Һәптилик хәвәрләр (8-13- април)
2007.04.13
Шәрқий түркистан миллий армийиси қурулғанлиқиниң 62 йиллиқи
1944-Йили 12-ноябирда ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбәрликидики миллий армийә 1945-йили 8-април күни рәсмий мәйданға кәлгән.
Истатистикилиқ мәлуматларға қариғанда, миллий армийә рәсмий қурулғичә болған арилиқтики партизанлиқ дәвридин тартип, таки ахириғичә җәмий 9 қетим чоң көләмлик җәң, 36 қетим оттура дәриҗилик җәң қилип, 20 миңдин артуқ дүшмәнни йоқатқан, бәш миңға йеқин дүшмән офитсер вә әскирини әсиргә алған..
Миллий армийә дәсләптә қурулғанда адәм сани 15 миң әтрапида болған, 1946-йилиға кәлгәндә җәңчи офитсерларниң сани 30 миңдин ешип кәткән. Миллий армийә 1945-йили 6-айдин башлап, үч йөнилүш бойичә җәң елип барған. Шималий йөнилиш тарбағатай вә алтайни азад қилған. Оттура йөнилиш җиң вә шихолардики хитай мудапиә системилирини бөсүп өтүп, үрүмчини азад қилиш үчүн манас дәряси бойиға келип тохтиған. Җәнуби йөнилиш тәңри теғидин өтүп, ақсу кона шәһәр, бай қатарлиқ җайларни азад қилған.
Хитай коммунист һөкүмити уйғур елини игилигәндин кейин, 1949-йили 12-айниң ахирида миллий армийә хитай азадлиқ армийисиниң 5-корпуси қилип өзгәртилип, 2 дивизийигә айрилип, 13-дивизийә уйғур елиниң җәнубиға, 14-дивизийә шималиға орунлаштурулуп, кейин бара-бара қисқартилип, әмәлдин қалдурулған.
Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң мүлкини бир тәрәп қилиш гурупписи қурди
Игиләшләргә қариғанда, уйғур елидә хитай сот мәһкимисиниң рабийә қадирниң қалған иқтисадини һәмдә мал-мүлкини бир тәрәп қилиш тоғрисидики қарарини иҗра қилиш үчүн алаһидә бир хизмәт гурупписи қурулған. Инкасларға асасланғанда, мәзкур хизмәт гурупписиға техи йеқиндила түрмидин қоюп берилгән рабийә қадирниң чоң оғли қаһар абдурейим, мәҗбурий йосунда бу хизмәт гурупписиға қатнаштурулған икән.
Бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир өз көз қаришини оттуриға қоюп, буниң бир қанунсиз қилмиш икәнликини, хитай даирилириниң униң хәлқарада елип бериватқан һәрикитидин интиқам елишни муддиа қиливатқанлиқини көрсәтти.
Һиндистан ядролуқ башқурулидиған бомба синақ қилди
Һиндистан пәйшәнбә, йәни 12-април күни утуқлуқ һалда ядро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә оттура мусапилиқ башқурулидиған бомбини синақ қилип қоюп бәргән. Мәлум болушичә, бу бомба хитайниң шаңхәй вә бейҗиң шәһәрлиригә йетип баралайдикән. Бу әһвал хитай ташқи ишлар министирлиқиниң инкасини қозғиған шуниңдәк хәлқаралиқ тәсир пәйда қилған болуп, шуниң билән биргә русийә һиндистанға әң илғар күрәшчи айропилан сетип бәргән. Бу хил вәзийәт хитай-һиндистан-русийә-америка қайчилашма мунасивәтлири һәққидә түрлүк пәрәзләрниң мәйданға чиқишиға сәвәб болди.
Америка вә хитай оттурисидики сода мунасивити җиддийлишишкә башлиди
Америка билән хитай оттурисидики сода мунасивити барғансери җиддийләшмәктә. Йеқинда америка һөкүмити дуня сода тәшкилатиға хитайниң үстидин рәсмий әрз сунуп, америкиниң нурғунлиған кино - филими, музикиси, китаб вә компютер юмшақ деталлириниң хитайда халиғанчә қанунсиз көчүрүлүп сетиливатқанлиқини һәмдә хитай һөкүмитиниң буниң билән кари болмиғанлиқини тәнқид қилип, дуня сода тәшкилатиниң бу һәқтә чарә-тәдбир қоллинишини сориған.
