Һәптилик хәвәрләр (15-сентәбирдин 21-сентәбиргичә)

Мухбиримиз әркин
2012.09.21

Б д т йиғинида йиғинида уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат берилди

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 14‏-сентәбирдики омуми йиғинида уйғур кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат берилди.

Баш штаби германийидики дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики иш беҗиргүчиси мишеал пилипис әпәнди йиғинда уйғурларниң мәсилиси һәққидә доклат берип, “5-июл үрүмчи вәқәси” дин кейин из-дерәксиз ғайиб болған уйғурлар һәққидә, шундақла хитай уйғур диярида елип бериватқан диний бесим вә адәмләрни халиғанчә тутуп-қамаш қилмиши һәққидә тохталди.

Кейин, хитай һөкүмитиниң вәкили сөз қилип, “үрүмчи 5‏-июл вәқәси” ниң террорлуқ һәрикәт икәнликини, хитай азсанлиқ милләт сияситиниң наһайити яхши икәнлики, ирқий айримичилиқниң йоқлуқини тәкитлиди.

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң21-нөвәтлик йиғини шветсарийиниң җәнвә шәһиридә давамлиқ ечиливатиду. 10-Сентәбир башлинип 28‏-сентәбиргә қәдәр давам қилидиған мәзкур йиғинға б д т ға әза 190 дин артуқ дөләтниң вәкиллири шундақла б д т да көзәткүчилик салаһийитигә игә 200 дин артуқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң вәкиллири қатнашмақта.

Атушлуқ атақлиқ диний зат әйса дамулламниң җиназа намизи сақчиларни әндишигә салған

Йеқинда вапатт болған атушлуқ атақлиқ диний зат әйса дамолламниң мейит намизида, җамаәт “аллаһ бир” дәп тәкбир ейтип, шаһадәт бармиқини(бигиз бармиқини) көтүрүп маңған; тәкбир авази мурасимни назарәт қиливатқан хитай сақчилирини алақзадә қиливәткән.

Сақчилар, намазни синалғуға алған бир яшниң қолидики аппаратни тартивалған. Сақчилар мейит намизиға қатнашқан җамаәтниң бир қисмини тосушқа урунған болсиму, бирақ мувәппәқ болалмиған.

Мейит намизиға қатнашқан 20 миңдәк җамаәт җиназини көтүрүп, 10 километирлиқ мусапини пиядә бесип, әр-аял тәкбир ейтип маңған. Игилишимизчә, даириләр җиназа намизидин кейин,“аллаһ бир” дәп тәкбир ейтишқа башламчилиқ қилди, дәп қаралған бир қисим кишиләрни тутқун қилған вә заратгаһлиқни зиярәт қилғучиларниң арқа көрүнүшини тәкшүргән.

Мәрвайит һапиз әсәрлири көргәзмигә қоюлди

Германийидики уйғур рәссами мәрвайит һапизниң әсәрлири бу йилқи “германийә замандаш рәссамлар хәлқаралиқ гүзәл сәнәт көргәзмиси”гә йәнә талланди.

Бу көргәзмә 140 йилдин буян германийиниң баварийә өлкисидә өткүзүлүп келинмәктә. Мәрвайит һапиз тарихтин буян мәзкур көргәзмигә қатнашқан вә қатнишип келиватқан тунҗи уйғур рәссами. Бу қетим униң мәзкур көргәзмигә 8-қетим қатнишишидур. Көргәзмигә қоюлған әсәрләр рәсим баһалиғучи вә әсәр таллиғучилар комитети тәрипидин талланған.

Мәрвайит ханимниң билдүрүшичә, бу қетим униң “уйғур қизи” намлиқ әсири таллинип көргәзмигә қоюлған. Өткән қетимлиқ көргәзмигә униң “йипәк йолидики қәдими шәһәр” намлиқ әсири қоюлған. Германийә гүзәл-сәнәт саһәсидики затлар униң әсирлирини махтап, униңда “йипәк йолидики қәдими есил мәдәнийәт, қәдими тарих вә бәк көп нәрсиләрниң сөзлинидиғанлиқи”ни илгири сүргән.

