Һәптилик хәвәрләр ( 19 - майдин 25 - майғичә)
2007.05.25
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни кишилик мәсилиси бойичә әйиблиди
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 23 - май күни һәр қайси дөләтләрниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидики 2007 - йиллиқ доклатини елан қилип, басқунчи һөкүмәтләр вә қораллиқ гуруһларни қәстән террорлуқ вәзийити яритип, кишилик һоқуқни йимирип ташлимақчи болди, дәп әйиплиди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мәзкур доклатида хитай алаһидә әйибләнгән болуп, униңда хитайдики адвокатлар вә мухбирларниң тутқун қилиниш вә иғвагәрчиликкә учраш әһваллириниң барғансери көпийиватқанлиқи, диний паалийәт билән шуғулланғанларниң зиянкәшликкә учрап, һәтта өлүм җазасиға һөкүм қилиниватқанлиқи тәнқид қилинған.
Доклатта йәнә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлишип кәткәнликиму көрситилип, уйғурларниң давамлиқ түрдә қаттиқ бастурушқа учраватқанлиқи тәнқид қилинған.
Хитай даирилириниң рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлиридин абликим абдурейимгә бөлгүнчилик җинайити артип қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи, униң җиддий давалиниши керәклики, канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисидә техичә хитай даирилириниң канада дипломатлири билән учрашмиғанлиқи қатарлиқ көплигән мәсилиләр тилға елинған.
Бу доклатта уйғурлардин башқа тибәтләрниң әһвали һәққидиму баян қилинған.
Шиветсийидә уйғур яш өсмүрләр мәдәнийәт кечилики өткүзүлди
19 - Май күни шиветсийә уйғур комитети явропада тунҗи қетим уйғур яш өсмүрлириниң "үмид юлтузи" дәп аталған мәдәнийәт кечиликини өткүзди.
Мәзкур паалийәткә шиветсийә, белгийә, норвегийә қатарлиқ явропа дөләтлиридики бир қисим уйғур яш өсмүрлири иштирак қилған. Паалийәт җәрянида, мәрһум композитор күрәш күсәнниң иҗадийәтлири орундалған. Униңдин башқа йәнә яш өсмүрләр өзлириниң тәйярлиған әдәбият -сәнәт номурлирини көрсәткән.
явропа шәрқий түркистан бирликиниң франкфорт шөбиси қурулди
19 - Май күни германийиниң франкфорт шәһиридә явропа шәрқий түркистан бирликиниң франкфорт шөбиси рәсмий қурулди.
Мәзкур тәшкилат дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрликидә иш елип бариду, германийидики ихтияри мухбиримиз әкрәмниң учури беришичә, бу шөбә тәшкилатқа франкфортта турушлуқ язғучи күрәш атахан мәсул болған.
Қизлар тйәнҗингә мәҗбурий елип кетилгән
Қәшқәр вилайәтлик һөкүмәт тор бети өткән бир йилда йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш пилани бойичә, қәшқәр вилайитидин хитай өлкилиригә ишләмчиликкә елип кетилгәнләрниң 560 миң адәм қетимға йәткәнликини елан қилди.
Бу йил киргәндин буян бу сан давамлиқ өрлимәктә икән. Учурлардин қариғанда, қәшқәрниң пәйзиват, йәркәнт қатарлиқ наһийилиридин елип кетилгәнләрниң сани нисбәтән көпрәк икән.
Учурларға асасланғанда, қәшқәр вилайитиниң һәр қайси наһийилиридин ишләмчиликкә елип кетилгәнләрниң көп сандикиси 16 яштин 20 яшлар әтрапиғичә, той қилмиған қизлар болуп, асасән тйәнҗин һәмдә чиңдав қатарлиқ шәһәрләрдики завутларға елип келингән.
Бу қизларниң әһвалини игилигән бир уйғур содигәрниң инкас қилишичә, қизлар мәҗбури елип кетилгән болуп, улар ишләватқан орунлар қизларниң сирт билән алақә қилишини қаттиқ қамал қилған вә қизларға төвән иш һәққи бәргән.Йемәк-ичмәк вә башқа начар шараит түпәйлидин қизларда ағрип қелиш вә қечиш әһваллири көрүлгән.
Франсийә енгис ширкити уйғур елидә ширкәт қурди
Дуня бойичә әң чоң ғәйрий рәңлик метал канчилиқ ширкәтлириниң бири һесабланған франсийә енгис ширкити, 23 - май күни уйғур елидә, енгис шинлоң вермикулит шинҗаң чәклик ширкити вә еңис йилуң андалузит шинҗаң чәклик ширкитини қурди.
Уйғур елиниң байинғулин тәвәси мәзкур отқа чидамлиқ, қурулушта ишлитидиған вермикулт билән андалузитниң записи әң көп район болуп, хитай бойичә биринчи орунда туридикән.
Франсийә ширкәтлири мәзкур районни кәлгүси үч йил ичидә дуня бойичә әң чоң вермикулт вә андалузит тәйярлайдиған нуқта қилип қуруп чиқидиғанлиқини билдүргән. Бирақ, дуня уйғур қурултийи уйғур елиниң йәр асти байлиқлириниң йәрлик хәлқләрниң мәнпәәтлири үчүн ишлитилмәйватқанлиқини тәнқид қилмақта.
Уйғур тилшунаситуғлуқҗан талипофниң 80 яшқа киргәнликихатириләнди
Қазақистанда яшайдиған атақлиқ уйғур тилшунас, түрколог туғлуқҗан талипоф туғулғанлиқиниң 80 йиллиқи һәмдә илмий тәтқиқат һаятиниң 55 йиллиқи өткән һәптидә алмата шәһиридә дағдуғулуқ хатириләнди.
Филологийә пәнлири доктори, профессор туғлуқҗан талипоф уйғурлар арисидин тунҗи қетим йетишип чиққан һәмдә өмүр бойи уйғур тили вә башқа түркий тилларниң фонетикисини тәтқиқ қилип, түркологийә илмий саһәсидә зор шөһрәт қазанған алимдур.
У узун йиллар қазақистан пәнләр академийисиниң тилшунаслиқ иниститути, уйғуршунаслиқ бөлүми вә кейинки уйғуршунаслиқ институтида хизмәт қилған, университетларда дәрс бәргән. Шуниңдәк көплигән яш алимларни тәрбийилигән һәмдә он нәчә парчә китаб вә йүзлигән илмий мақалә йезип елан қилған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (14- майдин 18 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (5 - майдин 11 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 30 - априлдин 4 - майғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (23-априлдин 27-априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (16 - априлдин 20 - априлғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (8-13- април)
- Һәптилик хәвәрләр (31 – март – 6 – април)
- Һәптилик хәвәрләр (24 – 30 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (17-23-март)
- Һәптилик хәвәрләр (10-16-март)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (24-феврал-2-март)