Һәптилик хәвәрләр (1 - июндин 8 - июнғичә)
2007.06.08
Америка президенти җорҗ буш рабийә ханим билән көрүшти
Өткән һәптидики уйғурлар үчүн әң зор бир вәқә америка қошма штатлириниң президенти җорҗ бушниң чех җумһурийитиниң пайтәхти прагада дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимни қобул қилиши болуп һесаблиниду.
5- Июн күни германийидә ечилидиған санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлар йиғиниға қатнишиштин бурун, чехни зиярәт қилған америка президенти буш, прагада өткүзүлгән хәлқара демократийә вә бихәтәрлик йиғинда нутуқ сөзләп, дуня йүзидики демократийә мәсилилири җүмлидин мустәбит түзүмләр астида кишилик һоқуқниң дәхли-тәрүзгә учраш мәсилилири һәққидә тохтилиш билән бир вақитта рабийә қадирни алаһидә тилға елип , униң демократийә вә кишилик һоқуқ күришигә юқири баһа бәрди шуниңдәк униң пәрзәнтлириниң хитай даирилири тәрипидин түрмигә ташлинишини униң кишилик һоқуқ паалийити үчүн өч елиш икәнликини тәкитлиди.
" Рабийә қадир бу йәрдә мән көрүшидиған йәнә бир өктичи заттур. Биз униң оғуллириниң түрмигә соланғанлиқини униң кишилик һоқуқи паалийитидин өч елиш қилмиши икәнликигә ишинимиз, рабийә қадирға охшаш әр- аялларниң таланти өз дөләтлириниң әң зор байлиқи болуп, бу , уларниң армийисиниң қорал-ярақлири вә яки йәр астидики нефитлиридинму қиммәтликтур " деди президент җорҗ буш .
Йиғинда нутуқ сөзләп болғандин кейин, җорҗ буш вә униң ханими лора буш рабийә қадир ханим билән айрим көрүшүп, униңдин әһвал сориди шуниңдәк униң кишилик һоқуқ үчүн елип бериватқан күрәшлирини мәдһийилиди вә өзиниң уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл болидиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханим өзиниң бу қетим прагада президент буш билән болған учришишиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ вә миллий мәвҗутлуқ йолидики күрәшлири тарихида муһим тарихий әһмийәткә игә болуш билән биргә буниң уйғур хәлқиниң күрәшлири үчүн үмид вә ишәнч елип келидиғанлиқини шәрһлиди.
Бу хәвәр уйғурларни хушал, бейҗиңни хапа қилди
Рабийә қадирниң президент буш билән көрүшүши җүмлидин президент бушниң рабийә қадир һәққидә ейтқан сөзлири уйғурларниң чоңқур һаяҗанлиқ , хушаллиқ һәм үмидварлиққа толған инкаслирини қозғаватқанлиқи мәлум болмақта. Уйғур сиясийонлириниң ейтишичә, бу учришиш уйғур миллий дәвасиниң йеңи басқучқа киргәнликини шуниңдәк уйғурлар мәсилисиниң хәлқаралашқанлиқини көрситидиған , тарихий әһмийәтлик зор вәқә болуп һесаблиниду.
Лекин, уйғурларни шадлиққа чөмдүргән бу хәвәр бейҗиңни хапа қилған болуп, 7-июн күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө мухбирларни күтүвелиш йиғинида америкини әйибләп, "бу җуңгониң ички ишиға арилашқанлиқ " дәп көрсәтти шуниңдәк җуңго тәрәпниң буниңға қәтий наразилиқ вә қаршилиқини билдүридиғанлиқини тәкитлиди.
Буниңға қарита дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит " кишилик һоқуқ үчүн елип берилған һәрқандақ бир һәрикәт қандақтур бир дөләтниң ички иши болмастин бәлки хәлқара демократийә һәрикитиниң бир қисми" дәп көрсәтти.
Сәккиз санаәтләшкән дөләт йиғини ечилди
6- 8-Июн күнлири германийидә сәккиз санаәтләшкән дөләт алий рәһбәрлири йиғини болуп өтти. Бу йиғинда көплигән мәсилиләр музакирә қилинди. Йиғин җәрянида америка президенти буш русийә президенти владимир путин билән айрим көрүшүп, америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси һәққидә пикир алмаштурған һәмдә буш путинни бу системидин қорқмаслиққа дәвәт қилип , буниң һәргиз русийигә тәһдит селишни мәқсәт қилмайдиғанлиқини билдүргән.
Путин бушқа америкиниң мәзкур мудапиә системисини әзәрбәйҗанға орунлаштуруш тәклипини бәргән.
Буш болса, улар арисидики бәзи мәсилиләрниң бу йил 7-айда путин америкини зиярәт қилғанда йәнә музакирә қилинишини әскәрткән. Хәвәрләрдин қариғанда, хитай рәиси ху җинтавму бу йиғинниң тәркиби қисими болған сәккиз санаәтләшкән дөләт билән сөһбәт өткүзүш йиғиниға иштирак қилған.
Учурларға асасланғанда, хитай русийиниң америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системисиға қарши чиқишини қоллиған икән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр ( 19 - майдин 25 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (14- майдин 18 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (5 - майдин 11 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 30 - априлдин 4 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (23-априлдин 27-априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (16 - априлдин 20 - априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (8-13- април)
- Һәптилик хәвәрләр (31 – март – 6 – април)
- Һәптилик хәвәрләр (24 – 30 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (17-23-март)
- Һәптилик хәвәрләр (10-16-март)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – март)