Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – феврал)
2007.02.09
Ғулҗа вәқәси дуняниң һәрқайси җайлирида хатириләнди
1997-Йили, 5-феврал күни ғулҗида йүз бәргән феврал вәқәсиниң 10 йиллиқи мунасивити билән чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири хитай әлчиханилири вә консулханилири алдида наразилиқ намайишлири елип барди.
Бу намайиш паалийәтлири, дуня уйғур қурултийиниң һәр қайси дөләтләрдики тармақ тәшкилатлири тәрипидин уюшутурулған болуп, германийә, америка, канада, түркийә, белгийә, франсийә, норвигийә, әнгилийә вә голландийә, австралийә, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдә намайишлар вә башқа шәкилдики хатириләш паалийәтлири болди.
5-Феврал күни хитайниң вашингтондики баш әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишқа йүздин артуқ адәм қатнашқан. Буниңдики йеңилиқ шуки, хитай демократлиридин 40 тин артуқ адәм нийорктин келип намайишқа қатнишип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини әйиблигән. Намайишни дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим тәшкиллигән болуп, у сөзидә уйғурларниң ғулҗа қурбанлирини унутмайдиғанлиқи вә уларниң ишлирини давамлаштуридиғанлиқини изһар қилған.
Хитай сот даирилири йәнә бир нәпәр уйғур паалийәтчигә өлүм җазаси берип иҗра қилди
Хитай һөкүмити тәрипидин шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң әзаси дәп әйибләнгән исмаил сәмәткә берилгән өлүм һөкүми 8- феврал күни әтигән саәт 9 да иҗра қилинди. Бу хәвәр 9-феврал күни дунядики атақлиқ агентлиқлардин б б с, рейтерс, франспрәсс қатарлиқ оннәчә ахбарат оргини тәрипидин хәлқ' араға тарқитилди.
Исмаил сәмәт 2003-йили пакистан тәрипидин хитайға қайтуруп берилгән болуп, 2005-йили өктәбир ейида униңға бөлгүнчилик вә террорлуқ җинайәтлири артилип, өлүмгә һөкүм қилинған иди. Лекин, исмаил сәмәтниң өлүмгә һокум қилинишиға нисбәтән уйғур тәшкилатлири вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири наразилиқ билдүрди.
Уйғур тәшкилатлири исмаил сәмәтни тинчлиқ билән уйғурларниң әркинлики үчүн күрәш қилған җәңчи дәп қаримақта.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бүйүк анатолийә мукапатиға еришти
Түркийидики бүйүк анатолийә бирлик дәп аталған бир тәшкилат бир қанчә йиллардин бери әнқәрәдә актип паалийәт көрситип келиватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисини " бүйүк анатолийә мукапати" билән тәқдирлиди.
Бу мукапатни мәзкур тәшкилатниң мәсуллиридин бири хәйруллаһ әфәндигил әпәнди мурасим билән тапшуруп алди. Мәзкур җәмийәтниң башлиқи йүсүп әпәнди шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийитиниң паалийәтлиригә юқири баһа бәрди.
Уйғурлар мәсилиси вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң йиғинида
Вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 2007 - йили 1- нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини 2 - айниң 1 - күнидин 3 - күнигичә белгийә пайтәхти брюсселдики явропа парламентиниң йиғин залида өткүзүлди. Йиғинға уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди иштирак қилди. Долқун әйса, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң даимий һәйәт әзасидур. Долқун әйса, йиғин әһлиниң ғулҗа вәқәсиниң он йиллиқи мунасивити билән бир минут орнидин туруп матәм билдүргәнлики вә уйғур мәсилисиниң көп тилға елинғанлиқини билдүрди.
Хитай даирилири "рабийә қадир" дегән исимни атимаслиқни тәләп қилди
Тәйвән мәркизи агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми рабийә қадирниң исимини җуңго чегриси ичидики мәтбуатларда атимаслиқ һәққидә қарар чиқарған. Көзәткүчиләрниң ейтишичә, уйғур миллий һәрикитиниң сиясий рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң, бу йиллиқ "нобел тинчлиқ мукапати" ға қайта намзат қилип көрситилиши, хитай даирилириниң наразилиқини қозғапла қалмай, уларни мәтбуатларни қаттиқ контрол қилиш, һәтта хитай чегриси ичидә рабийә қадирниң исмини атимаслиқ тәдбирлирини қоллинишқа мәҗбурлиған. Рабийә қадирниң 2006-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң намзити болғанлиқи хитай ахбарат васитилиридә тәнқидий шәкилдә елан қилинған иди.
Шветсийә уйғур комитети сайлими өткүзүлди
2-Айниң 4-күни шветсийә уйғур комитетиниң сайлими болуп өтти. Сайлам наһайти дағдуғилиқ вә демократик усулда елип берилди. Шветсийидә яшаватқан уйғурлар аваз бериш вә беләт ташлаш хизмитигә җидди вә әстайидил муамилә қилди һәмдә мәзкур комитетниң рәиси, баш катипи қатарлиқларни сайлап чиқти. Шивитсийидики уйғурларниң мутләқ коп қисимини оттура асия җумһурийәтлиридин кәлгәнләр тәшкил қилиду. Шивитсийә уйғур комитети атақлиқ уйғур композитори, сиясий паалийәтчиси, мәрһум күрәш күсән тәрипидин қурулған болуп, у һаят вақтида бу җәмийәткә рәһбәрлик қилип, көп хизмәтләрни қилған иди.
Һүсийин җелил үстидин сот ечилди
Канадада чиқидиған 'глобол мейил' гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай әдлийә өзбекистан тәрипидин хитайға қайтуруп берилгән канада пуқраси һүсийин җелил үстидин иккинчи феврал күни үрүмчидә сот ачқан. Канада дипломатлири үрүмчигә берип һүсәйин җелилниң уруғ-туғқанлири билән көрүшкәндә 'һүсийин җелилниң түрмидә интайин қаттиқ қийин-қистаққа елинғанлиқитин иқрар қилғанлиқини сотта паш қилғанлиқини билдүргән. Сотниң һазирчә ениқ хуласиси йоқ, болуп иккинчи қетимлиқ сот пат арида ечилиши мумкин икән.
Русийә 100 миң хитай пуқрасини қоғлап чиқармақчи
Хитай торлириниң учурлиридин қариғанда, русийә бу йил йеңи көчмәнләр вә уларниң русийидә тиҗарәт қилишиға аит йеңи бәлгилимини чиқарғандин кейин, русийә һөкүмити чәтәлликләргә болған контроллуқларни күчәйтти, нәтиҗидә 100 миң қанунсиз хитай пуқраси чегридин қоғлап чиқирилишни күтүш тәқдиригә дуч кәлди. Хәвәрләргә қариғанда, москва һазир дунядики чәтәлликләр әң коп шәһәрләрниң бири болуп, буларниң ичидә коп санлиқ қанунсиз көчмәнләр бар икән.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (27 – январ – 2 – феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (20- 26 – январ)
- Һәптилик хәвәрләр (13 - 19 - январ)
- Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – январ)
- Һәптилик хәвәрләр (30 – декабир – 5 – январ)
- Һәптилик хәвәрләр (23 – 29 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (16 – 23 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (9 – 15 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (2 – 8 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (25 – ноябир – 1 – декабир)
- Һәптилик хәвәрләр (18 – 24 – ноябир)
- Һәптилик хәвәрләр (11 – 17 – ноябир)