Һәптилик хәвәрләр ( 30 ‏- априлдин 4 ‏- майғичә)


2007.05.04

Америка диний әркинлик комитети хитайниң диний әркинлик мәсилиси һәққидә доклат елан қилди

Америка хәлқара диний әркинлик комитети чаршәнбә күни (2-май) дунядики һәр қайси дөләтләрниң диний әркин әһвали һәққидә доклат елан қилип, хитайни диний әркинлик вәзийити алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр тизимликигә киргүзди.

Мәзкур доклатта, "уйғур аптоном райониниң диний әркинлик вәзийити пәвқуладдә начар" дәп көрситилгән. Хитайдин башқа йәнә иран, пакистан, судан, түркмәнистан, өзбекистан қатарлиқ дөләтләрму диний әркинлик әһвали начар мәмликәтләр қатариға киргүзүлгән.

Доклатта уйғурларниң диний етиқад әркинлики мәсилиси һәққидә мундақ дәп оттуриға қоюлған: "һөкүмәт терроризмға қарши турушни уйғур мусулманлириниң тинч диний паалийитини бастуруш йолида қолланмақта. Бу бир йилда уйғур мусулман өлималири вә талиплар аталмиш қанунсиз диний паалийәтләр түпәйлидин тутқун қилинди. Аталмиш қанунсиз диний мәркәзләр печәтләнди. Сақчилар аталмиш қанунсиз диний әсәрләрни үзлүксиз мусадирә қилди".

Доклатта йәнә рабийә қадирниң пәрзәнтлири җүмлидин абликим абдурейим вә башқа уйғур диний паалийәтчилири тилға елинған.

Хәлқара диний әркинлик комитети доклатта буш һөкүмитигә уйғур вә тибәт аптоном райониниң диний әркинлик вәзийитини яхшилаш һәмдә лихаса, үрүмчи қатарлиқ җайларда америка консулханилири қуруш, уйғур, тибәтләрниң америкида оқушиға пурсәт яритиш тоғрисида бәзи тәклип пикирләрни бәргән.

Америка дөләт мәҗлисидә хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди

1 - Май күни, америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң ташқи ишлар комитети йиғин ечип, хитай - америка сияси, иқтисади вә бихәтәрлик мунасивәтлириниң кәлгүси һәққидә гуваһлиқ бәрди.

Йиғин авам палатасиниң ташқи ишлар комитетиниң рәиси том лантос әпәндиниң риясәтчиликидә болуп өтти. Йиғинда америка қошма шитатлири муавин ташқи ишлар министири җон димитри нәгропонте гуваһлиқ берип, америкиниң хитай мунасивәтлиридики сиясий мәвқәсини ипадилиди.

Җон нәгропонте америкиниң хитай мунасивәтлиридики нишанини әмәлгә ашуруштики сиясити һәққидә тохтилип, "хитайни хәлқара мунасивәтләрдә мәсулийәтчан вә муқимлаштуруш ролини ойнайдиған дөләт сүпитидә һәрикәт елип беришқа риғбәтләндүрүш лазим " деди.

Нәгропонте, хитайдики кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилилири җәһәттә уйғурлар һәққидиму алаһидә тохталған болуп, хитайниң уйғур вә тибәтләрниң диний әркинликини боғуватқанлиқини вә хитай һөкүмити өз пуқралириниң әң әқәллий кишилик һоқуқлириға һөрмәт қилиши керәкликини тәкитләп, "тибәтниң әһвали шуниңдәк шинҗаң өлкисидики уйғур мусулманлар учраватқан муамилә америка үчүн әң муһим кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилиси сүпитидә мәвҗут болуп турмақта" деди.

Алма-атада "уйғур авази" гезитиниң 50 йиллиқи хатириләнди

Алма-ата шәһиридә, "уйғур авази" гезитиниң нәшир қилинғанлиқиниң 50 йиллиқи хатириләнди. "Уйғур авази" сабиқ совет иттипақи дәвридә "коммунизм туғи" дәп аталған.

Бу гезит нөвәттә, қазақистандики уйғурларниң қазақистанни өз ичигә алған мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи вә дуня һәққидә хәвәр тепишидики муһим ахбарат васитиси болуп қалған. Мәзкур гезит һазир қазақистандики бирдин бир һөкүмәт мәблиғи билән чиқидиған аммиви ахбарат вастисидур.

3-Май дуня учур әркинлики күни

3-Май дуня учур әркинлики күни болуп, баш оргини америкиниң нийойорк шәһиридики мухбирларни қоғдаш җәмийитиниң елан қилған баянатида ейтилишичә, 2002 ‏- йилидин 2007 ‏- йилиғичә һаятидин айрилған мухбирларниң % 85 и наһәқчилиқни паш қилип һәққанийәткә йетиш йолида күрәш қилғанлар. Бәзи районларда тутқун қилинғанларниң % 70 и пәқәт кәспий мухбир болғанлиқи үчүнла тутқун қилинған.

Бу мунасивәт билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипиму нутуқ сөзләп, мухбирлиқниң хәтәрлик кәсипкә айлинип қалғанлиқини көрсәткән.

Хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлири вә чегрисиз мухбирлар тәшкилати қатарлиқ орунлар уйғурларниң сөз вә мәтбуат әркинликиниң боғулуватқанлиқини изчил тәнқид қилмақта.

Йеқинда хитай әдлийә даирилири рабийә қадирниң оғли абликим абдурейимғиму "интернәт тори арқилиқ бөлгүнчилик идийиси тарқатқан " дегәндәк җинайәтләрни артип, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.

Канада ташқи ишлар министири һүсәйин җелил билән көрүшәлмиди

Канада ташқи ишлар министири петер маккәй 30-април күни бейҗиңни зиярәт қилип, хитай ташқи ишлар министири билән көрүшкәндә өзбекистан хитайға тутуп бәргәндин кейин, хитай тәрипидин 'бөлгүнчилик вә террорчилиқ" билән әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған канада пуқраси һүсейин җелил билән йүз көрүшүшни тәләп қилған.

Асия хәвәрлири гезитидә баян қилинишичә, әмма, петер маккәйниң бу тәлипи рәт қилинған.

Өзбекистан билән хитай газ турубиси ятқузмақчи

Хитай оттура асия дөләтлири билән болған енергийә һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә. Хитай қазақистан билән нефит саһәсидә һәмкарлашқан болса, нөвәттә, түркмәнистан вә өзбекистанниң тәбиий газлирини қолға кәлтүрүш үчүн һәрикәт башлиған.

Йеқинда, хитайниң дөләт тәрәққият вә ислаһат комитетиниң башлиқи макәй өзбекистанни зиярәт қилған болуп, икки мәмликәт арисида 530 километирлиқ мусапидики газ турубиси ятқузуш һәққидә келишим һасил қилинғанлиқиға мунасивәтлик учурлар тарқалди.

Әмма, өзбекистан тәрәп бу һәқтә рәсмий учур тарқатмиған болсиму, ташкәнт -бейҗиң һәмкарлиқлириниң йилдин -йилға йеңи мәзмунлар билән бейиватқанлиқини муәййәнләштүргән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.