Һәптилик хәвәрләр (5‏ - майдин 11 ‏- майғичә)


2007.05.11

Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири явропа парламентида болди

Голландийиниң дән һаг яки гаага шәһиридә дуня уйғур қурултийи тәшкиллигән уйғур демократик рәһбәрлири вә актиплирини тәрбийиләш курси 6‏-майдин 11‏-майғичә ечилди. Мәзкур курсқа һәр қайси әлләрдики уйғур тәшкилат рәһбәрлири вә паалийәтчилиридин бир қисим киши қатнашти. Рабийә қадир ханим курста сөз қилди.

Өткән һәптидә йәнә дуня уйғур қурултийиниң 1-нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини ечилған. 9-Май күни дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир башлиқ қурултайниң қәһриман ғоҗам бәрди, әсқәрҗан қатарлиқ бир қисим рәһбирий хадимлирини өз ичигә алған 50 нәччә адәм белгийидә, явропа парламенти қатарлиқ орунларни зиярәт қилғанда парламентниң бир қисим әзалири өзлириниң уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән.

Уйғур дарваз абдусаттар ғоҗа абдулла чемпийон болди

Тунҗи нөвәтлик хәлқаралиқ сим танапта меңиш мусабиқиси 3-май күни корийиниң пайтәхти сеолда өткүзүлгән болуп, 9 дөләттин кәлгән маһирлар қатнашқан бу мусабиқиға пәләк шаһи адил һошур вә абдусаттар ғоҗа абдулла қатарлиқлар қатнашқан.

Адил һошурниң шагирти абдусаттар ғоҗа абдулла сеолдики хән дәрясиниң икки яқисидики егизлики 22 метир келидиған икки түврүк арисиға тартилған миң метир узунлуқтики сим танаптин, 11 минут 22 секунт 49 дәқиқидә меңип өтүп, биринчиликини алған. Бу уйғур дарвазлириниң тунҗи қетим хәлқаралиқ мусабиқиләрдә чемпийон болуши икән.

Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пул сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди

Өткән һәптидә америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пул сияситигә аит гуваһлиқ бериш йиғини ечилди. Хитайниң хәлқ пули сиясити вә америкиниң хитай билән болған содидики қизил рәқими, америка - хитай мунасивәтлиридики негизлик мәсилиләрниң бири болуп, буш һөкүмити америка дөләт мәҗлисиниң содидики қизил рәқәмни тәңшәш һәққидики бесимиға дуч кәлмәктә һәмдә америка һөкүмити изчил һалда хитайни пул сияситини тәңшәшкә чақирмақта.

Америка хусусий кархана саһәсидикиләрниң, америка сода қизил рәқиминиң көпийип кетишигә хитайниң сәвәбчилик ролини ойнаватқанлиқини көрсәтмәктә. Йиғинда америкидики петерсон хәлқара иқтисад институтиниң дректори фред бергстен, "хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини төвән тутуп, " башқа дөләтләргә ишсизлиқни експорт қиливатқан"лиқини билдүрди.

Хәлқара җәмийәт судан мәсилисидә хитайни тәнқид қилмақта

Африқидики суданниң дарфур районидики етник қирғинчилиқ мәсилиси йеқиндин буян хәлқара җәмийәтниң диққитини тартқан болуп, хәлқара җәмийәт хитайниң бу кризис билән бағлинишлиқ икәнликини тәнқид қилмақта.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң кишилик һоқуқ гурупписи өткән һәптидә доклат елан қилип, хитай билән русийини, бу миллий қирғинчилиқини қорал билән тәминлигән, дәп әйиблиди.

Арқидинла 9-май күни америка дөләт мәҗлиси әзаси, кеңәш палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси том лантосниң йетәкчиликидә, кеңәш палата әзалиридин 107 киши бирликтә имза қоюп, хитай рәиси ху җинтавға мәктуп йоллап, хитай һөкүмитини судан һөкүмитигә бесим ишлитип дарфур районида йүз бериватқан қан төкүлүшни тохтитиш һәққидә һәрикәт қоллинишқа чақирди.

Түркийидики уйғур оқуғучилар әла нәтиҗә билән оқуш пүттүрди

Түркийә алий мәктәплиридә һәр йили һәр қайси түркий җумһурийәтләр һәмдә түркий милләтләр районлиридин кәлгән көплигән оқуғучилар оқуш пүттүриду. Уларниң коп қисими баклаверлиқ, магистирлиқ унванлири алғандин ташқири, уларниң ичидә йәнә доктурлуқ алғанларму көпәймәктә.

10-Май күни түркийә маарип министирликиниң мурасим залида түркий җумһурийәтлири вә түркий милләт районлиридин келип түркийидә оқуп, оқуш пүттүргән оқуғучиларға деплом бериш мурасими өткүзүлди. Мурасимда 57 дөләт вә райондин кәлгән 183 нәпәр түркий милләт оқуғучисиға диплом берилгән болуп, буларниң ичидә 4 нәпәр уйғур оқуғучиму бар.

Өткән һәптидә йәнә истанбул университети " түрктәк яшаш кулубиниң" орунлаштуруши билән, сулайманийә мәдәнийәт мәркизиниң залида, шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни темисида доклат йиғини өткүзүлгән.

Тәйвән өзини мудапиә қилишни кучәйтмәктә

Өткән һәптидә тәйвән хитайдики муһим нишанларға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомбилирини истратегийилик орунлаштуруш пиланини оттуриға қойди.

Тәйвән буниңдин үч ай илгири, мәхпий һалда хитайниң муһим иқтисади базилиридин болған хоңкоң вә шаңхәйгә зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулидиған бомба синиқи елип барған иди. Чүнки, йеқиндин буян хитай тәйвәнгә қаратқан башқурулидиған һәрбий бесимларни күчәйткән иди.

Тәйвән даирилири гоминдаң партийисиниң чоң қуруқлуқ билән елип бериватқан учришишлирини нәзәргә елип, 9-май күни җаң кәйши хатирә сарийини " тәйвән демократийә хатирә сарийи" дәп өзгәрткән.

Русийә " вәтән уруши"ниң ғәлибисини тәбриклиди

Бу йил фашизмға қарши урушниң ғәлибә қазанғанлиқиға 62 йил тошти. 9-Май күни қизил мәйданда һәрбий парат өткүзүлүп, путин сөз қилған.

Русийидин башқа мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи әллириму бу йили 9-май күнини хатириләп, байрам өткүзиду. Лекин, шәрқий явропадики бир қисим мәмликәтләр бу күнгә йәни совет иттипақиниң өзлирини азад қилғанлиқиға нисбәтән сәлбий инкасларда болуп, тарихқа қайта баһа бериш пикирлирини оттуриға қоймақта.

Йеқинда балтиқ деңизи бойидики естонийә "вәтән уруши" хатириси һесаблинидиған совет әскириниң һәйкилини еливетиш билән русийиниң наразилиқини қозғиған иди. Вәтән уруши мәзгилидә 27 милйон совет иттипақи һәрбий вә пуқрасиниң өлгәнлики мәлум.

Бу урушқа оттура асиядики уйғурларму қатнашқан болуп, уйғурлардин сүлһий лутфуллин, дадаш бабаҗоф қатарлиқ 5 кишигә "совет иттипақи қәһримани" вә " қазақистан қәһримани" дегән намлар берилгән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.