Һәптилик хәвәрләр (28 – өктәбирдин 3 – ноябирғичә)


2006.11.03

Күрәш күсән вапат болди

Уйғур елидә вә чәт' әлләрдә тонулған атақлиқ уйғур композитори, нахшичи, шветсийә уйғур комитетиниң рәиси күрәш күсән әпәнди 29-өктәбир күни туюқсиз қозғалған йүрәк кесили сәвәби билән қутқузуш үнүм бәрмәй 47 йешида вапат болди.

Күрәш күсән әпәндиниң вапати мунасивити билән уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин әпәнди қатарлиқ әрбаблар мәхсус тәзийәнамә йезип, мәрһум күрәш күсәнни шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң пидакар җәңчиси дәп тәрипләп, униң пүтүн вуҗуди билән милләтни ойғитип, уни һөрлүк үчүн күрәш қилишқа үндәп, әң күчлүк тәшвиқатчилиқ ролини ойниғанлиқини муәййәнләштүрди. Мәһрум күрәш күсән 1959-йили үрүмчидә туғулған. Өсмүрлүк вақтини кучарда өткүзгән. Сәнәт, музика кәсиплиридә тәрбийә көргән болуп, уйғур хәлқи ичидә кәң тонулған нахшичи болуп йетишип чиққан.

Күрәш күсән 1996-йили вәтәндин айрилғандин буян " ойға түркистан" қатарлиқ бәш қисимлиқ кд пиластинкиси вә башқиларни нәшир қилдурған. У актип сиясий паалийәтчи болуп, илгири кейин дуня уйғур яшлири қурултийиниң рәиси, дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши, шивитсийә уйғур комитетиниң рәисилик вәзипилирини ақтурған иди.

явропа әллиридин кәлгән бир қисим уйғурлар мәрһум күрәш күсәнниң шәрқий түркистан җумһурийитиниң ай юлтузлуқ көп байриқи йепилған мейити билән хошлушуп, униң намизини чүшүргәндин кейин, мәрһумни 1-ноябир күни шивитсийиниң искилистона шәһиридики қәбристанлиққа дәпнә қилди.

Рабийә қадир ханим норвигийә парламент әзалири билән көрүшти

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир норвегийидики зиярити җәрянида норвигийә парламентидики йәттә нәпәр парламент әзаси билән көрүшүп, уларға хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт җәһәттики бесим сиясәтлири һәққидә мәлумат бәргән.

Норвигийә парламент әзалири өзлириниң уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрүшкән. У йәнә норвигийә һөкүмитини 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнашмаслиққа чақирған.

Долқун әйса японийә парламент әзалири билән көрүшти.

Д у қ ниң баш катипи, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди, 30 – өктәбир күни тәйвәндә чақирилған вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң йиғинини ахирлаштуруп, шу күни японийә парламенти вә нәшрият саһәсиниң тәклипи билән японийигә йетип келип, уйғур мәсилиси һәққидә японийә даирилириға мәлумат бәрди.

31-Числа,у японийә парламентида японийә парламент әзалириға шәрқий түркистан мәсилиси, уйғурларниң инсан һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниш әһвали, хитайниң уйғур тилини, уйғур мәдәнийитини йоқитишқа уруниватқанлиқи һәққидә тохталған, японийә мәтбуатлириму бу һәқтә хәвәрләр тарқатқан болуп, бу уйғурларниң сиясий паалийәт тарихида тунҗи қетимлиқ чоң вәқә болуп һесаблинидикән.

Уйғур елидә йәнә китаб көйдүрүлди

Хитайниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмити, 1 ‏- ноябир күни, 215миң парчидин артуқ китабни қанунсиз дәп җакарлап, көйдүрүп ташлиған. Көйдүрүлгән нәшир буюмлири ичидә уйғур йезиқидики китабларниң барлиқиму инкас қилинмақта.

