Һәптилик хәвәрләр (11 – 17 – ноябир)


2006.11.17

Шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди

12-Ноябир күни 1933-йили қәшқәрдә сабит дамоллам рәһбәрликидә, 1944-йили ғулҗида әлихан төрәм башчилиқида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң хатирә күнлиридур. 12-Ноябир күни 1945-йили әлихан төрәм рәһбәрликидики җумһурийәт һөкүмити тәрипидин рәсмий дөләт байрими қилип бәкитилгән болуп, или, тарбағатай вә алтайдин ибарәт үч вилайәт хәлқи уни төт йил өткүзүшкә еришкән.

20-Әсирниң 30-йиллирида пүтүн уйғур дияри бойичә миллий азадлиқ инқилаби қозғалди. 1934-Йилиниң бешиға кәлгәндә үрүмчидин башқа җайларниң һәммиси қозғилаңчилар қолиға өтти һәмдә 1933-йили 12-ноябир күни қәшқәрдә сабит дамоллам башчилиқида шәрқий түркистан ислам җумһурийити тәсис қилинди. Мәзкур җумһурийәт алтә ай мәвҗут болуп, совет иттипақиниң арилишиши һәм ма җоңйиң қисимлириниң һуҗуми астида йоқ қилинған болсиму, лекин, у өзиниң асасий қануни, дөләт бәлгиси, дөләт байриқи һәм дөләтчилик аппаратлирини бәрпа қилип, уйғурларниң җумһурийәтчилик вә милләтпәрвәрлик пикирлириниң күчийишигә асас болди.

1944-Йили 8-айда нилқида ғени батур, фатих батурлар башчилиқидики қозғилаңчилар миллий азадлиқ һәрикәтниң оқлирини қайта атти, шу йили 7-ноябир күни ғулҗа қозғилиңи партлап, 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң қурулғанлиқи җакарланди. Бу һөкүмәт таки 1949-йили 10-айғичә мәвҗут болуп, йәнә шу совет-хитай һәмкарлиқи нәтиҗисидә әмәлдин қалдурулди.

12-Ноябир җумһурийәт күни мунасивити билән америка қошма шитатлири, германийә, шивитсийә, норвигийә, голландийә қатарлиқ ғәрб мәмликәтлири, түркийә, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ түрк җумһурийәтлири шуниңдәк австралийидики уйғур тәшкилатлири, уйғур җамаити түрлүк шәкилдә хатириләш паалийәтлири өткүзди. Һәр йили шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш уйғурларниң әнәниви паалийәтлириниң биригә гә айланди.

Ваң лечүән қазақистанни зиярәт қилди

Уйғур аптонум райони партком секритари ваң лечүән 13- ноябирдин 15-ноябирғичә қазақистанни зиярәт қилған болуп, униң бу қетимқи қазақистан зиярити уйғур аптоном райони билән қазақистанниң сода, банка, иҗтимаий, маарип, саяһәт вә сиясий саһәләрдә һәмкарлиқини кеңәйтишни мәқсәт қилидикән.

Ваң лечүәнни президент нурсултан назарбайев, муавин баш министири мәсүмоп, ташқи ишлар министири тоқайев қатарлиқлар қобул қилған болуп, ваң лечүән бу қетимқи зияритидә уйғур аптоном райони сиясий кеңишиниң қазақ рәиси әсқәт керимбайниму өзи билән биргә елип барған икән.

Хитай даирилири уйғур аптоном райониниң түрмилиридики җинайәтчиләрниң нисбитини ашкарилиди

Хитай һөкүмәт ахбарат васитиси һесаблинидиған тәңри тағ ториниң 17-ноябирдики учуридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районидики түрмиләрдә йетиватқан җинайәтчиләрниң мутләқ көп қисимини аз санлиқ милләтләр тәшкил қилиду.

Уйғур аптоном районлуқ түрмә башқуруш идарисиниң мәсули ваң әйго "шинҗаң уйғур аптоном районидики барлиқ түрмиләрдики барлиқ җинайәтчиләрниң 64% тин көпрәкини аз санлиқ милләт җинайәтчилири тәшкил қилиду" дәп ашкарилиған. Лекин, у җинайәтчиләрниң тәркиби һәққидә тохталмиған болуп, сиясий сәвәбләр билән түрмигә ташланғанлар һәққидә һеч немә демигән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, көп сандики уйғурлар сиясий сәвәбләр билән түрмигә ташланмақта вә өлүмгә һөкүм қилинмақта.

