Һәптилик хәвәрләр (17-февралдин 23-февралғичә)

Мухбиримиз әзиз
2018.02.23
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Уйғурларниң биһудә тутқун қилиниши давамлиқ кеңәймәктә

Йеқинда корла шәһиригә қарашлиқ қара юлғун йезисидин мейит юйғучи 20 аялниң “тәрбийәләш” кә елип кетилгәнлики ашкара болди.

Мәлум болушичә нөвәттә мейит юйғучи кишиләр нуқтилиқ назарәт обекти болмақта икән.

Шуниң билән биргә уйғурлар диярида кимликигә “чекит” урулған кишиләр билән һәрқандақ шәкилдики алақидә, җүмлидин телефон алақисидә болған кишиләрниң тутқун қилиниватқанлиқи көпләп мәлум болмақта.

Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун бу һәқтә тохтилип уйғурлардики һәрқандақ мәниви байлиқниң нөвәттә хәтәрлик, дәп қариливатқанлиқини көрсәтти.

Турмуш адәтлири “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” дики уйғурларни җазалаш васитиси болмақта

Йеқинда һәрқайси җайлардики “сиясий өгиниш мәркәзлири” гә соланған уйғур әрләрниң өлүвелиши яки һуҗум қилишидин әндишә қилип сақал алғуч берилмигәнлики, буниң билән “тәрбийәләш мәркәзлири” дә миңлиған “узун сақаллиқ” кишиләр топиниң пәйда болғанлиқи мәлум болди.

Шуниң билән биргә һәрқайси “тәрбийәләш мәркәзлири” дики сақчиларниң уйғур тутқунларни һаҗәткә бериштин чәкләш арқилиқ җазалаватқанлиқи, буниң билән уларниң түрлүк кесәлликләргә гириптар болуватқанлиқи диққәт қозғиди.

Сабиқ сақчилар бу һәқтә мәлумат берип бу хилдики қәбиһ қийнаш усуллириниң уйғурлар дияридики түрмиләрдә вә йиғивелиш орунлирида кәң омумлашқанлиқини тәкитлиди.

Қазақистанда хитайға болған сәлбий қараш күчәймәктә

Уйғурлар дияридики қазақларниңму нөвәттики бастурушниң қурбанлириға айлиниши сәвәблик қазақистанда хитайға болған сәлбий қараш барғансери әвҗ елишқа башлиди.

Йеқинда қазақистанда бу һәқтики муназириләр көпийип, хитайниң “юмшақ күч” шәклидә өзиниң йеқимлиқ образини тикләшкә урунуватқанлиқи, қазақ яшлирини хитайда һәқсиз оқутуш арқилиқ қазақлар арисида хитайпәрәс кишиләрни көпәйтиш урунушиниң қазақистанниң кәлгүси үчүн бәкму хәтәрлик икәнлики оттуриға қоюлди.

Мутәхәссисләр бу һәқтә пикир қилип, хитайниң бу хилдики “меңә ююш” қилмишидин һошяр болуш лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.

“мән шәрқий түркистанлиқ” дегән оқуғучиларға хитай оқуғучилар тәһдит салған

Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши күчәйгәнсери чәтәлләрдики уйғурларда миллий һессиятниң ешип бериватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә хитай һөкүмитиниң қоллириниңму барғансери узураватқанлиқи кишиләрниң диққитини қозғимақта.

Йеқинда америка вә явропадики бир қисим уйғур оқуғучиларниң дәрсханиларда өзлирини “мән шәрқий түркистанлиқ” дәп тонуштуруши билән шу синиптики хитай оқуғучиларниң уларға тәһдит салғанлиқи мәлум болди. Әмма бу тәһдитләр шу һаман бу хитайларниң әдипини йейишигә сәвәб болған.

Муһаҗирәттики уйғурлар бу һәқтә пикир қилип “чәтәлләрдики демократийә муһитида яшапму йәнила хитай һөкүмитиниң мустәбитлик қиммәт қаришини ақлаш учиға чиққан бимәнилик вә муттәһәмлик” деди.

“дуня ана тил күни” дә уйғур тили чуқанлири яңриди

21-Февралдики “дуня ана тил күни” мунасивити билән һәр саһә кишилири уйғур тилиниң мәҗбурий йосунда йоқитилиш хирислириға дуч келиватқанлиқини йәнә бир қетим тәкитләп өтти.

Муһаҗирәттики уйғур зиялийлири бу һәқтә пикир қилип, нөвәттә чәтәлләрдики уйғур зиялийлири вә тәшкилатлириниң ана тилни қоғдаш вә уни сақлап қелишта зор мәҗбурийәтни үстигә елиш лазимлиқини көрсәтти.

Уйғурлар үчүн зор әһмийәткә игә болған бу байрам мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити йәнә охшаш болмиған паалийәтләр арқилиқ “дуня ана тил күни” ни хатирилиди.

Д у қ ниң рәһбәрлири уйғурлар мәсилисини тонуштурди

Йеқинда д у қ ниң рәиси долқун әйса германийәниң мюнхен шәһиридә түркийәниң баш министири бинали йилдирим вә ички ишлар министири сулайман сойлу билән айрим-айрим көрүшүп уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида тәпсилий чүшәнчә бәргән.

Д у қ ниң рәһбәрлири йәнә 20-феврал күни җәнвә шәһиридә чақирилған “10-нөвәтлик инсан һәқлири вә демократийә хәлқаралиқ йиғини” да уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан түрлүк зулумлар һәққидә йиғин иштиракчилириға доклат бәргән.

Уйғур тәшкилатлири нөвәттики вәзийәттә уйғурларниң әһвалини дуняға аңлитиш вә шу арқилиқ ташқи дуняниң қоллишини қолға кәлтүрүшниң муһимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.