Канаданиң хитайдики баш әлчиси уйғур елини зиярәт қилди

Канаданиң хитайдики баш әлчиси ролланд әпәнди уйғур елидә,хитай һөкүмитиниң аптоном районлуқ һөкүмәткә тәйинлигән әмәлдари исмайил тиливалди билән көрүшти. Хитай ахбарат васитилири исмаил тиливалдиниң канада баш әлчисигә уйғур елиниң "тәрәққият әһвали, һәр саһәдә қолға кәлгән нәтиҗиләрдин башқа йәнә аз санлиқ милләтләрниң һоқуқта баравәр, бәхтияр яшаватқанлиқи" һәққидиму мәлумат бәргәнликини билдүрди.

Көзәткүчиләр канада баш әлчисиниң бу қетимқи сәпириниң буниңдин бир қанчә айлар илгири өзбекистан тәрипидин хитайға қайтуруп берилгән канада пуқраси, уйғур һүсәйинҗан җәлилниң мәсилиси билән мунасивәтлик икәнликини көрситишмәктә. Хәвәрләрдин қариғанда, канада һөкүмити һүсәйинҗан җелил мәсилисидә көп қетим хитай һөкүмити билән учрашқан болуп, бу мәсилигә йеқиндин көңүл бөлмәктә икән.

Хитай һөкүмити қаза қилғанларға 200 миң йүән төләм төлиди

Йеқинда уйғур елиниң майтағ нефитликидә вә мичүәндики бир көмүр канда йүз бәргән икки қетимлиқ партлаш вәқәсидә қаза қилғанларниң аилә - тавабатлириға берилдиған төләм қиммити 200 миң йүәнгә бекитилгән., әмма дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит илгири йүз бәргән бундақ һадисиләрдә қаза қилған уйғурларға төләм төләш вә нәпиқә бериштә уйғурларниң наразилиқлириниң мәвҗутлиқини көрсәтти.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни өлүм җазасини бикар қилишқа дәвәт қилди

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири1 ‏- ноябир күни, хитайниң өлүм җазасини бикар қилишини тәләп қилиш билән биргә, хитайниң өлүм җазасиһәққидә елип барған ислаһатини қаттиқ тәнқид қилди.

Нөвәттә, хитай сиясий "җинайәтчиләргә" өлүм җазаси беридиған мәмликәтләрниң бири болуп, хәлқара кәчүрүм тәшкилати өз доклатлирида хитай һөкүмитиниң көплигән уйғур сиясий паалийәтчилиригә өлүм җазаси бәргәнликини оттуриға қойған.

Қирғизистан намайишчилири президентни истипаға чақирмақта

Қирғизистандики өктичи горуһ вә партийиләрниң әзалири, қирғизистанниң пайтәхти бешкәктә наразилиқ намайиши өткүзүп, қурманбек бақийефниң вәзиписидин истипа беришини тәләп қилди. Намайишчилар қирғизистан рәһбирини демократик ислаһат елип бармаслиқ, хәлққә бәргән вәдилирини ишқа ашурмаслиқ билән әйиблимәктә. Бу намайишлар кишиләргә өткән йилидики март әйида йүз бәргән қурманбек бақийефниң президент әсқәр ақайефни өрүп, һакимийәтни қолға кәлтүргән инқилабини әсләткән.

Майкрософт ширкити хитайни демократийигә йол қоюшқа дәвәт қилди

Йеқинда майкрософт ширкити тәрипидин гретсийиниң афина шәһиридә ечилған хәлқара интернет йиғинида, майкрософт ширкитиниң салаһийәтлик алий мәслиһәтчиси дипсон әпәнди "буниңдин кейин әгәр хитай һөкүмити демократийигә йол қоймиса, майкрософт ширкити бу дөләттики кәспини қайтидин ойлишиду, чекиндүрүп чиқиши техиму еһтималға йеқин, дегән. Бу ширкәт билән хитай арисида зор миқдарда сода келишими мәвҗуттур. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.