Һәптилик хәвәрләр (9 – 15 – сентәбир)


2006.09.15

Рабийә қадир нобел тинчлиқ мукапатиға көрситилди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 2006-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилди. 11-Сентәбир күни бу хәвәрни рабийә қадирни намзатлиққа көрсәткән шивитсийә парламентиниң әзаси анналийә еннексон ханим ашкарилиған болуп, у рабийә қадирниң өзлириниң диний етиқади, миллий әнәнилирини қоғдаш үчүн күрәш қиливатқан уйғур хәлқиғә р вәкил болушқа лайиқ икәнликини тәкитлиди.

Бу йилқи нобел мукапатиға еришиш мумкинчилики бар намзатлар һәққидә өткүзүлгән рай синашта рабийә қадир вә һиндонезийә президенти қатарлиқ үч киши әң күчлүк намазатлар тәриқисидә саналған.

Рабийә қадир бу шәрәпниң алди билән уйғур хәлқиғә мәнсуп икәнликини көрсәтти.

Нобел мукапатиниң бу йилқи намзатлири 191 киши болуп, 13 - өктәбир күни саһипларниң исимлири рәсмий елан қилинидикән.

Пакистандики уйғур һәҗичиләр давамлиқ виза алалмайватиду

Бир қанчә айлардин буян пакистанниң равалпинди шәһиригә топлашқан аз дегәндә 3000 миң әтрапида уйғур һәҗичи сәуди әрәбистан консулханисидин сәудиға өмүр һәҗигә бериш визиси тәләп қилсиму, лекин изчил түрдә рәт қилинип кәлмәктә. Сәуди дипломатлири хитайниң уларға виза бәрмәсликини тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Учурлардин қариғанда, өз чиқимлири билән я вәтинигә қайталмай, яки сәудиниң визисини алалмай қалған бу кишиләрниң ичидә бирәйлән вапат болған. Хитай даирилири уларни юртлириға қайтишқа буйриған, хитай консулханиси болса, уларниң әрзлирини қобул қилмайла қалмастин бәлки, уларға түрлүк қорқитиш характерлиқ бесимларни ишләткән икән.

Америка ташқи ишлар министирлиқи диний әркинлик әһвали һәққидә доклат елан қилди

Америка ташқи ишлар министирлиқи дуняниң һәр қайси районлиридики бир қисим мәмликәтләрниң диний етиқад әркинлики мәсилиси һәққидә йиллиқ доклат елан қилған, буниңда уйғурларниң диний етиқад әркинликиниң боғушқа учраватқанлиқи һәққидә мәхсус мәзмунлар йәр алған болуп, хитай һөкүмитиниң туңганлар билән уйғурларға нисбәтән айрим диний сиясәт йүргүзиватқанлиқи көрситилгән.

Уйғур пәрзәнти зулпиқар алтун медалға еришти

Йеқинда бейҗиңда "мәмликәтлик яш - өсмүрләрниң, сәнәт иқтидарини намайән қилиш, һәл қилғуч мусабиқиси" өткүзүлгән болуп, мәзкур мусабиқигә қатнашқан 7 яшлиқ уйғур пәрзәнти зулпиқар махмут, өсмүрләр а гурупписиниң усул түри бойичә алтун медалға еришкән.

Зулпиқар, мусабиқигә қатнашқан хитайларни асас қилған 1000 нәпәр өсмүр ичидә, өзиниң сәнәт иқтидарини намайән қилған.

Америка дөләт мәҗлиси, далай ламани алтун медал билән мукапатлиди

Америка дөләт мәҗлиси, 14 ‏- сентәбир күни, тибәтниң сүргүндики даһиси далай ламаға, алий шәрәп алтун медали тәқдим қилди.

Америка дөләт мәҗлиси, далай ламаниң изчил түрдә, диний паклиқ, зораванлиққа қарши туруш, кишилик һоқуқ һимайә қилиш вә тибәт мәсилисини тинч йол билән һәл қилиш тәрәпләрдә зор тиришчанлиқ көрсәткәнликини алаһидә тәриплиди. Хитай һөкүмити буниңдин нарази болди.

Далай лама 1989 ‏- йили нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән.

Ху җинтав уйғур елини зиярәт қилди.

Хитайниң дөләт рәиси ху җинтавниң уйғур елидә 6 - сентәбирдин башлап бәш күнлүк зиярәттә болғанлиқи, униң зияритиниң ахирқи күни мәтбуатқа чиқти. Хәвәрләрдә көрситилишичә, у зиярәт давамида уйғур елиниң нефит базилири, биңтүән мәйданлири һәм хотәнниң бәзи йезилириғичә барған вә бу җәрянда иқтисадни тәрәққий қилдуруш билән тәң милләтләр иттипақлиқини һәмдә муқимлиқни чиң тутушни һәммидин бәкрәк тәкитлигән. Униң уйғур елигә 11 - сентәбир террорлуқ вәқәсиниң бәш йиллиқ хатириси һарписида қәдәм бесиштики һәқиқий мәқсити уйғурларда қияс һәм гуманларни қозғимақта.

Бир қисим көзәткүчиләр ху җинтавниң бу зияритиниң муһим истратегийилик әһмийәткә игә икәнликини көрситишмәктә.

явропа иттипақи хитайға қаратқан қорал-ярақ ембаргосини бикар қилмиди

Бейҗиң һөкүмити явропа иттипақиниң қорал - ярақ имбаргосидин қутулуш нийитидин ваз кәчмигән болсиму, лекин явропа иттипақи имбаргони бикар қилишқа вәдә бәрмиди.

Хитай һөкүмити чәт әл мәтбуатлириниң ахбарат паалийитини чәкләйдиған йеңи бәлгилимә чиқарғандин кейин, явропа иттипақи бейҗиң даирилириниң бу һәрикитини әйиблиди.

Америкиниң сүрийидики әлчиханиси зәрбигә учриди

Америкиниң сүрийидә турушлуқ әлчиханиси сәйшәнбә күни бир қанчә нәпәр қораллиқ унсурниң һуҗумиға учриди. Қораллиқ унсурларниң 3 нәпири сүрийә аманлиқ хадимлири тәрипидин етип ташланған, бири киши яриланғандин кейин әсиргә елинған болсиму, лекин америка әлчиханиси хадимлири ичидә өлгән яки яриланғанлар болмиди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.