Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – январ)
2007.01.12
Рабийә қадир ханим 'памир тағлиридики террорчилар базиси' дейилгән делони хәлқара җәмийәтниң мустәқил тәкшүрүшини тәләп қилди
Б б с агентлиқи вә хитай хәвәр торлириниң хәвәр қилишичә, хитайниң ташқи ишлар министирлиқи 1 - айниң 5 - күни памир тағлирида "террорчиларниң мәшиқ лагери" тармар қилинип, қаршилиқ көрсәткән 18 нәпәр террорчиниң етип өлтүрүлгәнлики, 17 синиң тутулғанлиқи, 22 данә қол бомбиси, 1500 дин артуқ қол бомба сәплимилири қолға чүшүрүлгәнликини вә қалған террорчиларниң қоғлап тутулушқа башланғанлиқини елан қилди. Бу вәқә хәлқара мәтбуатларниң диққәт қилишиға еришкән болуп, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим баянат елан қилип, "памир тағлиридики террорчилар базиси" дейилгән делони хәлқара җәмийәтниң мустәқил тәкшүрүшини тәләп қилди. Әмма, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лиу җәнчав пәйшәнбә күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бир мухбирниң дело үстидә хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришкә аит соалиға җаваб берип, буни рәт қилиш позитсийисини ипадилиди.
Памир егизликидә йүз бәргән вәқә хитай ахбарат васитилири тәрипидин елан қилинған болуп, техи һазирғичә вәқәниң җәряни, ениқ орни вә башқа конкрәт мәсилиләр елан қилинмиған. Өлтүрүлгән вә қолға чүшкән адәм саниниң җиқ болуши вә қолға чүшүрүлгән қорал-ярақларниң болмай, пәқәт азрақла қол бомбисиниң болуши хәлқаралиқ көзәткүчиләрниң гуманини қозғиған болуп, буниң сирлиқ бир вәқә икәнликини билдүрүшмәктә.
Дуня уйғур қурултийи нур бәкриниң рабийә қадир һәққидики сөзлиригә рәддийә бәрди
1-Айниң 7-күни уйғур аптоном райони парткоминиң муавин секритари нур бәкри нур бәкри рабийә қадир ханимниң " уйғурларниң мәниви аниси" дәп атилишиға наразилиқ билдүрүп, уни әйиблигәндин кейин, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса, баянатчиси дилшат решит қатарлиқлар зияритимизни қобул қилип, уйғур аптоном райони парткоминиң муавин секритари нур бәкриниң аптоном районлуқ тәшвиқат бөлүм башлиқлири йиғини җәрянида уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни уйғурларниң "аниси" дәп аташ "бимәнилик" дейиш арқилиқ, униңға һуҗум қилғанлиқиға рәддийә бәрди. Нур бәкриниң бу сөзлири чәтәлләрдики уйғурларниң наразилиқлирини қозғиди. Долқун әйса вә дилшат решит нур бәкриниң һәргизму уйғур хәлқиниң вәкили әмәсликини көрсәтти.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати өз доклатида хитайни тәнқид қилди
Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 11-январ күни 2006 - йилдики йәр шари кишилик һоқуқи вәзийитиниң әһвали һәққидә доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқи хатирисини әйиблиди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклатта хитайни өзиниң иқтисадий вә сиясий мәнпәәтинила көздә тутуп, башқиларниң кишилик һоқуқини көрмәскә салмақта, дәп әйиблигән. Мәзкур кишилик һоқуқ доклатида йәнә уйғурларниң кишилик һоқуқ хатирисидә яхшилиниш болмайватқанлиқиму тәкитләнгән.
