Һәптилик хәвәрләр (2 – 8 - сентәбир)
2006.09.08
Рабийә қадир ханим уйғурларниң һәҗ тавап қилиш мәсилиси һәққидә тохталди
Хитай һөкүмити йиллардин буян уйғурларниң һәҗ тавап қилишиға қаттиқ чәклимиләрни қоюп кәлмәктә. Хитай һөкүмитиниң бесими түпәйлидин, бир қисим ислам дөләтлири өзликидин һәҗ қилишқа бармақчи болған уйғурларға виза беришни рәт қилидиған әһваллар йүз бәрмәктә. Йеқинда пакистандики сәуди әрәбистан әлчиханиси хитай һөкүмитиниң тәлипигә бинаән һәҗ қилмақчи болған уйғурларға виза бәрмигән. Бу әһвал уйғурларниң наразилиқини қозғиған.
Америка - уйғур бирләшмисиниң учуриға қариғанда, мәзкур җәмийәтниң рәиси рабийә қадир ханим хәлқара ислам тәшкилатлириға очуқ хәт йезиш арқилиқ өзиниң хитай һөкүмитигә болған қаттиқ наразилиқини билдүргән һәмдә ислам дөләтлиридин һәҗ қилиш үчүн чәтәлләргә чиққан уйғурларға асанлиқ яритип беришини тәләп қилған. У, зияритимизни қобул қилип, өзиниң америкида турушлуқ сәуди әрәбистан қатарлиқ ислам дөләтлириниң әлчиханилириға уйғур мәсилиси һәққидә очуқ хәт язғанлиқини билдүрди.
Обул қасим һаҗим қирғизистан түрмисидә вапат болди
Бишкәктики ихтияри мухбиримиз турсун исламниң учур беришичә, бир қанчә йиллардин буян қирғизистан һөкүмити тәрипидин шәрқий түркистан мустәқиллиқи билән шуғулланди дәп әйиблинип узун муддәтлик түрмигә ташланған обул қасим һаҗи 7-сентәбир күни бишкәктики түрмидә кесәл сәвәбидин вапат болди һәмдә 8-сентәбир күни бишкәк шәһиридики уйғурлар зич җайлашқан покиропка йезисидики мәсчиттә мәрһумниң җиназа намизи чүшүрүлгән болуп, шу йәрдики хели көп сандики уйғурлар қатнашқан.
Хитай америкидин гүантанамодики уйғурларни қайтуруп беришни йәнә тәләп қилди хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң пәйшәнбә күни хитайниң америкидин гүәнтанамода тутуп туриливатқан 17 нәпәр уйғурни қайтуруп беришни тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Чингаң бу сөзләрни ташқи ишлар министирлиқиниң ахбарат елан қилиш йиғинида президент бушниң америка мәркизи ахбарат идарисиниң чәтәлдики мәхпий түрмилиригә даир сөзигә баһа бәргәндә тәкитлигән.
Хитай һөкүмити гүәнтанамодики уйғурларни қайтурувелишқа урунуватқан болсиму, лекин америка уйғур тутқунларниң хитайда тән җазасиға учрайдиғанлиқини әскәртип, хитайниң тәлипини рәт қилған һәмдә бәш нәпәр уйғурни албанийигә маңдуривәткән иди. Учурларға қариғанда, америкиниң вашиңтон алаһидә районидики бир федерал оттура сот мәһкимиси келәр дүшәнбә күни гуантанамода тутуп турулуватқан уйғур тутқунлар үстидин сот ачидикән.
Җорҗи буш америкиниң йошурун түрмиси барлиқини ейтти
Америка президенти җорҗи буш чаршәнбә күни 11- сентәбир террорлуқ вәқәсиниң 5 йиллиқиниң һарписида ақсарайда бәргән баянатида, америка мәркизи ахбарат идарисиниң чәтәлләрдә, әлқаидә тәшкилатиниң қолға чүшкән юқири дәриҗилик әзалирини тутуп туруватқан йошурун түрмилириниң барлиқини ашкарилап, мәзкур түрмиләрдә тутуп турулуватқан вә 11- сентәбир террорлуқ һуҗуминиң асаслиқ пиланлиғучиси дәп қаралған 14 нәпәр алий дәриҗилик рәһбириниң гуәнтанамо түрмисигә йөткәп келиңәнликини билдүрди.
