Һәптилик хәвәрләр (14- майдин 18 - майғичә)


2007.05.18

Рабийә қадир ханим америкидики икки али мәктәптә уйғурлар һәққидә доклат бәрди

Уйғурларниң демократийә вә кишилик һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн паалийәт елип бериватқан рабийә қадир ханим, 15-16-май күнлири америкиниң бостон шәһиридики дуняға даңлиқ икки алий мәктәп- массачусетс технологийә иниститути вә харвард университетидики профессорлар, тәтқиқатчилар вә оқуғучиларға уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә нутуқ сөзләп, уларниң уйғурларға болған һесдашлиқини қозғиди.

Рабийә қадир буниңдин илгири явропа сәпири җәрянида явропа парламентиниң әрбаблири билән көрүшүп, уларға уйғурларниң инсан һоқуқи вәзийити һәққидә мәлумат бәргән иди.

Рабийә қадир ханим өзиниң бостондики паалийәтлирини хуласилап, доклатни аңлиғучиларниң уйғурларниң тәқдиригә алаһидә қизиққанлиқини билдүрди.

Хитай рабийә қадир ханимниң аилисидин өч алғанлиқини инкар қилди

Уйғур аптоном райони һөкүмитиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари 16-май күни мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитай һөкүмитиниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлиридин өч алғанлиқини рәт қилди.

16-Май күни уйғур аптоном райониниң ху вей исимлик муавин рәиси мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай һөкүмитиниң рабийә қадир пәрзәнтлирини җазалаш һәрикитини ақлап һәм хитай һөкүмитиниң рабийә қадирдин өч елиш үчүн балилирини җазалиғанлиқини инкар қилип," әлвәттә ундақ нийәт йоқ. Биз уларниң мәсилисини қанунлар бойичә бир тәрәп қиливатимиз," дәп тәкитләш билән биргә, рабийә қадир ханимниң америкидики паалийитини тилға алған һәмдә " рабийә мәсилиси наһайити рошән. У, дөләт бихәтәрликигә тәһдит салғанлиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Униң америкида давалиниш җәрянида қилған ишлирини һәммә адәм көрди," дәп тәкитлигән.

Лекин, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтон ишханисиниң мәсули т. Кумар, " хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирниң пәрзәнтлирини қолға елиш вә түрмигә ташлашта сияси муддиа барлиқиға шундақла буниң рабийә қадирни чәт' әлдә елип бериватқан тинчлиқпәрвәр сияси паалийитидин ваз кәчкүзүшкә қаритилғанлиқиға қәтий ишиниду" деди.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә рабийә ханимниң америкидики аилә тавабатлири, хитайниң рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини җазалиғанлиқини өч елиш һәрикити, дәп әйиблимәктә.

Шивитсийидиму уйғур тәнтәрбийә маһирлири бар

Шиветсийидә җалал қасим исимлик бир уйғур челиш маһири паалийәт елип бармақта. У искандоновийидики бир қанчә мусабиқиләрдә чемпийон болған.

Гәрчә, шиветсийидә яшаватқан уйғурларниң омуми сани бәш йүзгиму йәтмисиму, улар шиветсийәгә кәлгинигә бирқанчә йил бола болмайла уларниң арисидин шиветсийидә яхши шан-шәрәпләргә еришкән вә дуняға қарап йүзләнгән бир қанчә кичик путбол чолпанлири, гимнастика маһирлири, еғирлиқ көтириш батурлири вә челишиш устилири йетишип чиққан.

Хитай, пакистандин уйғур паалийәтчилирини қайтуруп беришни тәләп қилди

Һиндистанда чиқидиған "күндилик вақит" гезитиниң, пакистан ташқи ишлар минстирлиқиниң исмини ашкарилашни халимиған бәзи хадимлириниң сөзлирини нәқил кәлтүрүшичә, хитай һөкүмити, "пакистан уйғур пидаийлирини тутуп хитайға тапшуруп бериши керәк" дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай пакистан һөкүмитидин пакистанниң афғанистан чегрисидики қәбилиләр районида йошурунған 20 дин артуқ уйғур паалийәтчини хитайға тапшуруп беришини тәләп қилған. Бирақ, пакистан ташқи ишлар миниситирлиқиниң баянатчиси тәсрин әсләм, хитай һөкүмитиниң бундақ бир тәлипидин хәвәрсиз икәнликини билдүргән.

Әмма, илгири пакистан даирилири исмаил сәмәт қатарлиқ бир қанчә уйғурни хитайға қайтуруп бәргән болуп, булар өлүмгә вә муддәтсиз қамақ җазалириға һөкүм қилинған иди.

Әнқәрәдә шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийитигә аит муһакимә йиғини өткүзүлди

Өткән һәптидә түркийиниң әң чоң вәхиплиридин бири болған "бирлик вәхпи "ниң әнқәрә шөбә залида "шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийити` темисида муһакимә йиғини өткүзүлди.

Бу йиғинға вәхип әзалири, вәхип башлиқи, сабиқ парламент әзалири һәм һөкүмәт адәмлири шуниңдәк уйғур паалийәтчилири болуп 100 дин артуқ адәм қатнашти.

Муһакимә йиғинида дуня уйғур қурултийиниң түркийидики вәкили сейит түмтүрк әпәнди шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлумат бәрди.

Уйғур елида көмүркан вәқәси йүз бәрди

Әнгилийә радио-телевизийә ширкити б б с ниң хәвәр қилишичә, 15 май чүштин кейин уйғур елиниң бүгүр наһийиси тәвәсидики гөһәр тағ көмүр каниниң ишчилири кан ичидики отни өчүрүш җәрянида кандин зәһәрлик газ чиқип кәткәнликтин , көмүр кан ишчилириниң зәһәрлиниш вәқәси йүз бәргән.

Нәтиҗидә, бирнәччә кан ишчиси өлүп кәткән. Уйғур ели хитайдики кан вәқәлири әң көп йүз беридиған җайларниң бир болуп һесаблинидикән.

Тәйвән хитай тәһдидигә қарши һәрбий маневир өткүзди

15-Май ( сәйшәнбә) күнидин етибарән тәйвәндә, " хитай шөһрити 23"намлиқ һәрбий маневир тәйвәнниң үч районида охшашмиған вақитта башлинип, нәтиҗилик тамамланған. Мутәхәссисләр мәзкур маневирниң хитайниң тәһдидлиригә җавабән елип берилғанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Мәзкур маневирниң асаси мәқсити тәйвәнниң хитайниң һуҗумиға қариши һәрбий тәйярлиқ әһвалини синаш болуп һесаблинидикән.

Бу маневирға күрәшчи айропиланлар, қоғдиғучи парахот вә тик учарлар қатнаштурулған болуп, җәми 1800 һәрбий хадим иштирак қилған. Тәйвән бундақ хилдики маневирларни 80-йиллардин буян һәр йили өткүзүп кәлмәктә.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.