Һәптилик хәвәрләр (15 - июлдин 20 - июлғичә)
2007.07.20
Америка хитай йемәкликлириниң бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилди
Чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палатаси хитай таварлири болупму хитайниң йемәк-ичмәк бихәтәрлик мәсилилирини музакирә қилип, буш һөкүмитиниң бир қисим әрбаплириниң испатлирини аңлап өтти.
Нөвәттә, хитай йемәкликлириниң бихәтәрлик мәсилиси еғир болуп, филиппин қатарлиқ бир қисим дөләтләр хитай йемәкликлириниң өлчәмгә йәтмәйдиғанлиқини елан қилған шуниңдәк америкиму бир қисим хитай йемәклирини чәклигән иди.
Хәлқара миқяда хитай маллирини чәкләш
Филипинниң йемәклик башқуруш идариси хитайда ишләнгән 4 хил йемәкликтә рак кесилигә гириптар қилидиған зәһәрлик мадда барлиқини байқиған. Буниң бири үзүм маркилиқ печинә, йәнә бири ақ тошқан маркилиқ сүт кәмпити болуп, булар хитайда бирнәччә он йилдин буян уда ишлиниватқан һәм базарға селиниватқан шуниңдәк чәт' әлләргә екиспорт қилиниватқан мәшһур мәһсулатлар һесаблинидикән.
Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң йемәк-ичмәк мәһсулатлири мәсилиси музакирә қилиниватқан күнләрдә қазақистан билән уйғур ели арисидики алатав еғизида екиспорт қилинмақчи болған хитай содигәрлириниң 10 миң йешиккә йеқин чиш пастиси, өлчәмгә йәтмәй қайтуруветилгән. Бундақ хитай таварлириға чәк қоюш көп дөләтләрдә әмәлгә ашурулмақта.
Хитай, истанбулда уйғурчә аңлитиш башлиди
Түркийиниң истанбул шәһирини мәркәз қилған мармара райониға тарқитиш қилидиған йөн фм радиоси шинҗаң хәлқ радиосиниң уйғур тилидики аңлитишини улап аңлитишқа башлиған.
Бу хитайниң оттура вә ғәрбий асияға радио аңлитиш арқилиқ хитайниң тәрәққиятини тәшвиқ қилиш пиланиниң бир қисими болуп, илгири қирғизистан, өзбекистанларға аңлитишларни йолға қойған иди. Бу пиланниң түркийидә әмәлгә ешиши һәр хил инкасларни қозғиди.
7-Айниң 10-күнидин 19-күнигичә йәнә түркийидә түрк дуняси мәдәнийәт байрими болуп өткән. Бу җәрянда йәнә түрк дуняси жорналистлириниң муһакимә йиғини өткүзүлгән.
Пакистанда хитай пуқралири йәнә һуҗумға учриди
Пәйшәнбә күни пакистанниң җәнубидики хуб шәһиридә, хитай ишчилирини тошуватқан бир аптомобил партлитиветилгән. Бу партлашта һуҗумға учриғанлар арисидин аз дегәндә 30 ға йеқин киши қаза қилған болуп, сақчиларниң пәрәз қилишичә , мәзкур һуҗум хитай пуқралириға қаритилған болсиму, бирақ партлашта өлгәнләрниң һәммиси пакистанлиқлар икән.
Ислам абадтики қизил мәсчитни қоршаш вә һуҗум қилишниң хитай бейҗиңниң пәрвиз мушәррәпкә бесим көрситиши билән әмәлгә ашурулғанлиқи һәққидики көз қарашлар пакистан мәтбуатлирида көрүлгәндин кейин, исламий радикал гуруппиларниң хитай пуқралиридин өч елишқа киришкәнлики һәққидә анализлар мәйданға чиқмақта һәмдә бу қетимқи өзини өлтүрүвелиш характерлиқ партлашниң шуниң ипадиси икәнлики пәрәз қилинмақта.
Бүгүр кан районидики апәттә 11 киши из - дерәксиз йоқап кәткән
18 - Июл күни чүштин кейин саәт 4 әтрапида, уйғур елиниң байинғулин аптоном области бүгүр наһийисидики көмүр кан районида йүз бәргән кәлкүн апитидә, көмүр кан - геологийә идарисиниң 161 - әтрити 204 - бурғилаш гурупписиниң 11 нәпәр ишчисиниң йоқап кәткәнликини елан қилди.
Һазирғичә уларниң из-дерики һәққидә учур йоқ. Әмма, уларни издәшләр давамлашмақта.
Түркмәнистан рәһбири хитайни зиярәт қилди
Түркмәнистан президенти қурбангүл бәрдимуһәммәдоф 16-18- июл күнлири хитайда рәсмий зиярәттә болуп, хитай дөләт рәиси ху җинтав қатарлиқлар билән көрүшүп, икки дөләтниң сиясий, иқтисадий вә енергийә мунасивәтлиригә аит бир қатар мәсилиләр бойичә сөһбәт өткүзди һәмдә муһим һөҗҗәтләргә қол қойди.
Икки дөләт арисида 30 йиллиқ мөһләт билән һәр йили 30 милярд куб метир тәбиий газ йәткүзүш һәққидә келишим һасил қилинди . Бу келишимгә бинаән икки дөләт арисида тәбиий газ турубиси ясилиши мумкин икән. Хитай вә түркмәнистан рәһбәрлири йәнә бирләшмә баянат елан қилған шуниңдәк уйғур мустәқилчилирини үч хил күч дәп қарилап, уларға ортақ зәрбә беришкә пүтүшкән.
Индиана университетида уйғур муқами орундалди
15 - Июл күни йәни йәкшәнбә күни америкидики индиана университетида "йипәк йолидики милләтләр" намида сәнәт көрүки өткүзүлди. Мәзкур көрәккә уйғурларға вәкил болуп америкида яшаватқан уйғур муқамчиси , өзбекистанда хизмәт көрсәткән артист султан мәмәт әпәнди тәклип билән қатнишип уйғур муқами вә нахша - музикилирини орундиди.
Бу султан мәмәт әпәндиниң тунҗи қетим индиана университетидики бу хил сәнәт паалийитигә қатнишиши болсиму, лекин башқа җайларда өткүзүлгән һәр хил паалийәтләргә изчил қатнишип, өз сәнәт маһаритини намаян қилған. Индиана университети америкидики уйғур тили вә уйғуршунаслиқ үгүтилидиған алий мәктәпләрниң биридур. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (8 - июлдин 12 - июлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 30 - июндин - 6 - июлғичә )
- Һәптилик хәвәрләр (23 - июндин 29 - июнғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 9 - июндин 15 - июнғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (1 - июндин 8 - июнғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 19 - майдин 25 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (14- майдин 18 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (5 - майдин 11 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 30 - априлдин 4 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (23-априлдин 27-априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (16 - априлдин 20 - априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (8-13- април)