Һәптилик хәвәрләр (27 – январ – 2 – феврал)
2007.02.02
Рабийә қадир 2007 – йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң намзити болди
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 2007-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилди. Рабийә қадир ханим, америкиниң сабиқ муавин президенти ал горә вә финландийиниң сабиқ президенти ахсарй қатарлиқ үч киши билән биргә бу мукапатқа көрситилгән болуп, уларниң 2007-йиллиқ намзатлар ичидики әң күчлүк намзатлардин икәнлики билдүрүлмәктә. Рабийә ханим өткән йилиму нобел тинчлиқ намзатлиқиға көрситилгән иди.
Рабийә қадир ханимға түркийидә инсан һәқлири мукапати берилди
Түркийә инсан һәқлири вә мәзлумлар һәмкарлиқ җәмийити 27 – январ күни түркийиниң истанбул шәһиридә инсан һәқлири кечилики өткүзүп, рабийә қадирға "инсан һәқлири мукапати" бәргәнликини елан қилди. Бу мукапатни түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәсули хәйруллаһ әфәндигил әпәнди истанбулға берип, рабийә қадир ханимға вакалитән тапшуруп алди.
Бу рабийә қадир ханимниң норвигийидики рафто мукапатидин кейин алған иккинчи қетимлиқ хәлқаралиқ мукапат болуп һесаблинидикән. Хәвәрләргә қариғанда, йәнә голландийә хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин нәшир қилинидиған айлиқ зһурналниң бу йиллиқ тунҗи санида голландийидә 2007-йили тарқитилидиған миллий почта латарийиси тонуштурулған болуп, рабийә қадир ханим милли почта латарийисиниң әнәнисигә асасән, бу йиллиқ латарийиниң "амәт символи" қилип талланған.
Һүсәйин җелилниң аяли америка мәсул даирилири билән учрашти
Өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға тутуп берилгән канада пуқраси һүсәйин җелилниң аяли камилә ханим америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң алаһидә тәклипи билән америкиға келип 31- январ күни америка дөләт мәҗлисидә кишилик һоқуқ вә диний әркинликниң хитайдики вәзийити һәмдә америка һөкүмитиниң хитайға қаратқан сиясити һәққидә өткүзүлгән йиғинға қатнишип, уйғурларниң әһвали һәққидә гуваһлиқтин өтти.
Камилә ханим йәнә пәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министирликиниң бир қисим хадимлири вә америка дөләт мәҗлис әзалири билән учришип, йолдиши һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә пикир алмаштурди. У йәнә әркин асия радиосиниң зияритини қобул, өзиниң паалийәтлири һәққидә тохталди.
Учурларға қариғанда, канада һөкүмити изчил түрдә һүсәйин җелилни қутулдуруш үчүн һәрикәт қилмақта. Бу мәсилә канаданиңла әмәс, бәлки хәлқара җәмийәтниң диққитини тартқан нуқтиға айланған.
Ваң лечүән уйғур елидә турушлуқ әскәр вә сақчиларни мукапатлиди
"Тәңритағ ториниң" хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном райони партком секритари ваң лечүән, аптоном район рәиси исмайил тиливалди һәм муавини җаппар һәбибулла вә һәрбий районниң рәһбәрлири хитай азадлиқ армийисиниң уйғур елидә турушлуқ қуруқлуқ армийә, һава қисимлири вә аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити мәшиқ базилириға берип, офитсер- әскәр һәмдә сақчилардин һал сорап, уларниң вәкиллирини қобул қилған шуниңдәк уларни пул билән мукапатлиған.
Ваң лечүән илгиридинла өз сөзидә хитай армийә вә сақчи қисимлириниң аталмиш "үч хил күч"кә зәрбә берип, муқимлиқни қоғдашта таянч күчлүк ролини ойнап кәлгәнликини мәдһийилигән иди.
Мурат насиропниң ханими истансимизниң телефон зиярити қобул қилди
Русийиниң москва шәһиридә яшап иҗад қилған һәм мәшһур болуп тонулған нахшичи вә композитор мурат насиропниң туюқсиз өлүми һәққидә русийә вә мустәқил дөләтләр һәм достлуқи әллиридә давамлиқ түрлүк көз қарашлар елан қилинип турмақта. Мурат насиропниң аяли наталийә ханим мурат насиропниң "өзини өлтүрүвалғанлиқиға" аит тарқалған учурларни рәт қилди. У мурат насиропниң һаятлиқни, өз аилисини вә өз миллитини сөйгән вәтәнпәрвәр икәнликини, униң көплигән пиланлири барлиқини тәкитләп, уни "зәһәрлик чекимлик сәвәбидин өзини өлтүривалди" дейишниң тоғра әмәсликини көрсәтти.
Дуня уйғур қурултийи ахбарат йиғини өткүзди
2007 – Йили 31 – январ күни дуня уйғур қурултийи вә германийидики баварийә йешиллар партийисиниң орунлаштуруши билән, дуня уйғур қурултийиниң германийидики баш шитабида дуня уйғур қурултийи мәркизи оргини, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати вә шәрқий түркистан информатсийә мәркизи қатарлиқ орунларниң саһипханлиқида "5 – феврал ғулҗа вәқәси" ниң 10 йиллиқини хатириләш йүзисидин ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
Дуня уйғур қурултийи йәнә 5- феврал ғулҗа вәқәсиниң 10 йиллиқини хатириләш йүзисидин дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлирини хитай консулханилири алдида намайиш өткүзүшкә һәмдә хатириләш паалийәтлири елип беришқа чақирған.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайниң ахбарат әркинликини бастуруш қилмишини қаттиқ әйиблиди
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни, хитай һөкүмитиниң ахбарат әркинликини бастуруш қилмишлири, болупму мухбирларни қамап қоюш шуниңдәк интернет тор бәтлиригә қаратқан контроллуқлирини қаттиқ әйиблиди. Буниңдин илгири чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни зиярәт қилип, түрмидики 80 нәччә хитай мухбирини қоюп беришни тәләп қилған болсиму, әмма рәт қилинишқа учриған.
Әнқәрәдә мустәқиллиқниң 15 йилида түрк җумһурийәтлири намлиқ йиғин чақирилди
Түркийә оттура асия түркий җумһурийәтлири совет иттипақидин айрилип, мустәқиллиқ елан қилғандин кейин тунҗи қетим бу дөләтләрниң мустәқиллиқини әтирап қилған иди. Мана буниңға һазир 15 йил болуп қалди. Түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә "мустәқиллиқниң 15 - йилида түркий җумһурийәтлири" дегән темида йиғини чақирилди. Йиғинға сабиқ ташқи ишлар муавин министири, җумһурийәт партийиси муавин башлиқи онур өймән қатарлиқлар қатнашти вә сөз қилди. Әнқәрәдики ихтияри мухбиримизниң учур беришичә, бу йиғинда мустәқил түркий җумһурийәтлиридин башқа уйғур мәсилисиму нуқтилиқ һалда тилға елинди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (20- 26 – январ)
- Һәптилик хәвәрләр (13 - 19 - январ)
- Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – январ)
- Һәптилик хәвәрләр (30 – декабир – 5 – январ)
- Һәптилик хәвәрләр (23 – 29 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (16 – 23 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (9 – 15 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (2 – 8 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (25 – ноябир – 1 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (18 – 24 – ноябир)
- Һәптилик хәвәрләр (11 – 17 – ноябир)