Қазақистанда йеңи баш министир тәйинләнди
Енергийә байлиқлирини сетиш билән иқтисадий тәрәққияти башқа сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиригә қариғанда тез болуватқан қазақистан җумһурийитиниң рәһбири нурсултан назарбайев 9-январ күни һөкүмәт баш министирлиқ вәзиписигә 41 яшлиқ кәрим мәсүмопни тәвсийә қилди һәмдә 10-январ күни парламент униң баш министирилиқ орнини бекиткәндин кейин, мәсүмоп министирлар кабинетини қайта тәшкилләшни башлиди. Қазақистан вә хәлқара мәтбуатлар кәрим мәсүмопниң уйғур икәнликини йезишқан болсиму, бирақ у өзини қазақ дәп қарайдикән. Кәрим мәсүмоп хитайда оқуған, хитайни яхши билгән иқтисадшунас болуп, көзәткүчиләр буниң қазақистанниң хитай билән болидиған иқтисадий мунасивәтлириниң буниңдин кейин муһим орунни игилишигә мунасивәтлик икәнликини билдүрүшмәктә.
Афғанистанда 100 дин артуқ талибан җәңчиси өлтүрүлди
Шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң бир хадими пәйшәнбә күни, н а т о билән афғанистан қошунлириниң бирликтә, афғанистанниң шәрқий қисмидики талибан күчлиригә һуҗум қозғап, 150 талибанни өлтүргәнликини билдүрди.
Америка ирақниң муқимлиқи һәққидики мәйданини билдүрди
Америка ташқи ишлар министири кондализа райис пәйшәнбә күни, ирақниң муқимлиқиға бузғунчилиқ қилған дөләтләргә қарита һәрикәт қозғап, тақабил туридиғанлиқини агаһландурди.
Пәйшәнбә күни америка әскәрлири ирақниң шималидики әрбил шәһиридә турушлуқ иран баш әлчиханисида ахтуруш елип берип, 5 кишини қолға алған иди, бу иран тәрәпниң қаттиқ әйиблишигә учриди.
Америка призиденти җорҗи буш муһим бир сиясий нутуқ елан қилип, ирақниң муқимлиқиға дәхли-тәрүз йәткүзгән иран вә сүрийигә қарита қаттиқ тәдбир қоллинидиғанлиқини билдүрди. Буш сөзидә йәнә , йеңи истратегийилик пилан бойичә ираққа қайтидин 20 миң әскәр әвәтидиғанлиқини тәкитлиди.
японийә б д т ниң бихәтәрлик кеңишигә даимий әза болуп киридиған вақит йетип кәлди
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әнгилийә баш министири тоний билейер 1 - айниң 9 - күни, әнгилийини зиярәт қиливатқан японийә баш министири шинзо абе билән бирликтә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, һазир японийиниң б д т ниң бихәтәрлик кеңишигә даимий әза болидиған вақит йетип кәлди, дегән.
Нөвәттә, б д т бихәтәрлик кеңишиниң әза санини көпәйтиш еһтияҗи туғулғанлиқи билдүрүлмәктә. Лекин, буниңға бихәтәрлик кеңишидики бир қисим дөләтләр қарши чиққан.
Исраилийә баш министири хитайни зиярәт қилди
Исраилийә баш министири олмарт өткән һәптидә хитайни зиярәт қилип, хитай рәһбәрлири билән көрүшүп, исраилийә-хитай коп тәрәплимилик һәмкарлиқ мунасивәтлирини музакирә қилди. Хитай һөкүмити исраилийиниң баш министири олмартқа хитайниң иранниң ядро қоралларға игә болушиға қарши туридиғанлиқини ениқ ипадилигән, әмма бу һәқтә тәпсилий ениқлима беришни рәт қилған. Бирақ, хитай һөкүмити иран билән нефит һәмкарлиқи елип бериватқан болуп, у русийә билән бирликтә ғәрбниң иранниң ядро пилани мәсилисидики қарашлириға қарши чиққан иди. Исраилийә баш министириниң хитай сәпириниң асаслиқ мәқситиму иранниң ядро пиланини чөридигән болуши мумкин икән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (30 – декабир – 5 – январ)
- Һәптилик хәвәрләр (23 – 29 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (16 – 23 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (9 – 15 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (2 – 8 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (25 – ноябир – 1 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (18 – 24 – ноябир)
- Һәптилик хәвәрләр (11 – 17 – ноябир)
- Һәптилик хәвәрләр (5 – 11 – ноябир)
- Һәптилик хәвәрләр (28 – өктәбирдин 3 – ноябирғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (21 – 27 – өктәбир)
- Һәптилик хәвәрләр (14 – 20 өктәбир)