Һәптилик хәвәрләр (26-өктәбирдин 1-ноябирғичә)

Мухбиримиз әзиз
2019.11.01
hepte-tor-maqale.jpg Һәптилик хәвәрләр (26-өктәбирдин 1-ноябирғичә)
Photo: RFA

Америка авам палатаси ташқи ишлар комитети “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни мақуллиди

Америка дөләт мәҗлисидә музакирә қилиниватқан “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” 30-өктәбир күни америка авам палатаси ташқи ишлар комитети чақирған мәхсус йиғинида мутләқ үстүнлүк билән мақулланди.

Йиғинда палата әзалири вә комитет рәиси айрим-айрим сөз қилип, уйғурлар дуч келиватқан зулумға қарита тездин тәдбир қолланмиғанда тарихтики паҗиәләрниң қайта йүз беридиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Мәзкур қанун лайиһәси америка кеңәш палатасида мақуллуқтин өткән болуп, әмдиликтә униң авам палатасидики әң юқири дәриҗилик комитетта мақуллиниши униң рәсмий қанун болуп мақуллинишидики бир муһим қәдәм, дәп қаралмақта икән.  

Америка вә әнглийә қатарлиқ 23 дөләт б д т да уйғурлар һәққидә ортақ баянат елан қилди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да ечиливатқан ирқий айримичилиққа қарши туруш темисидики мәхсус йиғинда америка, әнглийә, германийә қатарлиқ 23 дөләт уйғурлар һәққидә бирләшмә баянат бәрди.

Бирләшмә баянатта уйғур дияридики сиясий бастуруш һәрикити кәскин әйибләнди һәмдә уйғур дияриға мустәқил тәкшүрүш гурупписи әвәтишкә йол қоюш тәләп қилинди.

Бу йил язда 22 ғәрб дөлити хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушини ортақ әйиблигән болуп, бу қетимқи бирләшмә баянат һәрқайси саһәләрниң қизғин алқишиға еришти.  

Кучадики бир лагердила 150 тин артуқ кишиниң өлүп кәткәнлики ашкариланди

Йеқинда куча наһийәсидики бир лагерниң өзидила алтә ай ичидә 150 тин артуқ кишиниң өлүп кәткәнлики ашкариланди.

Мухбиримизниң әһвал ениқлиши җәрянида йәрлик сақчилардин бири өзи көргән әһвалларға асасән бу һәқтики соалларға җаваб бәрди. Әмма буларниң қанчиликиниң қийнақ яки кесәл сәвәбидин өлүп кәткәнликини дәп берәлмиди.

Лагерлардин қутулуп чиққан шаһитларниң баянлиридиму лагерлардики өлүм-йитим һадисилириниң еғирлиқи алаһидә орун игиләйдиған болуп, хитай һөкүмитиниң учурларни қаттиқ контрол қиливелиши сәвәбидин бу һәқтә йәнила көплигән сирлар мәвҗут болмақта.

Америкадики васкетбол һәвәскарлири уйғур мәсилисини NBA мусабиқә мәйданиға елип кирди

Америка васкетбол бирләшмиси (NBA) ниң вашингтон шәһиридики “капитал бир” тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән мусабиқисидә бир гуруппа уйғур яшлири уйғурлар вә хоңкоңға әркинлик тәләп қилиш паалийити уюштурди.

Өзгичә тәшкилләнгән бу паалийәттә уйғур яшлири майкилириға бесилған инглизчә хәтләрдин “гугул уйғур” дегән җүмлини һасил қилип, мусабиқә әһлигә уйғурлар вә хоңкоңлуқлар дуч келиватқан сиясий бастурушни йәнә бир қетим әсләтти.

Америка васкетбол бирләшмиси хоңкоңни қоллаш мәсилисидә хитайға тиз пүккәнликтә әйиблиниватқан болуп, йеқиндин буян бу хилдики наразилиқ паалийәтлири көп қетим оттуриға чиққан.

Турсунҗан әмәтниң тутқун қилинишидики сәвәбләр  оттуриға қоюлди


2001-Йили уйғур диярида зор тәсир қозғиған “тәмбүр вәқәси” дики асаслиқ шәхсләрдин болған шаир турсунҗан әмәтниң тутқун қилинғанлиқи һәмдә буниңға мунасивәтлик әһваллар мәлум болди.

Турсунҗан әмәтниң түркийәдики күйоғли доған әрдоған қейинатисиниң 18 йил бурунқи бир парчә шеир вә қизини чәтәлликкә ятлиқ қилғанлиқи сәвәбидин тутқун қилинғанлиқини алға сүрди.

Мәлум болушичә, һазир турсунҗан әмәт вә униң икки қизи лагерда болуп, доған әрдоған уларниң террорлуқ билән қилчиликму алақиси йоқлуқини алаһидә әскәртти.

Қазақистанлиқ уйғур тәнһәрикәтчи әнвәр диас йәнә бир қетим дуня чемпийони болди

Қазақистандики уйғур өсмүрлиридин әнвәр диас йеқинда әрәб бирләшмә хәлипиликидә өткүзүлгән бразилийәчә әркин челишиш түридә йәнә бир қетим дуня чимпйони болди.

Мәлум болушичә, бу қетимлиқ мусабиқигә 22 мәмликәттин кәлгән 600 дин артуқ тәнһәрикәтчи қатнашқан болуп, уйғур маһирлар челишиш вә башқа тәнтәрбийә түрлиридә дуня чемпийонлуқини қолға кәлтүргән.

Қазақистандики уйғур өсмүрлири һөкүмәтниң иқтисадий ярдими болмиған әһвалда ата-анилири вә бир қисим сахавәтчиләрниң қоллиши билән мәшиқни давам қилдурмақта икән. Ата-аниларму балилардин техиму зор үмидләрни күтмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.