Һәптилик хәвәрләр (31 – март – 6 – април)
2007.04.06
Норвигийә баш министири рабийә қадир пәрзәнтлирини қоюп беришни тәләп қилди
Норвигийә гезитлириниң хәвәр қилишичә, хитайда зиярәттә болған норвигийә баш министири җенс столтенберг хитай баш министири қатарлиқлар билән учрашқанда дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидә йетиватқан алим абдуреһим қатарлиқ оғуллирини тезрәк қоюп беришни тәләп қилған һәмдә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә тохталған.
Бу норвигийә тәрәпниң рәсмий рәвиштә тәләп қилиши болуп, буниңдин илгири норвигийигә җайлашқан, 2004-йили рабийә қадирни мукапатлиған рафто фонди җәмийитиму хитай һөкүмигә бу тәләпни қойған иди.
Барин инқилабиниң 17 йиллиқи хатириләнди
Буниңдин 17 йил илгири йәни 1990- йили 4-айниң 5- күни уйғур елиниң барин йезисида хитай һакимийитигә қарши барин қозғилиңи партлиған болуп, бу 60-- йилларниң ахирлирида шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийисиниң қәшқәр районида елип барған қораллиқ инқилабидин кейинки көлими вә тәсири бир қәдәр чоң болған қораллиқ һәрикәт иди.
Барин вәқәси әйни вақитта хәлқара җәмийәттә зил-зилә пәйда қилған болуп, шуниңдин кейин уйғурларниң сиясий давалириниң техи түгимәнлики хәлқара җәмийәткә ашкариланди.
Советләр иттипақи йимирилгәндин кейин уйғур мәсилиси хәлқара җәмийәткә техиму билинишкә башлиған болуп, уйғур сиясәтшунаслири барин һәрикитиниң муһим рол ойниғанлиқини муәййәнләштүрмәктә.
Барин вәқәси йүз бәргән 5-април күни һәр йили чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тәрипидин түрлүк шәкилдә изчил түрдә хатирилинип кәлмәктә. Бундақ паалийәтләр оттура асия җумһурийәтлири, түркийә, германийә вә башқа дөләтләрдиму елип берилди.
Хитай дипломатиниң аяли сияси панаһлиқ тилиди
Канада турушлуқ хитай баш әлчиханисидики бир юқири дәриҗилик хитай дипломатиниң аяли җаң җийән канада һөкүмитидин сиясий панаһлиқ тилигән. Канада ташқи ишлар министири пәтәр маккай көчмәнләр сотиниң бу тәләп үстидә тәкшүрүш елип бериватқанлиқини, амма уларниң бу һәқтә һазирғичә ахирқи қарарни бәрмигәнликини билдүрди. Хитай һөкүмити буниңдин нарази болған болуп, буниң сиясий панаһлиқ әмәсликини, пәқәт иқтисадий сәвәбтин икәнликини чүшәндүрүп, канададин җаң җийәнниң сияси панаһлиқ тәлипини рәт қилишни, әгәр ундақ қилмиса икки дөләт мунасивитигә зиян йетидиғанлиқини тәкитлигән. Бирақ, канада һөкүмити хитай, уйғур вә тибәт сиясий паалийәтчилириниң сиясий панаһлиқини қобул қилған иди.
Абдуреһим өткүрниң "из" романи түркчигә тәрҗимә қилинди
Уйғур һазирқи заман әдәбиятиниң атақлиқ намайәндилири әдәбиятшунаслиқ пәнлириниң тәтқиқат темилиридин орун елип, магистирлиқ вә докторлуқ унванлири үчүн елип берилидиған дессиртатсийә планлириға айланмақта. Сабиқ совәт иттипақида атақлиқ язғучи зия сәмәди, хизмәт абдул қатарлиқларниң иҗадийити әң дәсләптә докторлуқ тәмиси болған болса, мана әмди түркийидә абдуреһим өткүр иҗадийити доктурлуқ дессиртатсийә тәмиси болди. Йеқинда түркийә егей университети түрк дуняси тәтқиқатлири оқутқучиси гүрәр гүлсевин әпәндиниң йетәкчиликидә доктор оқуғучиси өзгүр ай даңлиқ язғучи абдуреһим өткүрниң "из" романи һәққидә доктор илми мақалисини язди вә " из" романини түркчигиму тәрҗимә қилди.
Б д т косованиң мустәқиллиқ мәсилиси музакирә қилди
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң 4 - айниң 3 - күнидики йепиқ йиғинда, косованиң пәвқуладдә вәкили ахтисари оттуриға қойған косова мустәқиллиқи һәққидики пилан музакирә қилинишқа башлиған.
Хәвәрләргә асасланғанда, б д т бихәтәрлик кеңишиниң косованиң мустәқиллиқини ишқа ашуруш музакирисидә русийә билән сербийиниң буниңға қарши чиқидиғанлиқи ашкариланмақта, косова урушидин кейин, косова б д т ниң башқурушида сәккиз йил турди. Мана әмди бу мәсилини бир тәрәп қилиш нөвити кәлди.
Америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелоси ханим сүрийини зиярәт қилди
Америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелоси ханим 4 - айниң 4 - күни сүрийини зиярәт қилди. У, сүрийә президенти бәшир әл әсәдниң дәмәшқтики мәшһур әсарә әтиқә орнида күтүвелишиға әришти.
Көзәткүчиләр пәлтосиниң бу зияритиниң оттура шәрқ мәсилисини һәл қилишта ташланған муһим қәдәм икәнликини җәзимләштүрмәктә. Бирақ, президент буш пәлоси ханимниң зияритидин анчә хуш болмиған икән.
Әхмәди ниҗат әнгилийиниң 15 әскирини қоюп бәргәнликини җакарлиди
Иран һөкүмити 4 - айниң 4 - күни мәхсус мурасим ечип. Өткән айда тутувелинған әнгилийиниң 15 нәпәр деңиз армийә әскирини қоюп бәрди. Махмәд әхмәди ниҗатниң бу һәрикити әнгилийә тәрипидин қарши елинди шуниңдәк мәзкур әскәрләр сақ-саламәт өйигә қайтип, аилиси билән җәм болди. Униңдин илгири әнгилийә вә америка һөкүмәтлири бу әсирләрни қоюп беришни қаттиқ тәләп қилған иди. Иран ядро пилани мурәккәпләшкән вәзийәттә бесилған бу қәдәм хәлқ араниң диққитини қозғиди.
Тува җумһурийити қәдимки уйғур шәһирини әслигә кәлтүрмәкчи
Русийиниң җәнубий сибирийә районидики тува җумһурийити мәбләғ аҗритип қәдимки уйғур қағанлиқиниң қағани моюнчур тәрипидин салдурулған " пор-аҗин "қәләсини әслигә кәлтүрмәкчи. "Тува онлинә" интернет гезитиниң хәвәр қилишичә, тува җумһурийити һөкүмити туваниң терә-хол көлигә җайлашқан мәзкур қәдимки уйғур "пор-баҗин" қәлә сини әслигә кәлтүрүшни қарар қилған, буниң үчүн москвада бир комитет вә фонд тәсис қилинған болуп, бу қурулушқа русийә алаһидә вәзийәтни бир тәрәп қилиш министирликиниң министири сәргей шойгу мәсул болған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (24 – 30 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (17-23-март)
- Һәптилик хәвәрләр (10-16-март)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (24-феврал-2-март)
- Һәптилик хәвәрләр (17-23-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (10-16-фебрал)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (27 – январ – 2 – феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (20- 26 – январ)