Б д т да уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди
Б д т ниң рамкиси астида қурулған мәдәнийәтләр иттипақи алдинқи күни б д т баш шитабида өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, уйғурлар дуч келиватқан мәвҗут риаллиқни әйибләйдиғанлиқини билдүрди. Бир қисим көзәткүчиләрниң буниң б д т ниң уйғурларниң тили вә миллий мәдәнийитиниң йоқитилишқа дуч келиватқанлиқиға көңүл бөлгәнлики билән мунасивәтлик дәп қаримақта. Чүнки, йеқинқи йиллардин башланған уйғур тилини алий мәктәпләрдин чәкләш, миллий маарипни хитайчилаштуруш, уйғур тилиниң һөкүмәт ишлирида ишлитилмәслик әһваллири хәлқара җәмийәтниң диққитини тартқан иди.
Әркинлик сарийи хитайдики дунядики 2-номурлуқ муштумзор дөләт дәп елан қилди
Америка кишилик һоқуқ тәшкилати - әркинлик сарийи, пәйшәнбә күни дунядики әң муштумзор дөләтләр тизимликини елан қилип, хитайни 2 - дәриҗилик муштумзор дөләтләр қатариға киргүзди.
явропа иттипақи хитайға йүргүзүлүватқан қорал-ярақ ембаргосини бикар қилмаслиқни тәләп қилди
явропа парламенти пәйшәнбә күни қарар мақуллап, явропа иттипақиниң рәһбәрлирини хитай кишилик һоқуқ хатириси яхшиланмиғичә явропа иттипақиниң хитайға йөргүзүлгән қорал - ярақ имбаргосини бикар қилмаслиққа чақирди. .
Тәйвәндә җаң кәйшиниң образи йоқитилмақта
Тәйвән мәмурий мәһкимиси 9 - айниң 6 - күни қатнаш министирлиқи оттуриға қойған тәклипни тәстиқлап, җаң кәйши намидики хәлқаралиқ айродромниң намини өзгәртти. Бу тәстиқ тәйвәндә 2000 -йили гоминдаң партийисиниң һөкүмранлиқи аяқлашқандин буян давамлишиватқан җаң кәйшиниң образини дөләт ишханилиридин вә башқа җамаәт сорунлиридин йоқ қилиш һәрикитини илгири сүрмәктә.
Назарбайевниң күй оғли қазақистанни падишаһлиқ дөләт қилиш тәклипини оттуриға қойди
Қазақистан мәркизий асиядики чоң дөләт, униң иқтисадий күчиниң күндин-күнгә өсүватқанлиқи мәлум. Қазақистанниң иқтисадий тәрәққияти хәлқара җәмийәтниң көзигә чүшиватқан бу күнләрдә өткән һәптә назарбайевниң күйоғли бу җумһурийәтни падишаһлиқ түзүмгә өзгәртиш тәклипини оттуриға қойди. Мәзкур мәсилә қазақистан мәтбуат саһәсидә ғул-ғулиларни қозғиди. Өктичиләр буниңдин нарази болуп, назарбайев җәмәтиниң һакимийәт вә имтиязлирини сақлап қелишқа уруниватқанлиқини көрситишти. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (26 – авғуст 1 – сентәбир)
- Һәптилик хәвәрләр (11-18-авғуст)
- Һәптилик хәвәрләр (29 – июл – 4 – авғуст)
- Һәптилик хәвәрләр (22-28- июл)
- Һәптилик хәвәрләр (15-21- июл)
- Һәптилик хәвәрләр (8 – 14 – июл)
- Һәптилик хәвәрләр (30 – июн – 7 - июл)
- Һәптилик хәвәрләр (24 – 29 –июн)
- Һәптилик хәвәрләр (17 -23 –июн)
- Һәптилик хәвәрләр (10 - 16- июн)