Һәптилик хәвәрләр (16 – 22 – сентәбир)


2006.09.22

Рабийә қадир ханим б д т йиғини җәрянидики паалийәтлири һәққидә тохталди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, 9‏ - айниң 18‏- күни америкиниң нюйорк шәһиридә б д т ниң тәшкиллишидә өткүзүлгән дуня мейиплар йиғиниға қатнишиш җәрянида б д т баш катифи кофи аннан билән көрүшкән.

22-Сентәбир күни йәнә хитай һөкүмити норвигийигә наразилиқ билдүрүп, норвигийә нобел комитетидин рабийә қадирға нобел мукапати бәрмәсликккә чақирип, әгәр ундақ қилса, норвигийә билән хитайниң мунасивәтлириниң дәхлигә учрайдиғанлиқини билдүрди. Бирақ, норвигийә һөкүмитиму инкас қайтуруп, хитайниң тәлипини рәт қобул қилмайдиғанлиқини қәтий көрсәтти. Норвигийә мәтбуатлири бу һәқтә мақала елан қилип, хитайниң бу қилмишини 1930-йиллардики гитлер башчилиқидики натсислар германийисиниң қилмишлириға селиштурди.

10 – Нөвәтлик түркий дөләт вә милләтләр йиғини қарарнамисида уйғур мәсилисигә йәр берилди

Түркийиниң анталя шәһиридә чақирилған 10-нөвәтлик түркий дөләтләр вә түркий милләтләр достлуқ қериндашлиқ вә һәмкарлиқ қурултийи 9-айниң 20-куни рәсмий ахирлашти. Қурултайниң ахирқи күни 4 гуруп һалидә елип берилған музакириләр нәтиҗисидә қурултай қарарнамиси мақулланди. Әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң учур беришичә, бу қурултайда йәнә уйғур мәсилисигиму орун берилгән.

Тәйвәндә "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һазирқи вәзийити вә келәчики" темисида муһакимә йиғини өткүзүлди

Тәйвәнн чиңюн техник университети оттура асия тәтқиқат мәркизиниң орунлаштуруши билән "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һазирқи вәзийити вә келәчики" намлиқ хәлқара илми муһакимә йиғини өткүзүлгән болуп, биз бу йиғин һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим чиңюн техник университети оттура асия тәтқиқат мәркизи башлиқи профессор доктор җян кунфу әпәнди вә бу илмий муһакимә йиғиниға қатнашқан доктор әпәнди билән телефон сөһбити елип барди.

Пешқәдәмләрниң әхмәтҗан қасиминиң тәқдири һәққидә ейтқанлири

Бу йил 8-айниң 27-күни совәт иттипақи вә хитай һөкүмәтлири тәрипидин әхмәтҗан қасимий қатарлиқ рәһбәрләрниң айропилан һадисисидә қаза қилған күни дәп елан қилинған болсиму, бирақ ,20 – әсирниң 40 – йиллиридики мәзкур шәрқий түркистан миллий инқилаби рәһбәрлириниң айропилан һадисисидә қаза қилғанлиқиға әйни вақиттики инқилапниң иштиракчилири, җүмлидин уйғур хәлқи һазирғичә ишәнмәй кәлди. Ташкәнт вә бишкәктә яшайдиған бир қанчә нәпәр миллий инқилап қантнашқучилири өзлириниң әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң айропилан һадисисидә әмәс бәлки совәт иттипақи тәрипидин өлтүрүлгәнликигә ишинидиғанлиқини оттуриға қоюшти.

Канада һөкүмити һөсәйин җелилниң һоқуқини қоғдашқа тиришмақта

Канада ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси амбра дикә 9‏- айниң 21‏- күни радиомизға бәргән баянатида, канада һөкүмитиниң һүсәйин җелил өзбекистан тәрипидин хитайға қайтуруп берилгәндин бери, униң һоқуқни қоғдаш үчүн җиддий паалийәт елип бармақта. Хитай һөкүмити униң канада пуқралиқ салаһийитини рәт қилип, уни өз қанунлири бойичә бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән иди. Һүсәйин җилилниң һазирқи әһвали вә уни қутулдуруш үчүн елип бериливатқан паалийәтләрни билш үчүн мухбиримиз әқидә һүсәйин җилилниң аяли камилә ханим вә канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти әпәндини зиярәт қилди.

Хитай- таҗикистан бирләшмә һәрбий манивери башлиди

Хитай вә таҗикистан һәрбий қисимлири пәйшәнбә күни террорлуқ һуҗумлириға тақабил туруш үчүн бирләшмә һәрбий манивер башлиди. Икки тәрәптин талланған қошунлар қатнаштурулған болуп, хитай тәрәптин шинҗаң һәрбий районға тәвә бир рота қошун өз һүнәрлирини көрсәткән. Тәңритағ торида ашкарилинишичә, таҗикистанда зиярәттә болуватқан хитай баш министири вен җябав, таҗикистан президенти рахманоф билән бирликтә шинҗаң алаһидә трансформатор пай чәклик ширкитиниң таҗикистандики 500 киловолтлуқ юқири бесимлиқ өзгиришчан ток чиқириш електир қурулуши түриниң иш башлаш мурасимида линта кәскән.

Миңлиған чарвичилар байинбулақ яйлақлиридин көчүрүлмәкчи

Хитай һөкүмити бүгүн, уйғур елиниң байинғулин аптоном области тәвәликидики байинбулақ яйлақлирида йүз йиллардин бери чарвичилиқ билән шуғуллинип яшап келиватқан чарвичиларни көчүридиғанлиқини елан қилди. Көзәткүчиләр буниң пиланлиқ вә мәқсәтлик пилан икәнликини, әмма бу йәрләргә көплигән хитай көчмәнлириниң орунлаштурулуш нәтиҗисидә һазир хитай көчмәнлириниң тарихтики әң көп санға йәткәнликини оттуриға қоюшмақта.

Хитай һөкүмити интернәттә көз қарашлирини әркин баян қилған 3 кишини қолға алди

Хитай һөкүмити өз көз қарашлирини оттуриға қойғанларни қолға алди хитай һөкүмити интернәттә сиясий көз қарашлирини оттуриға қоюп мақалә елан қилған, го фейшуң, җаң җәнхуң, чен шучиң исимлик үч нәпәр кишини " дөләтни ағдурушқа қутратқулуқ қилған " дәп қолға алди. Чәт әлләрдики демократик хитайлар йеқиндин буян хитай даирилириниң өктичиләрни бундақ қолға елиш һәрикәтлирини һәмдә интернеткә болған контроллуқни күчәйтиватқанлиқини билдүрүшмәктә.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.