Һәптилик хәвәрләр (12-өктәбирдин 18-өктәбиргичә)

Мухбиримиз әзиз
2019.10.18
page-maqale.jpg Һәптилик хәвәрләр (12-өктәбирдин 18-өктәбиргичә)
Photo: RFA

Америка дөләт мәҗлисидә уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк темисида гуваһлиқ бериш йиғини ечилди

Лагер тутқунлириниң мәҗбурий әмгәккә селинишиға аит испатларниң көпләп мәлум болушиға әгишип, ғәрб дунясидиму бу мәсилигә қарита күчлүк инкас пәйда болди. Америка дөләт мәҗлисидә 17-өктәбир мушу тема бойичә мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини ечилди.

Америка палата әзалиридин марко рубйо, кристофер симис, җим мәкговерн қатарлиқ он нәччә киши лагерға қамалған уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниши һәққидики гуваһлиқ баянлирини аңлиди һәмдә көплигән соалларни сориди.

Адрян зенз, нури түркәл, майкил поснер қатарлиқ тонулған мутәхәссис вә алимлар лагерлардики тутқунларниң мәҗбурий әмгикиниң мәһсули болған йеник санаәт мәһсулатлири һәмдә уларниң ғәрб дунясиға експорт қилиниши қатарлиқ әһваллар тоғрилиқ мәлуматлар бәрди. Шуниңдәк америка һөкүмитигә бу һәқтики бир қатар тәклип-тәвсийәлирини сунди.

Сақчихана башлиқи һимит қариниң тутқун қилиниш сәвәби ашкариланди

Йеқинда куча наһийәси оча базарлиқ сақчихана башлиқи һимит қариниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә учур мәлум болған иди. Мухбиримизниң әһвал ениқлиши җәрянида буниң раст икәнлики дәлилләнди.

Учурларда ейтилишичә, һимит қари бир қетимлиқ сорунда лагер қурулғандин буян көплигән кишиниң өлүп кәткәнликини ейтқан. Аридин узун өтмәй у “дөләтниң мәхпийәтликини ашкарилаш” вә “җинайәтчиләргә һесдашлиқ қилиш” билән әйиблинип, қамақханиға елип кетилгән.

Нөвәттә уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлиридики қанун орунлирида ишләватқан уйғур әмәлдарлар бир-бирләп тутқун қилиниватқан болуп, бир қисим анализчилар “бу хитай һөкүмитиниң тарихтин буян қоллинип кәлгән усуллириниң бири” дейишмәктә икән.

Җаза лагерлири мәсилиси “мунбәр 2000” йиғинида оттуриға қоюлуп диққәт қозғиди

Чех җумһурийитиниң пайтәхти пирага шәһиридә ечилған 23-нөвәтлик “мунбәр 2000” хәлқара йиғиниға дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң директори рошән аббас қатарлиқ бир қисим уйғур вәкилләрму қатнашти.

Йиғинда уйғур вәкилләр хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики рәқәмләшкән контроллуқ системиси вә йиғивелиш лагерлириниң әң йеқинқи әһвали һәққидә тәпсилий мәлуматлар бәрди.

Бу қетимқи “мунбәр 2000” йиғиниға явропа сиясий саһәсидики көплигән шәхсләр һәмдә әдәбият-сәнәт саһәсидики даңлиқ кишиләр топланған болуп, лагерлар мәсилисини явропадики һәрқайси саһәгә аңлитишта иҗабий бир қәдәм ташланди, дәп қаралмақта икән.

Зумрәт давутниң җасарити йәнә бир қетим алқишқа еришти

Лагер шаһитлиридин зумрәт давут арқиму-арқидин лагерлардики вәһшийликләр һәққидә гуваһлиқ бәргәндин кейин, хитай һөкүмити йеқинда униң акиси арқилиқ униң ағзини юмушқа урунди. Униң акиси абдухелил давут бу һәқтики видийолуқ баянатида сиңлисиниң ейтқанлирини пүтүнләй ялған, дейиш билән биргә америка һөкүмитини қаттиқ әйиблиди.

Зумрәт давутниң дадиси шуниңдин бир күн илгири вапат болған болуп, у мәзкур филимниң мәҗбурлаш вә мәхсус тәйярлиқ асасида ишләнгәнликини, буниңда көплигән ялғанчилиқниң ченип қалғанлиқини билдүрди.

Зумрәт бу һәқтә пикир қилип хитайниң бу хилдики “өч елиш” усулиниң бурундинла давам қилип келиватқанлиқини, әмма лагерлардики авазини чиқиралмай азаблиниватқан милйонлиған уйғурлар үчүн өзиниң һәқиқәтни сөзләштин қайтмайдиғанлиқини билдүрди.

“түркологлар қамуси” ға 15 уйғур түрколог киргүзүлди

Түркийәдики әң чоң нәшриятлардин бири болған “ақчағ” нәшрияти нәшр қилған “түрк дуняси түркологлири” намлиқ қамусқа 15 уйғур түрколог киргүзүлди.

Икки томлуқ мәзкур қамусқа ибраһим мутии, имин турсун, ғоҗахмәт сәдвақасов, мирсултан османов, арслан абдулла қатарлиқ 15 нәпәр уйғур түркологниң һаяти вә илмий әмгәклири берилгән болуп, уйғур алимлириниң илмий саһәдики әмгәклири йәнә бир қетим муәййәнләштүрүлгән.

Уйғурлар диярида уйғур тили мәни қилинған, уйғур җәмийити “мәдәнийәт қирғинчилиқи” ниң нишани болуватқан мушундақ бир вәзийәттә уйғур түркологлириниң бу қамустин орун елиши зор иҗабий әһмийәткә игә, дәп қаралмақта икән.

Уйғур бокс чемпийони һезим избақи йеңи нәтиҗиләрни қазанди

Қазақистанлиқ уйғур бокс маһири һезим избақи русийә вә қазақистандики мусабиқиләрдә қолға кәлтүргән дәсләпки утуқлиридин билән америкиға келип бокс мусабиқилиригә тәйярлиқ қилиш үчүн җиддий мәшиқ қилмақта.

У йеқинқи бирнәччә ай ичидә оклахома, мишиган қатарлиқ штатларда еғир дәриҗиликләр бойичә бокс мусабиқисигә қатнишип америкилиқ рәқиблирини арқиму-арқидин йәңди.

Мәлум болушичә, һезим избақи 1994-йили алмута вилайитиниң челәк йезисида туғулған икән. У һазир һечқандақ иқтисадий ярдәм мәнбәси болмиған әһвалда өз хираҗити билән мәшиқ қиливатқан болуп, униң буниңдин кейинки мусабиқиләрдә техиму зор утуқларни қолға кәлтүрүши үмид қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.