Һәптилик хәвәрләр (13 - 19 - январ)


2007.01.19

Канаданиң баш министири степан харпер д у қ ниң вәкилини қобул қилди

11- январ күни канада баш министири степан харпер, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти билән көрүшүп, уйғур мәсилиси тоғрисида сөһбәтләшкән һәмдә, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханимға өзиниң алаһидә салимини йәткүзгән. Бу канада баш министириниң уйғур җәмийити вәкилини 3-қәтим қобул қилиши болуп һесаблинидикән. Өткән йили 12-айда, баш министир степан харпер рабийә қадирни қобул қилған иди.

Көрүшүшкә канаданиң йеңидин вәзипигә тәйинләнгән дөләт ишлири катипи җәйсон кенней вә баш министирниң оттура шәрқ һәм оттура асия ишлириға мәсул мәслиһәтчиси ваҗитхан қатарлиқларму қатнашқан.

Канада уйғур җәмийитиниң рәиси муһәммәд тохти д у қ рәиси рабийә ханим намидин өткән йил 12-айда степан харперниң д у қ вәкиллирини қобул қилғанлиқи вә һүсәйин җелил делосиға көңүл бөлгәнлики үчүн рәһмәт ейтқандин башқа, хитайда зиярәтттә болуватқан канада хәлқара сода министириниң хитай ташқи ишлар министири билән болған учришишида һүсәйин җелил мәсилини қайси җәһәтләрдин оттуриға қойидиғанлиқини сорап, канаданиң мәзкур дело һәққидики көз қарашлирида һич қандақ өзгириш болмиғанлиқини, әмма йәнила көп хизмәтләрниң елип бериливатқанлиқини изһар қилған.

Әркинлик сарийи 2007 ‏- йиллиқ баһалаш нәтиҗисини елан қилди

Америкидики әркинлик сарийи йеқинда 2007 ‏- йиллиқ баһалаш нәтиҗисини елан қилған.

Дунядики һәммә дөләт сиясий һоқуқ вә пуқраларниң әркинлики дегән икки түр бойичә вә һәр бир түр бойичә йәттә дәриҗигә айрип баһаланған.

Баһалаш нәтиҗисигә қариғанда, пүтүн дуня бойичә әркин дөләт 90 болуп, бу дөләтләр сани бойичә 47% ни тәшкил қилиду; қисмән әркин дөләтләр 58, бу дөләтләр сани бойичә 30%ни шәрқий асиядики дөләтләргә нәзәр салғанда, пуқраларниң әркинлики җәһәттә тәйвән биринчи, хитай алтинчи; сиясий һоқуқ җәһәттә тәйвән иккинчи, хитай йәттинчи. Ташқи моңғулийә һәр икки түр бойичә икикинчи.

Норвегийә мәтбуати рабийә қадир һәққидә мақалә елан қилди

Норвегийидики чоң гезитләрдин бири болған "бергин вақит" гезитиниң 12-январ санида "қарилаш һәрикити" сәрләвһилик бир мақалә елан қилинди. Мақалидә хитай даирилириниң, памир тағлиқ районида террорчиларниң мәшиқ базисини битчит қилғанлиқи һәққидики хәвәрлири һәмдә уйғурларниң мәниви аниси, уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим һәққидә тарқатқан сәлбий учурлириға қарита өзгичә пикир вә мулаһизиләр оттуриға қоюлған. Мақалидә җуңго һөкүмитиниң рабийә қадирниң нобел тинчлиқ мукапатиға еришип қелишиниң алдини елиш үчүн уни қариливатқанлиқи оттуриға қоюлған.

Хитай өлкилиригә елип кетилгән уйғур қизлириниң тәқдири уйғурларда әндишә пәйда қилмақта

Өткән бир йилдила уйғур елиниң йопурға наһийисидики һәр қайси йезилардин хитай өлкилиригә ишләш нами билән елип кетилгән уйғур қизлириниң сани 2450 нәпәргә йәткән йопурғидин башқа уйғур наһийә вә йезилиридинму өткән бир йилда түркүмләп қизлар охшаш тәләп вә усулларда хитай өлкилиригә елип кетилгән.

Хитай даирилириниң той қилиш йешидики уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә апирип ишлитиш пиланиға нисбәтән уйғурлар гуман вә тәнқид билән қаримақта. Бирақ, хитай даирилири буни аз санлиқ милләтләрниң бай болушиға пайдилиқ дәп чүшәндүрмәктә. Пәйзиват наһийисидинму бир қетимда 400 қиз ичкиригә елип кетилгән болуп, йеқинда исмини ашкарилашни халимиған бир қисим кишиләрниң инкас қилишичә, қизларни елип кетиштә мәҗбурлаш әһвали йүз бәргән.

Қирғизистанлиқ журналист мәхпирәт моллахун президент тәқдирнамисигә еришти

Қирғизистанлиқ уйғур зсурналист мәхпирәт моллахун қизи йеқинда президент пәхрий тәқдирнамиси билән мукапатланди. Бу қирғизистан уйғурлири үчүн зор вәқә болуп, уйғурлар буниңдин хушаллиқ һәс қилишқан. Мәхпирәт ханим қирғизистан радио-телевизийә комитетиниң "интизар " намлиқ уйғурчә программисини башқуруп кәлгән. Бу пәқәт айда бир қетим берилидиған 30 минутлуқ телевизийә программисидур. Мәхпирәт ханим бу мукапатниң алди билән уйғур хәлқигә мәнсуп икәнликини билдүрди.

Уйғур аптоном районида қош тил өгиниш тәшвиқати изчил давамлашмақта

Хитайниң уйғур елиға тәйинлигән әмәлдари исмаил тиливалди пәйшәнбә күни, бу йил уйғур аптоном районида қош тил өгиниш хизмитини йәниму илгири сүрүп, аз санлиқ милләт оқутқучилирини қош тилда тәрбийиләшни йолға қоюш шуниңдәк хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура синипини йәниму кеңәйтип, район ичи толуқсиз оттура синиплириниң көлимини муқимлаштурушни оттуриға қойди.

Буниңдин илгири, хитай демократийә иттипақи шинҗаң шөбисиниң муавин мудири, шинҗаң пәдагогика университетиниң профессори шуй җен хәнзу тили маарипини күчәйтишни тәләп қилған һәмдә мәзкур орган қош тиллиқ маарипни күчәйтиш һәққидә мәхсус тәклип лайиһиси сунған иди.

яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал ембаргосини давамлаштурушни қарар қилди

яврупа иттипақиниң ташқи мунасивәтләр бойичә мәхсус вәкили бенита валднер яврупа иттипақиниң хитайға қаритилған қорал –ярақ ембаргосини бикар қилмай, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси яхшиланғанға қәдәр давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

явропаниң хитайға қаратқан қорал-ярақ ембаргосини бикар қилиш көп қетим хитай һөкүмити тәрипидин тәләп қилинған болсиму, лекин нәтиҗигә еришәлмигән. явропа иттипақи хитайдин 1989-йилидики тйәнәнмен вәқәси һәмдә башқа һәрикәтләрдә сиясий җинайәт билән қолға елинғанларни қоюп беришни тәләп қилған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.