Һәптилик хәвәрләр ( 21- июлдин 27- июлғичә)
2007.07.27
Уйғур кишилик һоқуқ программиси "қош тиллиқ маарип" мәсилиси һәққидә доклат елан қилди
24-Июл күни америкида паалийәт елип бериватқан рабийә қадир ханим рәһбәрликидики уйғур инсан һәқлири программиси "хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ сиясити уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған" дегән темида доклат елан қилди.
11 Бәтлик мәзкур доклатта хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан қош тиллиқ маарип намидики маарип сияситиниң истиратегийиси вә уйғурларниң инкаси шуниңдәк уйғур тилиниң нөвәттә дуч келиватқан еғир вәзийити пакитлар арқилиқ баян қилинған болуп, уйғур аптоном районидики асасий аптономийилик аһалә һесабланған уйғурларниң тилиниң мәктәпләр вә һөкүмәт орунлиридин қәдәм-қәдәм қалдурулушиниң уйғур миллий мәдәнийитиниң кәлгүси үчүн хәтәрлик икәнлики шуңа хитай һөкүмитиниң уйғур тилини һәр җәһәттин қоғдиши лазимлиқи тәкитләнгән.
Рабийә ханим далай лама билән көрүшти
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим 7 - айниң 22 - күнидин етибарән германийиниң һамбург, мюнхен қатарлиқ шәһәрлиридә зиярәттә болди. Бу күнләрдә тибәтниң роһаний даһийси далай лама 10 күнлүк германийә зияритини башлап, германийә пуқралири вә далай ламаниң муритлири, тибәт мәсилиси һимайичилири һәмдә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң алқишиға еришкән.
Рабийә қадирму бу җәрянда "гүлдүрмама" намлиқ китабиниң сетилиши мунасивити билән бир қатар паалийәтләр елип барған һәмдә мухбирларниң зиярәтлирини қобул қилған шуниңдәк йәнә далай лама билән учришип пикир алмаштурған .
26-Июл күни д у қ иҗраийә комитетиниң йиғини чақирилған болуп, рабийә қадир ханим бәзи йеңи толуқлашларни елип барған һәмдә буниңдин кейин қилидиған хизмәтләрни бекиткән.
Әлихан төриниң "түркистан қайғуси" намлиқ китаби уйғур тилида нәшир қилинди
1944-Йили 11-айниң 12-күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси әлихан төрә сағунийниң 1966-1973-йиллири арисида өзбекистан пайтәхти ташкәнттә язған " түркистан қайғуси" намлиқ китабниң биринчи қисми истанбулда уйғур тилида нәшир қилинди.
Дуня уйғур қурултийи тәрипидин нәшир қилдурулған китабни шветсийидә турушлуқ уйғур зиялийси һаҗи абдурешит керими һазирқи заман уйғур тили имласи бойичә нәширгә тәйярлиған. Китабта әлихан төриниң туғулғандин таки 1938-йилиғичә болған арилиқтики һаяти тәсвирлиниду. Әлихан төрә 1946-йили 6-айда совет җасуслири тәрипидин ғулҗидин ташкәнткә елип кетилгәндин кейин өмриниң ахириғичә шу йәрдә яшиған.
Әлихан ториниң бу китабиниң һазирқи заман өзбекчисиму нәширдин чиқип тарқитилған иди.
Ваң лечүән "шинҗаңға ярдәм бериш пидаийлар" қошунини күтүвалди
Уйғур елидики ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном район рәһбәрлиридин ваң лечүән вә исмаил тиливалди қатарлиқлар, бу йил хитай өлкисидин уйғур елигә кәлгән "шинҗаңға ярдәм бериш пидаийлар" қошуниға тәвә 910 нәпәр алий мәктәп оқуғучисини қобул қилған вә улар билән сүрәткә чүшкән.
Хәвәрләрдин қариғанда, биринчи түркүмдә мәхсус ваң лечүәнниң юрти шәңдоң өлкисидин 240 нәпәр яш пидаий болуп кәлгәндин сирт йәнә хенән, гәнсу қатарлиқ өлкиләрниң оқуш пүттүргән оқуғучилири бар икән. Бу пидаийлар асасий қатламдики хизмәт орунлириға тәқсим қилинидикән.
Бирақ, уйғурларниң инкас қилишичә, һәр йили ичкиридики вә уйғур елидики алий мәктәпләрни пүттүргән уйғур һәм башқа аз санлиқ милләт оқуғучилириниң сани һәссиләп ешип, уларни ишқа орунлаштуруш қийин болуватқан , уйғур яшлири арисида ишсизлиқ көпийиватқан пәйттә йәнә мундақ пидаийларни күтүвелиш һәм тәклип қилиш наразилиқларни күчәйтиштин башқа нәрсә әмәс икән.
Пәләк шаһи адил һошур намида көчмә серик мәйдани ечилди
Он йилдин буян "пәләк шаһи" дәп тәриплинип келиватқан атақлиқ уйғур дарваз адил һошур, йеқинда уйғур елидә тунҗи қетим көчмә серик мәйдани ечип , ишқа кириштүрди.
Хәвәрләргә қариғанда серк мәйданида уйғур дарвазлиқ маһарити, серик оюнлири , сеһригәрлик , җанбазлиқ вә уйғур нахша- усул сәнәтлири көрситилгәндин сирт, чәтәлләрдин тәклип қилинған серк өмәклириниң тәҗрибә алмаштуруш оюнлири көрситилидикән.
Адил һошур йәнә мәхсус өсмурләрни дарвазлиқ билән тәрбийиләйдиған дарвазлиқ мәктипиму ачқан иди.
Өктичиләр қазақистан сақчи даирлирини хитайниң совғисини қобул қилмаслиққа чақирди
Хитай билән мәркизий асия дөләтлириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси астида вә айрим һәмкарлиқлириниң тәрәққи қилишиға әгишип, хитай һөкүмити вә хәвпсизлик даирилириниң мәркизий асия дөләтлиригә һәр хил мадди һәм малийә ярдәмлирини көрсәтмәктә.
Шуниң билән бир вақитта йәнә хитай көрситиватқан бу ярдәмләрниң кишиләр арисида түрлүк инкасларни қозғаватқанлиқиму мәлум, йеқинда қазақистандики сотсиял демократлар партийиси бирликиниң башлиқи ораз җандосоп, қазақистан ички ишлар минситириға очуқ хәт йезип, уларниң хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бәргән 390 миң доллар қиммитидики төт машина вә башқа буюмларни қобул қилғанлиқини әйиблигән һәмдә уларни хитайниң совғилирини алмаслиққа чақирған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (15 - июлдин 20 - июлғичә)
- Пакистанда җүмә күни йәнә партлаш вәқәси йүз бәрди
- Һәптилик хәвәрләр (8 - июлдин 12 - июлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 30 - июндин - 6 - июлғичә )
- Һәптилик хәвәрләр (23 - июндин 29 - июнғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 9 - июндин 15 - июнғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (1 - июндин 8 - июнғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 19 - майдин 25 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (14- майдин 18 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (5 - майдин 11 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 30 - априлдин 4 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (23-априлдин 27-априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (16 - априлдин 20 - априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (8-13- април)