Голландийидә бир қиз хитай консулханисиға тухум етип намайиш қилған

Голландийигә берип сиясий панаһлиқ тилигән бир уйғур қизи, 17‏-сентәбир хитайниң амистердамда турушлуқ әлчиханиси алдида ялғуз кишилик намайиш қилип, әлчиханиға тухум атқанлиқ сәвәбидин тутқун қилинған.

Гәрчә сақчилар дилрәба исимлик бу қизни тутқун қилған болсиму, бирақ қисқина соал сораққа тартқандин кейин қоюп бәргән. Дилрабаниң билдүрүшичә, у өзиниң “дәрди”ни чиқиривелиш үчүн намайиш қилған вә әлчиханиға тухум атқан. Дилрабаниң сиясий панаһлиқ тәлипи голландийә көчмәнләр даирилири тәрипидин рәт қилинған болуп, у буниңдин бир қанчә һәптә илгири өзи турушлуқ лагердин һәйдәп чиқирилған иди.

Ениқсиз мәлуматларға көрә һазир голландийидә сиясий панаһлиқи һәл болмай сақлаватқан илтиҗачи уйғурларниң сани 200 дин артуқ дәп тәхмин қилинмақта.

Ғулҗида бир аилидин 4 киши “қанунсиз диний паалийәт” билән әйиблинип қамаққа һөкүм қилинған

2009‏-Йили “5‏-июл вәқәси” йүз берип бир қанчә күндин кейин, хитай һөкүмити ғулҗа шәһиригә қарашлиқ дадамту йезисида бастуруш елип берип, бир түркүм қиз-оғул уйғур яшлирини қолға алған иди.

Шу қетимқи бастуруш һәрикитидә, мәзкур йезидики турған‏ ака-руқийә һәдиниң ташполат, әхтәм исимлик икки оғли, бир қизи вә келини болуп 4 пәрзәнти тутқун қилинған. Улар “қанунсиз диний паалийәт” қилиш билән сотлинип, ташполат исимлик оғли 15 йиллиқ, қалған пәрзәнтлири 3 йилдин 8 йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Улар һазир үрүмчи, санҗи қатарлиқ җайлардики түрмидә җаза муддитини өтимәктикән. Турған ака пәрзәнтлири һәққидә тохтилип: қандақ кәткәнликини өзүмму билмидим. Маңа қарчиға келип бир нәрсәмни елип қечип кәткәндәкла билинди, дәп көрсәтти.

Хитай һөкүмити уйғур елидики кичик карханиларни тақаш пиланини башлиған

Уйғур районлуқ иқтисад-учур комитети вә уйғур районлуқ малийә идариси йеқинда 2013-йили уйғур елидики кичик карханиларни тақаш пиланиниң тәйярлиқ хизмитини башлиған.

Мәзкур пилан бойичә уйғур елидики полат-төмүр, рәңлик метал, химийә, йеник санаәт, тоқумичилиқ, қурулуш материяллири, машинисазлиққа мунасивәтлик кичик типлиқ, техникида арқида қалған завут-карханилар тақилидикән.

Даириләр бу хил карханиларниң байлиқ мәнбәсини хоритиватқанлиқи, муһитни еғир булғаватқанлиқини илгири сүрүп, тақалған карханиларға мәлум миқдарда төләм пули беридиғанлиқини билдүргән. Бирақ д у қ мәзкур қарарни тәнқид қилди.

Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң илгири сүрүшичә бу қарар әң көп кичик типлиқ уйғур карханилириға зәрбә бериду. У, уйғур карханилирини қоғдашни тәләп қилип, хитайниң уйғур елидә қурған завут-карханиларниң уйғур ели муһити вә байлиқ мәнбәсигә бузғунчилиқ қиливатқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.