Һәптилик хәвәрләр (23-февралдин 1-мартқичә)

Мухбиримиз әзиз
2019.03.01
hepte-20190301.jpg “қутадғу билик” тәрбийәси саһәсидики мол һосуллуқ аптор ярмуһәммәт таһирниң йиғивелиш лагериға елип кетилгән оғуллири бәһрам(солда) вә еһрам. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Gülruy Esqer teminligen

Қәшқәр университетиниң профессори абдукерим палту тутқун қилинған

Йеқинда қәшқәр университетиниң пенсийәгә чиққан сабиқ профессори абдукерим палтуниң 2018-йили сентәбирдә лагерға елип кетилгәнлики мәлум болди. Униң муһаҗирәттики туғқанлиридин бирәйлән бу һәқтә учур берип, униң дохтурханида оператсийә қилинип узун өтмәй лагерға елип кетилгәнликикни билдүрди.

Мәлум болушичә, абдукерим палту бу йил 76 яшта болуп, илгири қәшқәр университети тарих факултетиниң мудири болуп ишлигән һәмдә уйғур тарихи вә хитай тарихидин дәрси бәргән.

Паалийәтчиләр бу һәқтә пикир қилип, “хитай даирилириниң аллиқачан пенсийәгә чиққан вә яшинип қалған зиялиларниму лагерға елип кетиши нөвәттики бастуруш вә тәқибниң нәқәдәр қаттиқ болуватқанлиқиниң бир ипадиси,” деди.

Қәшқәрдики бир қисим лагер тутқунлириға “24 саәтлик көрүштүрүш” йолға қоюлған

Йеқинда уйғур дияридики лагерға қамалған қисмән тутқунларни аилиси билән учраштуруш үчүн 24 саәтлик қоюп берилгәнлики һәққидә учурлар тарқалди.

Мухбиримизниң бу һәқтики әһвал игилиши җәрянида лагерлардики “ипадиси яхши” болған аз сандики тутқунларниң аилиси билән көрүшкәнлики мәлум болди.

Мәлум болушичә, “24 саәтлик көрүшүш” үчүн қоюп берилгәнләр бешиға қара халта кийдүрүлүп, пут-қоллири кишәнләнгән һалда аилисигә елип берилған вә әтиси лагерға қайтуруп кетилгән. Бу җәрянда әнә шундақ қоюп берилгәнләрдин бирәйлән “лагерда ғурур дегән нәрсә мәвҗут әмәс. Бизниң у җайдин сақ чиқишқа көзимиз йәтмәйду,” дегән.

Тәрҗиман вә тилшунас һүсәнҗан әсқәр лагерға елип кетилгән

Йеқинда уйғур дияридики луғәтчилик вә тәрҗиманлиқ саһәсигә бәлгилик төһпә қошқан тилшунас һүсәнҗан әсқәрниң 2018-йили апрелда лагерға елип кетилгәнлики ашкара болди.

Һүсәнҗан илгири аптоном районлуқ тил-йезиқ комитети аталғулар ишханисида ишлигән болуп, уйғурчә-хитайчә кәспий луғәтләрдин он нәччисини түзүшкә қатнашқан.

Мәлум болушичә, һүсәнҗан уйғур классик әдәбияти саһәсидә зор әмгәкләрни рояпқа чиқарған алим әсқәр һөсәйинниң оғли икән. Мәрһум әсқәр һөсәйинниң икки нәвриси, йәни “қутадғу билик” тәрбийәси саһәсидики мол һосуллуқ аптор ярмуһәммәт таһирниң оғуллири бәһрам вә еһрамму алий мәктәпни пүттүрүп узун өтмәй лагерға елип кетилгән икән.

Муһәммәд бин салманниң лагерларни қоллиши зор тәнқидкә дуч кәлди

Мушу һәптә хитайда рәсмий зиярәттә болған сәуди әрәбистанниң вәлиәһдиси муһәммәд бин салман хитай рәиси ши җинпиң билән болған сөһбәт җәрянида хитайниң “террорлуқ вә әсәбийликкә қарши туруши” ни қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Һалбуки, бу зиярәт һарписида көплигән хәлқаралиқ тәшкилатлар “икки һәрәмниң хизмәткари” дәп тәриплиниватқан сәуди әрәбистани вәлиәһдисиниң лагерларға қамалған милйонлиған уйғурлар һәққидә сөз қилишини үмид қилған иди.

Алақидар хәвәрләрдә көрситилишичә, икки тәрәп бу қетимқи сөһбәттә 28 милярд америка доллирилиқ сода келишимигә имза қойған болуп, бир қисим анализчилар “вәлиәһди сода мәнпәәтини уйғурлардин үстүн көрди,” дәп уни тәнқидлигән.

Түркийә ташқи ишлар министири б д т йиғинида уйғурлар һәққидә алаһидә тохталди

Мушу һәптидә шиветсарийәниң җәнвә шәһиридики б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу уйғурларниң лагерларға қамилиши һәққидә қилған қаттиқ ибариләр билән сөз қилди һәмдә дуня җамаәтчилики арисида алаһидә тәсир қозғиди.

Дунядики һәрқайси ахбарат васитилири чавушоғлуниң уйғурлар һәққидики сөзлирини көпләп хәвәр қилди. Хитай һөкүмити болса буниңдин қаттиқ нарази болуп, “түркийәниң әйибләшлири пүтүнләй асассиз” деди.

Бир қисим анализчилар түркийәниң адаләтни яқлиғанлиқини “кечиккән болсиму уйғурларға аз-тола үмид беғишлайдиған һәрикәт шундақла ислам дунясиға түрткә болғудәк җасарәт,” деди.

Истанбулда чақирилған уйғур миллий маарипи йиғинида “уйғур ана тили комитети” қурулди

Мушу һәптә истанбулда чақирилған уйғур академйәисиниң илмий муһакимә йиғинида “уйғур ана тили комитети” қурулди. Түркийәдики уйғур зиялийлиридин профессор алимҗан инайәт бу комитетниң мудирлиқиға сайланди.

Мәзкур комитет нөвәттә уйғур дияридики маарип саһәсидә уйғур тили мәни қилиниватқан әһвалда бундин кейин уйғур тилини қоғдап қелиш җәһәттә бир қатар әмәлий хизмәтләрни қилишқа мәсул болидикән.

Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур җәмийити дуч келиватқан әң зор иҗтимаий бөһранларниң бири уйғур тилиниң қисмити болуп, мәзкур комитетниң бу җәһәттики хизмәтлири қисмән болсиму иҗабий рол ойниши үмид қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.