Һәптилик хәвәрләр (11-18-авғуст)


2006.08.18

Һүсәнҗан җелил һәққидә намайиш өткүзүлди

Дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға бинаән бир қисим дөләтләрдики уйғур җамаити шу җайдики хитай консулханилириниң алдиға топлинип, канада пуқраси, һүсәйинҗан җелилни қоюп беришни тәләп қилди.

Учурларға қариғанда, германийиниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлгән.

Буниңдин башқа йәнә охшаш бир күндә шветсийә уйғур җамаитиму стокһолимдики хитай әлчиханиси алдиға топлинип, наразилиқ намайиши өткүзди.

Хәвәрләргә қариғанда, һүсәйинҗан җелил өзбекистан даирилири тәрипидин хитайға тапшуруп берилгәндин кейин, хитай даирилири узунғичә һусәйинҗан җелилниң әһвали һәққидә учур бәрмигән. Йеқинда униң өлтүрүлмәкчи болғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалғандин кейин хитай даирилири канада һөкүмитиниң қаттиқ тәлипигә бинаән һусәйинҗан җелилниң сотлинидиғанлиқини билдүрүп, мәзкур учурни рәт қилған иди. Нөвәттә, һүсәйинҗан җелил мәсилиси хәлқара мәтбуатларда бәлгилик салмақни игилимәктә.

Америка авам палатаси рабийә қадирниң пәрзәнтлирини қоюп бериш тоғрисида ху җинтавға хәт язди

Америка дөләт мәҗлисиниң 72 нәпәр авам палата әзаси хитай дөләт рәиси ху җинтавға хәт йезип, уйғур кишилик һоқуқи рәһбири рабийә қадирниң бу йил 6 - айда қолға елинған вә рәсмий сотлайдиланлиқини җакарлиған 3 оғлини қоюп беришни тәләп қилди.

Ху җинтавға йезилған бу хәт авам палатасиниң хәлқара мунасивәтләр комитети рәиси һенрий хайд вә бу комитетниң юқири дәриҗилик әзаси там лантослар башчилиқида қәләмгә елинди. Хәттә, рабийә қадирниң нәврилиридин сәрдар, чипарлар, туғқанлири қәйсәр, раһилә, турғун вә қизи рошәнгүлләр қоюп берилгән болсиму, " лекин уларниң бихәтәрлики вә саламәтликидин әнсирәватимиз," дәп йезилған.

Рабийә қадир германийидә зиярәттә болуп қайтип кәлди

Өткән һәптидә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим өмүрлүк һәмрийи сидиқ һаҗи рузи әпәнди билән бирликтә германийини зиярәт қилип, дуня уйғур қурултийи һәмдә уйғур җамаити билән учиришишларни өткүзди. Шуниң билән бир вақитта йәнә рабийә қадир һәққидә йезиливатқан чоң һәҗимлик китабниң ахирқи басқучлири билән мәшғул болди.

"Рафто фонди җәмийити" уйғур мәсилисигә изчил көңүл бөлмәктә

Норвегийә "рафто фонди җәмийити", уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалиға әң көңүл бөлүватқан хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң бири. Бу фонди җәмийәт 2004 - йиллиқ "рафто кишилик һоқуқ мукапати" ни атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға бәргән иди. Шундин тартип улар һазирғичә улар һәр хил васитиләр арқилиқ уйғур мәсилисиниң норвегийидила әмәс хәлқарада тонилишиғиму зор төһпиләрни қошуп кәлмәктә.

Рафто фонди җәмийитиниң мәсули Arne Lynngård әпәндиниң билдүрүшичә, рафто фонди җәмийити , норвегийә парламенти, норвегийә ташқи ишлар министирлиқи вә башқа алақидар орунларға арқа арқидин җидди хәт йоллап, уларни уйғур елидә нөвәттә садир боливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һадиссилиридин хәвәрдар қилиш билән биргә, һөкүмәт даирлирини уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитигә йәниму көңүл бөлүшкә чақирған.

