда көрситилди

29‏- Вә 30‏- июл күнлири уйғур муқам ансамбили өзбекистан пайтәхти ташкәнттики түркистан сарийида икки мәйдан достлуқ зиярәт оюни көрсәтти. Бу паалийәтни хитайниң өзбекистандики әлчиханиси, өзбекистан уйғур мәдәнийәт мәркизи қатарлиқ орунлар һәмкарлишиш арқилиқ тәшкиллигән. Хитай йәнә йеқинқи бир қанчә йилдин буян өзбекистанға уйғур тилида радио программиси аңлитиш, телевизийә программиси көрситиш елип бармақта шуниң билән бир вақитта уйғур мустәқилчилирини бирликтә йоқитиш һәққидә өзбекистан билән келишим һасил қилған иди.

Хәвәрләргә қариғанда, бир һәптидин кейин муқам ансамбили тәйвәнгә берип 19 мәйдан оюн қоймақчи икән. Чәт әлләрдики уйғур көзәткүчилириниң қаришичә, хитай һөкүмити бир тәрәптин өзиниң уйғур мәдәнийитини тәрәққи қиливатқанлиқини хәлқара җәмийәткә тәшвиқ қилса, йәнә бир тәрәптин ички қисимда идиологийә саһәсидики миллий бөлгүнчиликкә зәрбә бериш һәрикити елип бармақта һәмдә уйғур тилиниң тәрәққиятини чәклимәктә.

Хиянәтчилик билән әйибләнгән бейҗиңниң муавин шәһәр башлиқи уйғур елигә әвәтилди

Хиянәтчилик билән әйиблинип вәзиписидин елип ташланған бейҗиңниң сабиқ муавин шәһәр башлиқи лю җихуа билән бейҗиң олимпик қурулуш программисиниң муавин қомандани җиң йән айрип тәкшүрүлүш үчүн уйғур елигә әвәтилди. Хитай демократлириниң инкаслириға қариғанда, хитай һөкүмәтлири тарихтин тартип бир қисим сиясий өктичиләрни җазалап, уларни шинҗанға в ички моңғул қатарлиқ җайларға сүргүн қилатти. Бу бир әнәнә болуп қалғандин сирт йәнә хитай һөкүмити миңлиған җинайәтчиләрни уйғур елиға йөткәп әмгәк лагерлириға солиған.

Қирғизистан уч адәмгә өлүм җазаси бәрди

Қирғизистан пәйшәнбә күни парламент әзаси тинчбек ахматбайәвни өлтүргәнлик билән уч адәмгә өлүм җазаси бәргән болсиму, лекин уларни техи иҗра қилмайдикән. Хәвәрләргә қариғанда, қирғизистан өлүм җазаси беришни әмәлдин қалдурушни ойлашқан болсиму, техи қарар чиқармиған . Наразилиқ билдүргән ишчилар хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинди

Маашиниң төвән болуши вә иш шараитиниң начарлиқи сәвәбидин наразилиқ билдүргән гуаңдуңдики мәлум бир завут ишчилири билән сақчилар арисида тоқунуш йүз берип, нәтиҗидә сақчилар 7 ишчини тутуп кәткән һәмдә тоқунушта бир ишчи еғир яриланған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.