Һәптилик хәвәрләр (15-декабирдин 21-декабирғичә)

Мухбиримиз әзиз
2018.12.21
hepte-20181221.jpg Әл сөйгән күлдүргә вә итот чолпини, хитайдики дөләтлик 1-дәриҗилик артис адил миҗит әпәнди уйғур райониниң җәнубидики деһқанлар билән. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Adil Mijit ependining qizi teminligen

Сотчи ғалиб қурбан вәзийәткә наразилиқини ипадилигәнлики үчүн тутқун қилинған

Йеқинда үрүмчи шәһәрлик сот мәһкимисиниң муавин башлиқи ғалип қурбанниң “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип тутқун қилинғанлиқи айдиңлашти.

Мухбиримизниң әһвал игилиши җәрянида үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисиниң йәнә бир хадими ғалип қурбанниң аз дегәндә алтә айдин бери тутқунда икәнликини дәлиллиди.

Мәлум болушичә, ғалип қурбан алақидар йиғинларда вә бейҗиңдики юқури дәриҗилик әмәлдарлар билән учрашқанда “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң көпләп қурулуши җәмийәт муқимлиқиға еғир сәлбий ақивәт елип келиватқанлиқини көп қетим оттуриға қойған икән.

Комедийә артиси адил меҗитниң тутқун қилинғанлиқи алға сүрүлмәктә

Йеқинда уйғур хәлқигә бәкму тонушлуқ болған комедийә артиси адил меҗитниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуларда көпләп учурлар тарқилишқа башлиди. Бу һәқтә әһвал игиләш җәрянида уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт назаритидики бирәйлән адил меҗитниң қачан тутқун қилинғанлиқи һәққидики соалға җаваб бәрмигән болсиму, униң тутқунда икәнликини рәт қилмиди.

Адил меҗитниң түркийәдики аилә тавабиатлири өзлириниң 2-ноябирдин башлап униң билән болған барлиқ алақисиниң үзүлүп қалғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, адил меҗит бирнәччә йил илгири һәҗ қилип кәлгән болуп, бир қисим кишиләр униң бу қетим тутқун қилинишиниң “қанунсиз һәҗ қилиш” бағлинип қалғанлиқини алға сүрмәктә.

Лагерға қамалған чәтәл пуқраси гүлбаһар җелилова өз кәчмишлирини аңлатти

Хитай һөкүмити уйғурлар диярида зор күч билән кеңәйтиватқан лагерларға чәтәл пуқралиқидики уйғурларниңму қамилиши һазирқи сиясий бастурушниң қайси дәриҗигә барғанлиқини йәниму рошән көрсәтмәктә.

Йеқинда хитайдики лагерлардин қутулуп чиққан қазақистан пуқраси гүлбаһар җелилова радийомизниң зияритини қобул қилип, өзиниң хитай лагерида қандақ роһий вә җисманий қийнақларға дуч кәлгәнликини аңлатти.

Мәлум болушичә, хитай даирилири гүлбаһар җелиловани “терорчиларға иқтисадий ярдәм бәргән” дәп лагерға қамиған һәмдә уни “хитай пуқраси” дәп елан қилған.

Хотәндики йиғивелиш лагерида ишләнгән кийимләрниң америкида сетилиши қаттиқ тәнқидкә учриди

Йеқинда америкидики даңлиқ тәнтәрбийә кийимлири завутлиридин болған “баҗер” ширкитиниң хотәндики “тәйда кийим-кечәк һәссидарлиқ ширкити” ишләпчиқарған бир қисим мәһсулатларни импорт қилғанлиқи мәлум болди.

Хәвәрләрдә көрситилишичә, “тәйда” ширкити хотәндики лагерларға қамалған уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш бәдилигә меңиватқан болуп, “баҗер” ширкитиниң мушундақ бир ширкәттин бир қисим мәһсулатни сетивелиши хәлқараниң зор наразилиқини қозғиди. “нйо-йорк вақти” гезитиниң алақидар тәпсилий хәвәрлиридә “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” дики тутқунларниң әрзан әмгәк күчи сүпитидә әмгәккә селиниватқанлиқи ашкариланди.

Мәлум болушичә, бу һәқтики хәвәрләр хәлқарада тарқалғандин кейин “баҗер” ширкити өзлириниң “тәйда” ширкити билән болған барлиқ тохтамлирини бикар қилған.

Әнқәрә университетиниң оқуғучиси өмәрҗан нури тутқун қилинған

Йеқинда әнқәрә университетиниң тил вә тарих-җуғрапийә факултетида тарих пәнлири бойичә докторлуқ илмий унвани үчүн оқуватқан өмәрҗан нури әпәнди 2017-йили 3-айда хотән шәһридә тутқун қилинғанлиқи ашкариланди.

Өмәрҗан нуриниң һазир түркийәдә оқуватқан қизи сүбһидур бу һәқтә мәлумат берип дадисини илгириму хитай сақчилириниң көп қетим аварә қилғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, өмәрҗан нури уйғур тарихи бойичә көплигән әсәрләрни язған һәмдә тәрҗимә қилған болуп, анализчилар “хитай һөкүмити һәрвақәт уйғур тарихчилирини тәқип қилип кәлмәктә” деди.

Уйғурларға ярдәм чақириқлири дуняниң һәммила йеридә көтүрүлмәктә

Уйғур җәмийитиниң түрлүк киризисларға дуч келиватқанлиқи һәққидики ахбарат хәвәрлири һәмдә аммиви муһакимиләрниң тәсиридә һәрқайси һөкүмәтләр уйғурлар учраватқан зулум һәққидә арқиму арқидин инкас қайтурушқа башлиди.

Өткән һәптә америка кеңәш палата әзаси корий гарднер америка һөкүмитини дәрһал тәдбир елип уйғурларға ярдәм беришкә чақирди. “вашингтон почтиси” гезитиму мәхсус тәһрират мақалиси елан қилип америка президенти доналд трампни уйғурлар һәққидә ипадә билдүрүшкә чақирди.

Шуниң билән тәңла дегүдәк һиндонезийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң һиндонезийәдә турушлуқ баш әлчисини чақиртип, уйғурларниң вәзийити һәққидики әндишилирини оттуриға қойған. Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған “кадирлар уюшмиси” уйғурларға ярдәм қилишқа чақириш мәқситидә б д т ниң әнқәрәдики ишханисиға хәт тапшурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.