У бу һәқтә мундақ дәйду:

"Биз уйғур районида йүз бериватқан вәқәләрдин норвегийә һөкүмәт даирлирини хәвәрдар қилишқа интайин әһмийәт бериватимиз, биз уларға рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң қандақ қолға елинғанлиқи вә уларға йүргүзүлгән зораванлиқларни бирму - бир аңлитиватимиз. Биз йәнә норвегийичә мунасивәтлик һөкүмәт тармақлириға хәт йезип улардин хитай һөкүмити билән кишилик һоқуқ сөһбити елип беришни, уйғурларға қарита йүргүзүватқан бастуруш һәрикәтлирини тохтитиш һәққидә хитай даирлиригә бесим ишлитишни тәләп қилдуқ"

Башланғуч мәктәп балилиридин башқа оқуғучилар йәнила пахта териш әмгикидин қутулалмиди

Йеқинда уйғур аптоном районлуқ тиришчанлиқ билән ишләп иқтисадчанлиқ билән мәктәп башқуруш ишханиси, бу йилдин башлап, башланғуч мәктәп оқуғучилириға пахта териш әмгәк вәзиписини чүшүрүшкә рухсәт қилмаслиқ қарарини елан қилди. Гәрчә хитай һөкүмити бундақ оқуғучиларни бикарға яки аз һәқ бериш билән ишлитишни чәкләшни қарар қилған болсиму, әмма буниңлиқ билән йиллардин бери давамлишип келиватқан оқуғучиларни һашарға тутуш пүтүнләй түгимигән . Бир қисим җайлардики толуқсиз оттура һәм толуқ оттура вә бәзи алий мәктәп оқуғучилири давамлиқ пахта териш вә башқа һашар әмгәклиригә давамлиқ селинған.

Алий мәктәп пүттүргәнләрниң ишсизлиқи күнсайин еғирлашмақта

Йеқинда "хитай яшлар гезити" хитайниң һәрқайси өлкилиридики алий мәктәп оқуғучилири арисида мәхсус тәкшүрүш елип барди. Мәзкур гезит мухбирлириниң зияритини қобул қилған оқуғучиларниң 40 % кә йеқини өзлириниң алий мәктәптә оқуватқанлиқидин пушайман қилидиғанлиқини чүнки мәктәп пүттүргәндин кейин, йәнила хизмәт тапалмайдиғанлиқини билдүрди. Алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучилириниң мәктәп хизмәт тапалмаслиқи хитай оқуғучилириға қариғанда техиму еғир болған, пәрзәнтлириниң кәлгүси истиқбалиға баш қатурған ата-анилар нурғун мәбләғ аҗритип, пәрзәнтлирини оқутсиму, лекин улар оқуш пүттүргәндин кейин бәрибир ишсиз қалмақта.

Хитайниң алий сот вә тәптиш мәһкимиси вәкиллири өзбекистанда

Өткән һәптидә хитай алий сот вә баш тәптиш мәһкимиси әзалири өзбәкистанни зиярәт қилған болуп, мәзкур өмәк пәйшәнбә күни ташкәнттә өзбекистан алий сотиниң муавин рәиси бәхтияр җамалоф вә өзбекистан баш тәптиши решитҗан қәдироф билән көрүшкән.

Буниңдин бир қанчә айлар илгири өзбекистан даирилири канада пуқраси һүсәйинҗан җәлилни хитайға қайтуруп бәргән болуп, ислам кәримоп һөкүмити хитай билән бирлишип, шәрқий түркистан мустәқиллиқ күчлиригә зәрбә беришкә келишкән иди.

Хитай һәрбий хамчот мәсилисидә америкини қопаллиқ билән әйиблиди

Хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики вәкили ша зукаң, пәйшәнбә күни җәнвә шәһиридә бәргән баянатида, америка, хитайниң һәрбий хамчоти мәсилисидә ағзини юмиши керәк, деди. Америка дөләт мудапиә министирлиқи изчил һалда доклат елан қилип, хитайниң һәрбий хамчотининиң йилдин-йилға ешиватқанлиқи һәмдә әтраптики дөләтләргә тәһдид селиватқанлиқини көрсәткән иди.

Қирғиз өктичилири һөкүмитиниң тазилаш һәрикитини әйиблиди

Қирғизистандики сиясий өктичиләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири қирғизистан һөкүмитиниң, қирғизистанниң җәнубий районида радикал гуруппиларға қарита елип бериватқан тазилаш һәрикитини тәнқид қилди. Йеқиндин буян қирғизистанниң җәнубидики ош вә җалал абад областилиридики вәзийәт мурәккәплишип қалған болуп, қирғиз сақчи даирилири өзбәк мусапирлирини өзбәкистанға қайтуруп бәргән һәмдә өзбекистан қораллиқ күчлири билән бирләшмә һәрбий опиратсийиләрни елип берип, қара су мәсчитиниң имами, атақлиқ диний зат рәпиқ камалопни өлтүргән иди. Өткән йилидики март инқилабидин кейин хәлқара җәмийәт қирғизистанниң һәқиқий демократийә йолиға меңишидин үмид күткән иди.

