Һәптилик хәвәрләр (8 - июлдин 12 - июлғичә)


2007.07.13

Һүсәйин җелил мәсилиси хитай - канада мунасивәтлиригә тақалған мәсилә болмақта

Уйғур аптоном райони юқири сот мәһкимиси 10-июл күни канада тәвәликидики уйғур паалийәтчиси һүсәйин җелилниң үрүмчи шәһәрлик, оттура сот мәһкимисиниң уни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқиға нарази болуп, уйғур аптоном районлуқ юқири сот мәһкимисигә сунған әрзини күчкә игә қилмай, үрүмчи шәһәрлик оттура сотниң һөкүминиң күчкә игә икәнликини җакарлиди.

Бу мунасивәт билән канада ташқи ишлар министири петер маккей сәйшәнбә күни язма баянат елан қилип, уйғур аптоном райони юқири сот мәһкимисиниң һүсәйин җелилға берилгән әслидики муддәтсиз түрмә җазаси күчкә игә, дәп һөкүм чиқарғанлиқидин үмидсизләнгәнликини билдүрди.

Петир маккей, һүсәйин җелилниң сотиниң қанун тәртипләр бойичә елип берилмайла қалмай, униң һоқуқиға һөрмәт қилинмиғанлиқини, канада һөкүмитиниң хитайниң канада дипломатлириға һүсәйин җелилни йоқлаш рухсити беришини қәтий тәләп қилиш билән биргә, канада тәрәпниң һүсәйин җелилниң қәшқәрдики уруғ-туғқанлирини йоқлап, алақә қилишиға рухсәт қилишни тәкитлиди.

Канада ташқи ишлар министирлиқи һүсәйин җелил мәсилиси түпәйлидин 1999-йили хитай билән түзгән консул ишлар келишимини қайтидин көздин кәчүрмәктә. Һүсәйин җелил, 2006-йили, 3-айда ташкәнткә барғанда қолға елинған вә 5- айда өзбек даирилири тәрипидин хитайға бериветилгән иди.

Һейтгаһ мәсчитиниң сүрити һарақ ботулкилириға чапланған

Уйғурларниң нөвәттә, уйғур елидә һәмдә хитайда ясалған һарақларниң әң көп истималчилириға айлиниватқанлиқи билдүрүлмәктә.

Исламий қаидә вә миллий өрп-адәтләргә хилап һесаблинидиған һарақкәшлик уйғурлар арисида күчәйгәндин сирт йәнә "баявандики булақ" маркилиқ алаһидә ясалған һарақниң ботулкилири һәм корупкилириға уйғур мусулманлириниң мәшһур мәсчитлиридин бири, пүтүн оттура асияға даңлиқ болған қәшқәр һейтгаһниң көрүнүши чүшүрүлгән.

Бу һарақ маркисини йолға қойған хитай тиҗарәтчиси мухбиримизниң зияритини қобул қилғанда , буниң нормал әһвал икәнликини испатлашқа тиришқан. Әмма, қәшқәр һейтгаһ мәсчитниң мутивәллиси һейтгаһниң сүритиниң һарақ ботулкисиға чапланғанлиқиға нарази икәнликини билдүрди.

Қуш зуками йәр шари характерлиқ мәсилигә айланмақта

Қуш зуками йәр шари характерлиқ кесәлгә айланмақта, бу кесәл микропи тез сүрәттә явро-асия вә африқидики бир қисим дөләтләргә кеңәйгән.

Қуш зуками вирусиниң башқа бирхил типи болған бәлгилик адәмдин ‏- адәмгә юқидиған вируси 1997 ‏- йили тунҗи қетим хоңкоңда байқалғандин кейин, бу хил вирус 2003 ‏- йилиға кәлгәндә әзәрбәйҗан, камбоджа, хитай, мисир, һиндонезийә, ирақ, лаос, нигерийә, тайланд, түркийә, вйетнам қатарлиқ 39 дөләткә тарқалди. Бултур йәнә 30 дөләткә кеңәйгән икән.