Хәлқара җәмийәт, хитай-америка сода мунасивәтлири җүмлидин хитайниң явропа әллири билән елип бериватқан содисиға нисбәтән һәр хил инкасларда болмақта. Хитайниң дуня сода тәшкилатиға кириштин илгири бәргән вәдилирини орунлимайватқанлиқини тәнқид қилмақта. Лекин хитай даирилири америкиниң әйиблишини "йолсизлиқ" дәп қарап кәлди.
Афғанистан президенти һамид кәрзәй талибан рәһбәрлири билән бивастә сөһбәт елип барған
Афғанистандики талибан қалдуқлириниң кәлтүрүп чиқириватқан уруш малиманчилиқиниң бу дөләтни қайтидин уруш патқиқиға патуруп қоюшиниң алдини елишни мәқсәт қилған афғанистан президенти һамид кәрзәй өткән һәптиләрдә талибан рәһбәрлири билән бивастә сөһбәт елип барған болсиму, лекин техичә талибанларниң әң юқири дәриҗилик рәһбәрлиридин молла өмәр вә афғанистан ислам партийисиниң рәиси гүлбиддин һикмәтяр қатарлиқ рәһбәрләр билән сөһбәт өткүзмигән. Бирақ, у өзиниң улар билән сөһбәткә тәйяр икәнликини җакарлиған. Мәзкур баянат афғанистанниң ичи-тешида җүмлидин ғәрб дөләтлиридә һәйран қаларлиқ инкасларни пәйда қилди. Болупму, буниң талибан рәһбири молла өмәрни тутуш буйруқи чиқирип, һазирғичә талибан қалдуқлири билән урушиватқан америкини һәйран қалдурғанлиқи мәлум. Бу күнләрдә америка әскәрлири афғанистанниң җәнубида 30 тин артуқ талибан қалдуқлирини йоқатқан иди.
Абдусаттар мәвливи вапат болди
Сәуди әрәбистандики уйғурларниң ичидә тонулған пешқәдәм алим абдусаттар мәвливи 2007- йили 11- април күни сәһәрдә сәуди әрәбистанниң җидди шәһиридики дөләт һәрбий дохтурханисида 98 йешида аләмдин өткән. Мәрһумниң мейити мәккә мукәррәмә шәһиридики "муәлла қәбристанлиқи" ға дәпнә қилинди. Абдусаттар мәвливи уйғурлар ичидин тунҗи қетим сәуди әрәбистанға берип, йәрләшкән уйғур диний алими, сиясий һәм җамаәт әрбаблиридин бири иди.
Уйғур муқам өмики һазир японийидә
11-Април күни хитай баш министири вен җябав японийини зиярәт қилған болуп, у японийә баш министири қатарлиқ алий рәһбәрләр билән икки дөләт мунасивәтлири һәққидә пикир алмаштурған. Қизиқ нуқта шуки, хитай баш министириниң сәпири җәрянида уйғур муқам өмикиму японийә сәһнилиридә маһарәт көрситишкә башлиған.
Хитай баш министириниң узун вақитлардин кейин японийини зиярәт қилиш сәпиригә уйғур муқамлириниң қошулуши хәлқарада һәр хил инкасларни пәйда қилди. Вен җябавниң зиярити японийә-билән хитай арисидики музлап қеливатқан мунасивәтләрни еритиштә рол ойниши мумкинлики пәрәз қилинмақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (31 – март – 6 – април)
- Һәптилик хәвәрләр (24 – 30 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (17-23-март)
- Һәптилик хәвәрләр (10-16-март)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (24-феврал-2-март)
- Һәптилик хәвәрләр (17-23-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (10-16-фебрал)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (27 – январ – 2 – феврал)