Хитайда, сахта дорилар техиму көп адәмләрни һаятидин айримақта

Йеқинда хитайниң чичихар дора ширкити тәрипидин ишләпчиқирилған сахта дорилар техи толуқ бир тәрәп қилинмай туруп, әнхуй дора завутиниң "шиңфу" маркилиқ дора окулиму көплигән бимарларниң өлүп кетишигә сәвәбчи болди.

явро-асия иқтисадий бирлики йиғин ачти

15-16-Авғуст күнлири русийә, беларусийә, украинийә рәһбәрлири һәмдә мәркизий асиядики қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан җумһурийәтлириниң дөләт башлиқлири қара деңиз бойидики сочи шәһиригә җәм болуп, явро-асия иқтисадий бирликиниң нарәсмий йиғини ечип, сода-иқтисад, енергийә, тамозһна вә бихәтәрлик мәсилилирини өз ичигә алған бир қатар мәсилиләр бойичә сөһбәт елип барди. Өзбекистан колликтип бихәтәрлик келишими тәшкилатиға рәсмий әза болди.

Уйғур аптоном районида әйдиз вируси билән юқумланғанлар 60 миңдин ашқан

Уйғур аптоном райони сәһийә назарити бу йил 6 - айниң ахирлириға қәдәр пүтүн район бойичә әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң 60 миңдин ашқанлиқини елан қилди.

Уйғур ели һазир хитайдики әйдиз әң тез тарқиливатқан җайларниң бири болуп, бу апәт уйғурларниң чәт-йезилириғиму йетип кәлмәктә, америкидики бир анализчиниң ейтишичә, әйдизниң мундақ тәз көпийип кетишидики сәвәбләр түрлүк болуп, бирси хәлқниң бу һәқтики савати кәмчил болса, йәнә бири һөкүмәт әйдиздин мудапиә көрүш тәдбирлирини яхши елип бармиған. Ичкири хитайдин кәлгән хитай содигәрлири түрлүк мәхпий шәһваний орунлирини пәйда қилип, әйдизниң ямришини кәлтүрүп чиқарған.

Пәқәт уйғур дияриниң ғулҗа шәһиридила әйдиз билән юқумланғучилар сани 3948 гә йәткән болуп, пүтүн райондики санниң үчтин бирини игиләйдикән.

Уйғурлар һәққидики мақалилар

Шветсийә уйғур комитетиниң тәшәббуси билән йеқинда шветсийә лунд университетиниң пер исимлик бир оқуғучиси, уйғур елиниң җәнубий қисмини асас қилип уйғурларниң диний, сиясий тәқдири вә кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип барған һәмдә қайтип кәлгәндин кейин уйғурлар һәққидә "хитайниң қурбанлиқи" темисида мәхсус мақалә йезип тор бәтләрдә тарқатқан.

Америкидики атақлиқ уйғур мәсилиси тәтқиқатчилиридин бири доктори дру гладний " шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә хитайниң уйғур мәсилиси"намлиқ бир парчә мақалә елан қилип, шаңхәй гуруһиниң түп мәқсәтлириниң бириниң уйғурларниң сиясий идийилири үчүн елип бериватқан һәрикәтлирини бастурушқа қаритилғанлиқини, уйғур мәсилисиниң хитай үчүн йәнила муһим мәсилә икәнликини илгири сүргән.

Уйғур аптоном районида өз ‏- ара қошуветилгән миллий вә хитай мәктәплириниң сани 700 ашти

Нөвәттә уйғур аптоном райони бойичә өз ара қошуветилгән миллий вә хитай мәктәплириниң сани 2006 - йилғичә 707 гә йетип барған.

Нөвәттә, қош тиллиқ маарип астидики уйғур маарипини хитайчилаштуруш җиддий елип берилмақта, уйғур тилиниң ролиниң аҗизлишиши уйғурларниң наразилиқлирини қозғимақта.

Хитай японийигә қарши кәйпиятниң қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқиришидин әнсиримәктә

японийә баш министири койзуми 15 - авғуст японийә 2 - дуня урушида тәслим болған күни ясукони тавабгаһини зиярәт қилғандин кейин, җуңго һөкүмити бир тәрәптин японийини тәнқид қилса, йәнә бир тәрәптин пуқралар ичидики японийигә қарши кәйпиятниң җуңгода қаллаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқиришидин әнсирәп тәдбир алди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.