Һәптилик хәвәрләр (26 – авғуст 1 – сентәбир)


2006.09.01

Хитай тохти музартни униң японийилик профессориға көрсәтмигән

Хитай һөкүмити тәрипидин түрмигә ташланған уйғур тарихчиси тохти музартниң японийә токйо университетидики профессори сугитака сато йеқинда хитайдин тохти музартни қоюп беришни тәләп қилип мәхсус үрүмчигә кәлгән. Әмма хитай даирилири униң тохти музарт билән көрүшүп тәлипини рәт қилған. У тохти музарт билән көрүшиш үчүн тот қетим үрүмчигә барған болсиму, хитай даирилири униң тәлипини рәт қилған.

японийидә чиқидиған "асахи гезити" дә бу һәқтә мәхсус " токйо университети түрмигә ташланған уйғур оқуғучи тәрәпдари" дегән темида мақалә елан қилинди.

Токйо университети тохти музарт қолға елинғандин буян, униң мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп, хитай һөкүмитидин изчил уни қоюп беришни тәләп қилип кәлди. Шундақла университетта униң оқуғучилиқ орнини һазирғичә сақлап қелип, униңға японийигә қайтип кәлгәндә оқушини әслигә кәлтүрүш имканийитини қалдурди.

Түркийидә шәрқий түркистан дәвасиға төһпә қошқанларни мукапатлаш мурасими өткүзүлди

Түркийиниң қәйсири шәһиридики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити алаһидә мурасим өткүзүп, уйғурларниң түркийигә көчүп кәлгәнликиниң 40 йиллиқи мунасивити билән 60 қа йеқин пешқәдәмгә миннәтдарлиқ билдүрүш ләвһәси бәрди.

Бу пешқәдәм уйғурлар 1950-йилларда уйғур дияридин афғанистанға чиқип, кейин түркийигә келип йәрләшкән иди.

Хитай түркмәнистанға 300 милйон америка доллар қәрз пул бәрди

Түркмәнистан ахбарат васитилириниң мәлум қилишичә, түркмәнистан президенти сәпәр мурат ниязоф буйруқ чүшүрүп, түркмәнистан банкилириниң хитай банкилири билән қәрз пул елиш келишимини түзүшкә йол қойған. Бу мунасивәт билән хитай түркмәнистанға алаһидә етибар билән 300 милйон америка доллири қәрз пул бәргән.

Хитай бу қәрз пулларни юқири етибар билән бәргән болуп, униң муддити 20 йил, йиллиқ өсүми 3% икән.

Ниязоф йеқинда хитайда зиярәттә болуп, ху җинтав билән келишимләргә қол қойған иди, улар арисида түзүлгән бу келишимдә, "икки дөләт шәрқий түркистан күчлиригә қарши күрәшни, дуня террорчилиқиға қарши күрәшниң бир қисми дәп қарайду" дәйдиған маддиларму бар.

1000 Әтрапида уйғур сәуди әрәбистан әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди

Һәҗ сәпиригә бериш үчүн уйғур дияридин пакистанға кәлгән 2000 әтрапидики кишиниң виза тәлипи сәуди әрәбистан консули тәрипидин рәт қилинғандин кейин 29‏- авғуст күни пакистан вақти чүштин бурун саәт 11 әтрапида пакистандики сәуди әрәбистан әлчиханисиниң алдида наразилиқ билдүрүш паалийитини өткүзгән.

Алмутида йүсүп бәк мухлисиниң вапат болғанлиқиниң икки йиллиқи хатириләнди

Қазақистандики бир қисим уйғур җамаити атақлиқ уйғур сиясий паалийәтчиси, тарихчи йүсүпбәк мухлисиниң вапат болғанлиқиниң икки йиллиқини хатирилиди.

Йүсүп бәк мухлиси 40-йиллардики миллий азадлиқ инқилаббиң қатнашчиси болуп, у 80-йиллардин тартип таки вапат болғичә уйғур сиясий даваси билән шуғулланған һәмдә уйғур тарихи вә сиясий мәсилилири бойичә көплигән мақалилар вә китабларни елан қилған иди.

японийә баш вәзири җуниширо койзуми оттура асияни зиярәт қилди

японийә баш вәзири койзуминиң 28-30-авғуст күнидики оттура асия зиярити, болупму униң өз сәпирини алди билән қазақистандин вә өзбекистандин башлиши японийә үчүн муһим истратегийилик әһмийәткә игә болуп, көпинчә көзәткүчиләр буниң енергийә вә җуғрапийиви-сиясий истратегийидин ибарәт икки нуқтидин чиқиш қилинғанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Койзуми қазақистан вә өзбекистан рәһбәрлири билән бир қатар һоҗҗәтләргә қол қойған болуп, у ислам кәримопни демократийини тәрәққи қилдурушқа үндигән. Койзуми японийә –оттура асия мунасивәт тарихида түкни қетим оттура асияни зиярәт қилған японийә алий рәһбири болуп һесаблинидикән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.