Һәптилик хәвәрләр (2 – 8 – декабир)


2006.12.08

Рабийә қадирниң тәрҗимһали нәшридин чиқиду

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң наминиң хәлқара җәмийәткә кәң тонулушиға әгишип, униң тәрҗимһалиға болған қизиқишларму ашмақта.

Рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһали пат арида германийидә нәшрдин чиқиш алдида турмақта. Бу мунасивәт билән германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәм мәзкур әсәр үчүн қәләм тәвритиватқан мәшһур язғучи александириа ханим билән сөһбәт елип барди. Александриа ханим рабийә ханим һәққидики мәзкур китабқа "бир аялниң әҗдиһа билән елишиши" дәп нам қойған болуп, китаб алди билән немис тилида, арқидин инглиз қатарлиқ ғәрб тиллирида нәшир қилинидикән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирниң пәрзәнтини қутулдуруш паалийити башлиди

11-Айниң 29 – күни хәлқара кәчүрүм тәшкилати норвигийә шөбиси өзлириниң тор бәтидә уйғур милли һәрикитиниң рәһбири, атақлиқ кишлик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң түрмидә йетиватқан балилирини қутулдуруш һәққидә имза топлаш һәрикити башлиди.

Һазир йәнә норвегийидә 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қарши байқут елан қилиш һәққидиму муназирә кетиватқан болуп, бу мәсилини рабийә қадир норвегийидә зиярәттә болғанда оттуриға қойған иди. Норвегийә мәтбуатлирида мақалилар елан қилинип, норвигийә тәнһәрикәтчилириниң бейҗиң олимпик йиғиниға қатнашмаслиқи оттуриға қоюлған.

Қәшқәрдә паспорт йиғивелинди

Қәшқәрдин игилигән учурларға асасланғанда, қәшқәр шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң хадимлири йеқинда, қәшқәр шәһәр аһалисиниң өйлиригә бирму - бир кирип, кишиләрниң наразилиқ билдүрүшигә қаримай, уларниң паспортлирини мәҗбурий һалда йиғивалған.

Үрүмчидә 10 нәччә нәпәр уйғур яш сотланди үрүмчи тәңритағ районлуқ сот мәһкимиси йеқинда, узундин бери тиҗарәт билән шуғулланған өмәр рози, сәмәт абабәкри қатарлиқ 10 нәччә яшни "қара җәмийәт тәшкиллигән" дәп җинайәт турғузуп сотлиған. Булар ичидә өмәр рози гүлсай мәһәллисидә йәр сетивелип, уйғур елиниң җәнубидин адәмләрни көчүрүп чиқип маканлаштурған. Лекин бу мәһәллә һөкүмәт тәрипидин тарқитиветилгән икән.

Хәвәрләрдин қариғанда, йәнә йеқинда хитай даирилири йәнә "аң идеологийә саһәсидә миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәш һәрикити" ни қозғап, уйғурлар ичидә күчлүк тәсиргә игә оқутқучилардин үрүмчи шәһәрлик 14 ‏- оттура мәктәпниң оқутқучилири йүсүпҗан ясин вә әркин рәһмитуллани җазалиған.

Канадада хитайни демократийиләштүрүш мәсилиси бойичә муһакимә йиғини ечилди

Канада турушлуқ ихтияри мухбиримиз камил турсунниң учур беришичә, канада асия тинч - окян тәтқиқат орни йиғин чақирип, канада билән асия - тинч окян райониниң сода - иқтисади мунасивитини музакирә қилди. Болупму йиғинда хитай - канада мунасивити вә хитайни демократийиләштүрүш мәсилиси үстидә муһакимә елип берилди. Йиғинда хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлүдиған демократик затлар, хитайниң демократийилишиши асия - тинч окян райониниң бихәтәрликидики ачқучлуқ амил дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

. Қирғизистандики уйғур өсмүр чамбашчи абдулла таран

Қирғизистанниң бешкәк шәһиридә яшайдиған уйғур өсмүр чамбашчи абдулла таран, бу дөләттики яш надир уйғур тәнтәрбийичилириниң бири. У, қирғизистан җумһурийитидә чамбашчилиқ түри бойичә өткүзүлгән мусабиқиларда һазирға қәдәр бәш қетим алтун медалға еришкән.

Абдулла таран, тунҗи қетим 2003 - йили чамбашчилиқ мусабиқисида биринчиликни қолға кәлтүргән иди.

Қирғизистанда 50 миң әтрапида уйғур яшайду. Уйғурлар аз болсиму, уларниң ичидә көплигән мәшһур язғучилар, алимлар, тәнһәрикәтчиләр йетишип чиққан. Академик әзиз наринбайеф, абдулла таран әнә шуларниң җүмлисидиндур.

Қазақистанда ғайип болған уйғур мусапириниң из дерики һазирға қәдәр елинмиди

Қазақистанниң алма-ата шәһиридә 23- өктәбирдин бери из дерәксиз йоқап кәткән уйғур мусапири әркин ярмәмәт сабирниң из дерики һазирға қәдәр елинмиди. Мусапирлар комисариятиниң қазақистан алма-ата шәһиридә турушлуқ ишханисидики хадимлар, әркин ярмәмәт сабир исимлик уйғур мусапирниң хитайға өткүзүп берилгәнлик еһтимали барлиқини билдүрди.

Буниңдин илгириму қазақистан икки нәпәр уйғурни қайтуруп бәргән. Қазақистан уйғур сиясий паалийәтчилиригә зәрбә бериштә хитай билән қоюқ һәмкарлашмақта (үмидвар) .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.