Һәптилик хәвәрләр (26-январдин 1-февралғичә)

Мухбиримиз әзиз
2019.02.01
hepte-ilham-toxti.jpg Муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди.
AP

Түркийәдики оқуғучи мәмәтйүсүп рахманниң лагерда икәнлики дәлилләнди

Йеқинда иҗтимаий таратқуларда түркийәниң бүләнт әҗәвит университетида електр инженерлиқи кәспидә оқуватқан мәмәтйүсүп рахманниң 2017-йили 1-январ күни истанбулдин үрүмчигә қарап учқандин кейинла из-дерики йоқалғанлиқи хәвәр қилинған.

Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида мәмәтйүсүп рахманниң атушниң азақ йеза оңериқ кәнтигә нопуслуқ икәнлики вә нөвәттә атуштики йиғивелиш лагерида икәнлики дәлилләнди.

Мәлум болушичә, 1995-йили туғулған мәмәтйүсүп рахман бир мәһәл “дутар шаһи” дәп нам алған абдуреһим һейтқа шагирт болған икән. Шуниңдәк түркийәдә уйғур музика мәдәнийитини тонуштуруп бәлгилик тәсир қозғиған икән.

Тиҗарәтчи мәмәтҗан ели җиназа намизида тәкбир ишарити қилғанлиқи үчүн тутулған

Йеқинда атуш шәһиридә олтурушлуқ тиҗарәтчи мәмәтҗан елиниң лагерға елип кетилишидә униң 15 йил илгирики бир җиназа намизида тәкбир ейтқанлиқи сәвәб болғанлиқи айдиңлашти.

Мәлум болушичә, мәмәтҗан ели вә өмәр ели ака-укилар оттура асияда тиҗарәт қилғанлар болуп, алақидар орунларниң қайтип келиш һәққидики телефонлири бойичә юртиға қайтқан икән.

Хитай һөкүмити елан қилған “диний әсәбийликниң 75 хил аламити” намлиқ қолланмиға уйғурларниң турмуш вә мәдәнийитигә мунасивәтлик көплигән һадисиләр киргүзүлгән болуп, буниңда көплигән диний адәтләр “әсәбийлик” дәп бекитилгән.

Сенатор боб менендиз хитай һөкүмитини уйғур елидики йиғивелиш лагерлирини аяғлаштурушқа чақирди

Йеқинда америка кеңәш палатасиниң әзалиридин боп менендиз әпәнди америкидики даңлиқ ахбарат вастилиридин болған CNN ниң мәхсус зияритини қобул қилип, уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә муһим мәлуматларни бәрди.

Боп менендиз әпәнди бу қетимқи зиярәттә уйғур дияридики лагерларни “йиғивелиш лагери” дәп атиди. Шуниңдәк нөвәттә бир милйондин көп уйғурниң лагерларға қамилишини хитай һөкүмитиниң нөвәттики сиясәтлириниң муқәддимиси болуши мумкин, деди.

Бу қетимқи зиярәт җәрянида боп әпәнди йәнә “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ниң қисқичә мәзмунини тонуштуруп, хитай һөкүмитигә давамлиқ бесим қилишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Ғәрб тәтқиқатчилири хитайдин сәнубәр турсун қатарлиқ уйғур сәрхиллирини қоюп беришни тәләп қилди

Явропада уйғур мәдәнийити вә сәнити һәққидики тәтқиқат билән шуғуллиниватқан 40 нәччә алим вә мутәхәссис бирләшмә баянат елан қилип сәнәвәр турсун қатарлиқ лагерға қамалған уйғур сәрхиллирини тездин қоюветишни тәләп қилди.

Явропа вә америкидики алимлар имза қойған бу қетимқи бирләшмә баянат 28-январ күни белгийәдики даңлиқ гезитләрдин болған “һөрийәт” гезитидә елан қилинди.

Хитай һөкүмити изчил өзлириниң “террорлуқ вә әсәбийлик” кә қарши күрәш қиливатқанлиқини пәш қилип келиватқан болуп, нөвәттә бу хилдики баянатларниң елан қилиниши хитай һөкүмитиниң дуняни алдаш мәқсидигә йетәлмигәнликини бивастә көрсәтти.

Булғарийә сот мәһкимиси бәш нәпәр уйғурни хитайға қайтурмаслиқни һөкүм қилди

2017-Йили июлда бәш нәпәр уйғур яш “қанунсиз чеградин өткән” дегән әйиб билән булғарийәдә тутқун қилинған иди. Шуниңдин буян д у қ вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң паал күч чиқириши билән йеқинда булғарийә сот мәһкимиси бәш уйғурни хитайға қайтурмаслиқ һәққидә қарар алған.

Мәлум болушичә, бу бәш уйғур яш хитай һөкүмитиниң түрлүк бесимлири сәвәбидин өз юртини тәрк етип, түркийәгә чиққанлар икән.

Уларниң бу қетимқи кәчмиши түркийәдики уйғурларға явропаға беришта қанунсиз йол арқилиқ меңишниң еғир бәдәлләргә апиридиғанлиқини йәнә бир қетим әсләтти.

Илһам тохти “нобел тинчлиқ мукапати” ниң намзатлиқиға көрситилди

Йеқинда америка дөләт мәҗлиси әзалири уйғурларниң һәқ вә һоқуқлири үчүн ашкара сөз қилип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохтини 2019-йиллиқ “нобел тинчлиқ мукапати” ниң намзатлиқиға көрсәтти.

Бу қетим америка дөләт мәҗлисиниң әзалиридин марко рубийо, корий гарднер қатарлиқ 13 киши нобел тинчлиқ мукапати комитетиға бирләшмә мәктуп йоллап, “бир милйондин артуқ уйғур лагерға қамалған мушундақ вәзийәттә илһам тохти нобел тинчлиқ мукапатиға әң лайиқ бир намзат” дәп көрсәтти.

Мәлум болушичә, өткән һәптә явропадики бирнәччә хәлқаралиқ тәшкилат баянат елан қилип, илһам тохтини 2019-йиллиқ “рафто кишилик һоқуқ мукапати” ға намзатлиққа көрсәткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.