Һәптилик хәвәрләр (10- ноябирдин 16- ноябирғичә)
2018.11.16
“уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” америка дөләт мәҗлисигә рәсмий сунулди
Америка дөләт мәҗлис әзалири тәрипидин уйғур елидики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши туруш үчүн тәйярланған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси - 2018” америка дөләт мәҗлисигә рәсмий йосунда сунулди.
Мәзкур қанун лайиһәси америка кеңәш палатаси вә авам палатасидики марко рубио, кристофер симит вә боб менендаз қатарлиқ 25 нәпәр нопузлуқ вәкил тәрипидин тонуштурулған.
У, уйғур елидә йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини аяғлаштуруш, йепиқ тәрбийә лагерлирини тақаш вә хитай һөкүмитиниң америкида қанунлуқ туруватқан уйғурларға тәһдит селиш һәрикәтлирини тәкшүрүп тәдбир елишни асасий нишан қилған.
Көзәткүчиләр, мәзкур қанун лайиһәсиниң тарихий әһмийәткә игә икәнликини билдүрүшмәктә.
Әдиб һаҗи мирзаһид керими 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған
Қәшқәр уйғур нәшриятиниң пенсийәгә чиққан тәһрири, әдиб һаҗи мирзаһид керими йеқинда 11 йиллиқ кесилгән.
Мәлум болушичә униң кесилишигә “йүсүп хас һаҗип” қатарлиқ романлири вә бир тон кийдүрүш мурасимида қилған сөзи сәвәб болған. Әдиб 1959-йили, йәни 20 яш вақтида “йәрлик милләтчи” болуп әйиблинип, 13 йил түрмидә ятқан вә йәттә йил аилисидә нәзәрбәнд қилинған иди. У бу йил сотланғанда йеши 80 гә улашқан, саламәтлики бир қатар кесәлликләр билән чирмалғанкән.
Әдиб һаҗи мирзаһид керими қәшқәр уйғур нәшриятидин тутқун қилинған 14 кишиниң бири. Һаҗи мирзаһит керими “султан абдурәшитхан”, “султан сәйидхан” қатарлиқ бир йүрүш тарихий романларниң апторидур.
15 Ғәрб дөлитиниң бейҗиңдики баш әлчилири чен чүәнго билән көрүшүш үчүн мәктуп сунулған
Уйғурларниң вәзийитидин әндишиләнгән 15 ғәрб дөлитиниң бейҗиңда турушлуқ дипломатлири уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнго билән көрүшүшни тәләп қилип бирләшмә мәктуп һазирлиди.
Бирләшмә мәктуп бейҗиңдики канада әлчиханисиниң хадимлири тәрипидин һазирланған болуп, униңға әнглийә, фирансийә, австралийә қатарлиқ 15 ғәрб дөлитиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчилири имза қойған.
Мәзкур мәктупта һәрқайси әлчиләр өзлириниң уйғурлар һәққидә чиқиватқан хәвәрләрдин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини, шуңа бу һәқтә чен чүәнго билән йүз туранә көрүшүшни тәләп қилидиғанлиқини ипадә қилған.
Б д т кишилик һоқуқ мутәхәссислири ашқунлуқни түгитиш низамини бикар қилишни тәләп қилди
6-Ноябир күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини қәрәллик көрүп чиқиш йиғинида бир қисим ғәрб дөләтлири лагерлар мәсилисидә хитайни тәнқид қилған иди.
12-Ноябир күни, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң һәр қайси мустәқил хизмәт гуруппилиридики 6 нәпәр мутәхәссис хитай рәиси ши җинпиңға мәктуп йезип, уйғур аптоном райониниң “ашқунлуқни түгитиш низами” ни бикар қилишни тәләп қилған.
Улар йәнә, хитай һөкүмити уйғур елидә йолға қойған қайта тәрбийә лагерлири қатарлиқ сиясәтләрни хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамилиригә пүтүнләй хилап, дегән.
Дуняниң һәрқайси җайлирида “икки җумһурийәт” хатириләнди
Бу һәптә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар түрлүк паалийәтләр арқилиқ уйғурлар йеқинқи заман тарихида қуруп чиққан “икки җумһурийәт” ни хатирилиди.
1933-Йили вә 1944-йиллири уйғурлар икки қетимлиқ миллий мустәқиллиқ инқилаби җәрянида қуруп чиққан “шәрқий түркистан җумһурийити” дуняға кәлгән 12-ноябир хатирә күни америка, германийә, шиветсийә, норвегийә, түркийә, қазақистан вә қирғизистан қатарлиқ нурғун дөләтләрдә хатириләнди.
Дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити охшаш болмиған шәкилләрдә бу байрамни хатириләп, өзлириниң өтмүшкә болған еһтирамини вә кәлгүсигә болған үмидварлиқини намаян қилди.
1500 Нопуслуқ қирғиз кәнтидин 300 дин артуқ киши лагерда
Мухбиримизниң қизилсу қирғиз аптоном областиниң ақту наһийәсидин игилишичә, чарлоң йезисиниң пайиз кәнтидинла 300 дин артуқ кишиниң лагерда икәнлики мәлум болди.
Пайиз кәнти пүтүнләй қирғизлар олтурақлашқан кәнт болуп, 1500 чә нопуслуқ бу кәнттин нопусниң аз дегәндә 20 пирсәнти лагерға елип кетилгән. Игилишимизчә, лагердикиләрниң бир қисми диний затлар болса, мутләқ көп қисми телефонидин “чатақ” чиққан аһалиләр икән.
Өткән һәптиләрдә уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийәсигә қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, мәзкур академийәниң қирғиз тарих тәтқиқатчиси әсқәр юнусниң йеқинда тутқун қилинғанлиқи ашкариланған иди.
Америка вә германийә әмәлдарлири уйғур мәсилисини оттуриға қойди
9-Ноябир күни, америка ташқи ишлар министирлиқида ечилған “америка-хитай сода вә хәвпсизлик диалоги” да уйғур мәсилиси алаһидә тилға елинди.
Америка-хитай арисидики сода вә хәвпсизликкә алақидар муһим мәсилиләр музакирә қилинған бу йиғинда америка тәрәп, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш мәсилисиниму алаһидә тәкитлигән.
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо йиғинда: “америка һөкүмити вә хәлқаралиқ тәшкилатлар хитайниң дөләт ичидики христиан, буддист вә 800 миңдин 1 милйонғичә болған мусулманниң диний әркинликиниң дәпсәндә болуш мәсилисигә һәр вақит диққәт қилип туриду”, дегән.
8-Ноябир күни йәнә, германийә парламентидиму уйғурларниң вәзийити музакирә қилинди. Йиғинға германийә парламентидики зор тәсир күчкә игә болған 6 партийә вә униң вәкиллири қатнишип, уйғур елидики җаза лагерлирини қаттиқ әйиблигән.