Һәптилик хәвәрләр (18-февралдин 24-февралғичә)

Мухбиримиз қутлан
2017.02.24
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Гума наһийәсидә йүз бәргән пичақлиқ һуҗумниң тәпсилати ашкариланди

Хитай таратқулири 14-феврал күни гумида йүз бәргән пичақлиқ һуҗумниң сәвәби вә җәрянини ахбараттин йошурған болсиму, әмма узун өтмәйла вәқәниң тәпсилати ашкариланди.

Радийомизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида пичақлиқ һуҗумни өмәр абдурахман, мәмтимин абдурахман вә әхмәт әли қатарлиқ 3 киши елип барғанлиқи, һуҗумда баҗ идарисиниң бир хадими билән наһийилик интизам тәкшүрүш комитети секретариниң аялини өз ичигә алған 6 хитайниң өлтүрүлгәнлики мәлум болди.

Гумидики бир компартийә әзасиниң билдүрүшичә, вәқәдин бир күн илгири абдурахман рәһмитулла аилиси топлишип намаз оқуғанлиқи үчүн хизмәт гурупписи тәрипидин сораққа тартилған. Улар йәнә 14-феврал күни сақчиға чақиртилғанда мәзкур вәқәни пәйда қилған икән.

Қарақаш наһийисидә 3 нәпәр уйғур кадир “28‏-декабир вәқәси” дә бипәрвалиқ қилған, дәп қолға елинған

Игилинишичә, қарақаш наһийәлик партком ишханисиниң муавин башлиқи ели ғоҗаабдулла, ява йеза җаһанбағ кәнтиниң партийә секретари мәмәтнияз йүсүп, җүмәбазар кәнтиниң секретари абдумәмәт садир қатарлиқ 3 киши йеқинда рәсмий қолға елинған.

Хотән вилайәтлик тәптиш мәһкимисиниң бу 3 нәпәр уйғур кадирға рәсмий дело турғузғанлиқи, уларни өткән йили 28‏-декабирдики қарақаш наһийәлик парткомға аптомобиллиқ һуҗум қилиш вәқәсидә “бипәрвалиқ қилған”, дәп әйиблигәнлики мәлум.

Қарақаш наһийәсидики йәрлик даириләр бу хәвәрниң растлиқини дәлиллигән болсиму, әмма униң тәпсилати һәққидә учур беришни рәт қилди.

Уйғур елида йүк аптомобиллириға орун бәлгиләш системиси орунлаштурулмақтикән

Өткән һәптә байинғолин областлиқ җ х идариси йүк аптомобили вә башқа барлиқ чоң типтики маторлуқ қатнаш васитилиригә “бәйду сүний һәмраһида орун бәлгиләш бихәтәрлик назарәт системиси” ни орунлаштуридиғанлиқини билдүргән.

Хитай ахбарат васитилириниң қәйт қилишичә, мәзкур орун бәлгиләш системисини орнитиш иши йеқин кәлгүсидә уйғур елиниң башқа районлириғиму кеңәйтилидикән.

Байинғолин областлиқ җ х идариси тарим қатнаш башқуруш әтритиниң кечилик нөвәтчи хадими, мәзкур системиниң 20‏-февралдин башлап аптомобилларға орунлаштурулушқа башлиғанлиқини дәлиллиди.

Даириләрниң уйғурлар билән хитайларниң тойлишишини илгири сүрүш һәққидики тәшвиқати күчлүк инкас қозғимақта

Чен чүәнгониң “қошмақ туғқан” сиясити йолға қоюлғандин буян, хитай һөкүмәт таратқулириниң районда милләтләр ара тойлишишни күчәп тәшвиқ қилишқа башлиғанлиқи мәлум.

Йеқинда уйғур елиниң җәнубидики мәлум бир җайда “айнургул билән тйән чаңшиң (қәйсәрҗан) ниң никаһ тойиға мубарәк болсун!” дегән лозунка есилған бир той мурасими һәққидики сүрәтлик хәвәрләр иҗтимаий таратқуларда көрүлүшкә башлиди.

Бу һадисә муһаҗирәттики уйғур җамаитидә күчлүк инкас пәйда қилди. Канадада яшаватқан уйғур сәрхиллиридин руқийә турдуш ханим “мәхтумсула, сиз нәдә?” намлиқ авазлиқ мақалиси арқилиқ хитайниң райондики еритип түгитиш сияситини тәнқид қилди.

Үрүмчи кона шәһәр райониниң чеқилидиғанлиқи муһаҗирәттики уйғур сәрхиллириниң әндишисини қозғимақта

Мәлум болушичә, 18-феврал күни ечилған үрүмчи шәһәрлик хәлқ қурултийиниң 1-йиғинида кәлгүсидики үч йил ичидә үрүмчи кона шәһәр районини өзгәртип қуруш пилани тәстиқланған.

130 Милярд сом мәбләғ селиниш мөлчәрләнгән бу пиланда үрүмчи шәһириниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан кона шәһәр райони чеқип ташлинип, қайтидин ясилидикән.

Бу хәвәр муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләр билән мутәхәссисләрниң әндишисини қозғиди. Америкида олтурушлуқ хәлқара иқтисад илмий мутәхәссиси, доктор пәрһат билгин билән америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиләр бу һәқтә инкас қайтурди.

Истанбулда уйғур академийәсиниң “7-нөвәтлик уйғур ана тили илмий муһакимә йиғини” өткүзүлди

Истанбулдики уйғур академийәси өткән йәкшәнбә күни “дуня ана тил күни” мунасивити билән “7-нөвәтлик уйғур ана тили муһакимә йиғини вә уйғур магистир, доктор оқуғучилар илмий муһакимә йиғини” өткүзди.

Йиғинға түркийәдә яшаватқан уйғур зиялийлири, студентлар вә яш-өсмүрләр болуп, 150 тин артуқ киши қатнашқан.

Мәзкур йиғинда уйғур пәрзәнтлири ана тилда мол мәзмунлуқ әдәбият-сәнәт номурлирини көрсәткән. Уйғур зиялийлиридин абдувәли аюп “уйғур аилә маарипида ана тилниң роли” дегән темида лексийә сөзләп, ана тилниң сәл қарашқа болмайдиған қиммәтлик байлиқ икәнликини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.