Һәптилик хәвәрләр (8-декабирдин 14-декабирғичә)
2018.12.14
Нахшичи заһиршаһ аблимитиниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнди
Уйғурлар дияридики сиясий тутқунда “сиясий” билән һечқандақ алақиси болмиған бир түркүм кишиләрниң арқиму-арқидин тутқун қилиниватқанлиқи мәлум. Йеқинда сәнәт саһәсидики чақнаватқан чолпанлардин нахшичи заһиршаһ аблимитниң ата-аниси билән бирликтә тутқун қилинғанлиқи вә атуштики “5-тәрбийәләш мәркизи” гә қамалғанлиқи ашкариланди.
Атуштики сақчиханилар бу һәқтики соалларға җаваб берип, тәпсилий әһваллардин хәвәрсиз икәнликини ейтқан болсиму, униң тутқун қилинғанлиқини инкар қилмиди.
Мәлум болушичә, заһиршаһ йеқинқи 10 йилдин бери үрүмчи вә хитайниң ички өлкилиридә оюн қоюш билән өткән икән. 2015-Йили у “йипәк йоли садаси” нахша мусабиқисидә иккинчи дәриҗилик мукапатқа еришкән.
Қанун системисидики уйғур әмәлдарларму тутқун қилинмақта
Уйғурларни нишан қилған зор тутқун һәрикитидә мәзкур һәрикәтниң оңушлуқ орунлиниши үчүн йеқиндин хизмәт һәмкарлиқида болуп кәлгән қанун системисидики уйғур әмәлдарларниңму тутқун қилиниватқанлиқи мәлум.
Мухбиримизниң әһвал игилиши җәрянида байинғолин областлиқ тәптиш мәһкимисиниң башлиқи һеким қадирниң “сиясий” сәвәбтин тутқун қилинғанлиқи айдиңлашти.
Бу қетим һеким қадирниң тутқун қилинишида униң йеқинда тутқун қилинған орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири мәмәт абдулланиң йеқин туғқини болуши муһим сәвәб, дәп қаралмақта икән.
Сабиқ мәһбусларниң қайтидин тутқун қилиниши диққәт қозғимақта
Йеқинда сабиқ “сиясий” мәһбусларниң йеңиваштин қамаққа елиниши кишиләрниң диққитини қозғашқа башлиди. Шу қатарда дилшат пәрһатниң қайтидин тутқун қилинғанлиқи мәлум болди.
Мәлум болушичә, әйни вақитта зиярәтчиләр сани әң көп болған торларниң бири һесаплинидиған “диярим” ториниң саһиби дилшат 2009-йилдики “5-июл үрүмчи вәқәси” гә “қутратқулуқ қилған” дәп әйибләнгән. У бәш йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғандин кейин 2014-йили қоюп берилгән икән.
Анализчилар бу һәқтә пикир қилип “бу хитай һөкүмитиниң һәрқандақ уйғурға ишәнмәйдиғанлиқиниң йәнә бир қетим ипадилиниши” деди.
Хитайниң түркийәгә сунулған қоли қозғиған тәшвишләр
Хитай зулумдин қечип түркийәгә көчүп кәткән уйғурлар саниниң ешип беришиға әгишип, түркийәниң уйғур давасидики муһим орун болуши барғансери айдиңлашмақта. Шуниң билән биргә хитай җасуслириниң паалийәтлириму актип түс алмақта.
Йеқинда түркийәдики бир қетимлиқ намайиштин қайтқан үч уйғур аял өзлириниң хитай сақчилири болуши мумкин, дәп қариливатқан кишиләрниң мутиһәмликигә дуч кәлгән.
Бу һәқтә пикир қилған анализчилар “хитай мушундақ усуллар арқилиқ уйғурлар арисиға қорқунч уруқи чечип, уларни бир-биригә ишәнмәс қиливетишни ахирқи нишан қилған” деди.
Түркийәниң уйғурлар һәққидики мәйдани тәнқидкә учримақта
Йеқинда түркийәдики “ийи” (яхши) партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди түркийә парламентида нутуқ сөзләп, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисидә түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән парламент башлиқи бинали йилдиримни қаттиқ әйиблиди.
Дәл мушу мәзгилдә хитай зияритидә болған түркийә парламент рәиси бинали йилдирим хитайдики тарихий шәһәрләрни вә сәддичин сепилини саяһәт қилған болсиму, униң бу җәрянда уйғурлар мәсилисини тилға алмиғанлиқи кәскин тәнқидкә учриди.
Анализчилар бу һәқтә пикир қилип, “түркийә һөкүмитини әйибләш садалири мушу тәриқидә давамлиқ күчәйсә буниң уйғур давасиға иҗабий тәсири болиду” деди.
Уйғурлар дуч келиватқан зулум һәққидики дуняви хитаб күчәймәктә
10-Декабир күнидики “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинғанлиқиниң 70 йиллиқ хатирисидә дуня уйғур қурултийи хитайдики кишилик һоқуққа алақидар паалийәт билән шуғуллинидиған 20 тәшкилат билән ортақ баянат елан қилип, дуняни уйғур елидә йолға қоюлуватқан “сақчи дөлити системиси” вә лагер түзүмини аяғлаштурушқа чақирди.
10-Декабир күни явропа иттипақиниң хитайда турушлуқ вәкиллириму мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитини өзи қол қойған хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамисигә әмәл қилишқа чақирди.
Мәзкур хатирә күн мунасивити билән чех вә силовакийә җумһурийәтлиридики 115 алим имза қойған коллектип мураҗиәтнамидә уйғурлар дияридики лагерларни шәртсиз тақаш җиддий тәләп қилинди.