Хитайниң түркийидә турушлуқ муавин әлчиси түркийидики қазақларни зиярәт қилған

7-Айниң 6-күни хитай хәлқ җумһурийитиниң түркийидики турушлуқ әлчиханисиниң муавин баш әлчиси ли веййиң аяли билән бирликтә түркийиниң нидә вилайити алтай йезисидики қазақларни зиярәт қилған.

Хитай муавин әлчисиниң бу зиярити түркийидики қазақ вә уйғур көчмәнләр арисида қаттиқ муназирә пәйда қилди. Ливеййиң зиярәт җәрянида өзиниң уйғур елидин икәнликини билдүрүп, қазақларға шең шисәй вә гоминдаңниң зулум салғанлиқини әмма, компартийиниң қазақларға тәрәққият елип кәлгәнликини чүшәндүрмәкчи болған.

Түркийидики бир қисим қазақ зиялийлири хитай муавин әлчисиниң қазақларни зиярәт қилишини тәнқид қилған болса, бир қисим қазақлар буниң нормал иш икәнликини оттуриға қойған. Бир қисим қазақ зиялийлири хитай даирилириниң қазақ мәктәплирини тақап, хитай мәктәплири билән бирләштүрүш вә қазақ тилини һөкүмәт орунлирида ишлитиштин қисқартиватқанлиқиға болған наразилиқини ипадилигән.

Алтай йезисидики бу қазақлар 1949-йили уйғур елидин қечип чиққандин кейин түркийигә йәрләштүрүлгән икән.

Пакистанда болуп өткән вәқәләр

8-Июл күни пакистанниң пишавур шәһиридики бир мотсиклит карханисида ишләйдиған 3 нәпәр хитай техника хадими, салаһийити намәлум қораллиқ кишиләр тәрипидин етип өлтүрүлди. Йәнә бир нәпәр хитай техника хадими еғир яриланди.

Пишавур шәһириниң юқири дәриҗилик сақчи әмәлдари абдулкәрим, қораллиқ кишиләрниң салаһийитиниң вә хитай пуқралириға һуҗум қилиштики мәқсидиниң һазирчә мәлум әмәсликини билдүргән. Бирақ, у бу ишни қәбилиләр районидики исламий гуруппиларниң һуҗуми билән бағлаш мумкинликини чәткә қақмиған.

Униңдин башқа йәнә ислам абадтики қизил мәсчитниң талиплири хитайлар бәдән увилашханә нами билән ечип , паһишилик йолға қойған бир орунға һуҗум қилип, 6 нәпәр хитай аялни тутувалғандин кейин қизил мәсчит пакистан армийиси тәрипидин қоршавға елинған.

Бир һәптилик қаршилиқ көрситиштин кейин, пакистан армийиси мәсчитни һуҗум билән алған, икки тәрәпниң 70 әтрапида адәм өлгән . Инкаслардин қариғанда, һазир пакистанда радикал гуруппилар билән пәрвиз мушәррәп һөкүмити арисида ихтилап күчийишкә башлиған.

Русийиниң к г б архиплири давамлиқ ашкариланмақта

Русийә федерал бихәтәрлик идариси 1920-йиллиридин 1950-йиллириғичә болған арилиқтики сабиқ совет иттипақи һөкүмитиниң совет территорийисидә елип барған тазилаш һәрикәтлири һәмдә вәтән урушиға мунасивәтлик мәхпий архиплирини аммиға ачқанлиқини, халиған кишиниң бу архипларни көрүши мумкинликини елан қилған.

Сталин дәвридики архипларниң қатарида уйғурларниң тәқдиригә аит нурғун архип материяллириниң барлиқи мәлум. Лекин һазирғичә булар техи ечилмиған яки мутәхәссисләр тәрипидин йетәрлик дәриҗидә сүрүштүрүлмигән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.