Мәсуд сәбириниң "ниязқиз романи" ниң арқа көрүниши

Уйғурларниң 20-әсирдә өткән мәшһур сиясийони, уйғур милләтпәрвәрлик вә мәрипәтпәрвәрлик һәрикитиниң асасчилиридин бири мәсуд сәбири байқузи әйни вақитта уйғур дияри вә хитайға тонулған сиясийон болупла қалмастин бәлки, көрүнәрлик язғучи иди. У өзиниң көргән һәқиқий вәқәлири асасида "ниязқиз" романи вә драмисини язған.

Ниязқиз драмиси 40-йилларда үрүмчи сәһнисидә ойналған болуп, хәлқ ичидә күчлүк тәсир қозғиған иди. Бу әсәрдә бир уйғур қизиниң мәҗбури һалда бир хитай билән той қилишиниң ақивити сөзләнгән. 30-40-Йилларда хитай һәрбий-сиясий әмәлдарлириниң уйғур аяллирини мәҗбури хотун қиливелиш һәм халиғанчә басқунчилиқ қилиш ишлири көпийип кәткәнлики үчүн, 1946-йили хәлқ генерал җаң җиҗоңдин хитай һәрбий –сиясий даирилириниң бу хил қилмишини тохтитишни тәләп қилған иди.

Уйғур елиға кәлгән хитай ишчилириниң сани көпәймәктә

Хитай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, гәрчә уйғур елидә нөвәттә 3 милйонға йеқин ишсиз киши болсиму, бу йил уйғур аптоном райониға хитай өлкилиридин келип ишлигән ишләмчиләрниң сани 2 милйонға йәткән.

Түркийә ички ишлар министири абдулқадир ақсу хитайни зиярәт қилди

Түркийә ички ишлар әмәлдари абдуқадир ақсу бейҗиңда зиярәттә болуп, хитай хәвпсизлик министирликиниң башлиқи җу йоңкаң билән көрүшүп, хитай билән түркийиниң терроризмға қарши ортақ күрәш қилидиғанлиқи һәққидә келишим һасил қилған. Җу йоңкаң түркийиниң хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилип кәлгәнликини шундақла түркийидә туруп хитайни бөлүшкә тиришиватқанларға пурсәт бәрмигәнлики үчүн рәһмәт ейтидиғалиқини билдүргән . Бу абдулқадир ақсуниң министир болғандин буянқи 3 йил ичидә униң 3-қетимлиқ хитай зиярити болуп һесаблиниду.

Нур бәкри қош тиллиқ маарипни илгири сүрүшни тәләп қилди.

Хитай һөкүмитиниң уйғур елигә тәйинлигән әмәлдари нур бәкри, хотән вилайитидә қош тиллиқ маарипни, қилчә иккиләнмәстин илгири сүрүш билән биргә радио - телевизийә хизмитини алаһидә күчәйтишни оттуриға қойған.

Нур бәкри қош тиллиқ маарипни күчәйтишни җүмлидин хитай тилида оқутушни йәслидин һәтта башланғуч мәктәпниң төвән йиллиқидин башлашни тәләп қиливатқан хитай әмәлдаридур. Германийә телевизийиси мав зедоңни "чоң диктатор " дәп атап программа тарқатти германийидики мәшһур телевизийә қанили з д ф тәрипидин ишләнгән "чоң диктатор" намлиқ һөҗҗәтлик филим тамашибинларниң диққитигә сунулған болуп, 45 минутлуқ бу филимдә, бундин 30 йил илгири, йәни 1976 – йили 9 – сентәбир күни өлгән хитай хәлқ җумһурийитиниң қурғучиси вә рәиси мав зедоңниң һаят паалийәтлири әкис әттүрүлгән. "Мав зедуң 20 – әсирдә яшап өткән дунядики үч чоң диктаторниң бири вә әң вәһшиси " дәп тәрипләнгән.

Хитай сахта маркилар америка-хитай содисиға тәсир йәткүзиду

Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, һазир хитайни зиярәт қиливатқан америкиниң сода министири готирис әпәнди 'һазир хитайда ямрап кәткән сахта маркилиқ мал әткәсчилики америка-хитай сода мунасивитигә еғир тәсир йәткүзмәктә' дегән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.