Һәптилик хәвәрләр ( 1 - декабирдин 7 - декабирғичә)


2007.12.07

Рабийә ханим "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә‏ - либераллиқ " йиғиниға қатнашти

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 6-декабир күни белгийигә йетип келип, явропадики радикаллар партийиси билән явропа иттипақи парламентидики бир қисим партийиләр бирлишип уюштурған "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә‏ - либераллиқ" намлиқ йиғинға қатнашти һәмдә явропа парламенти әзалири вә һәрқайси партийә гуруһларниң рәһбәрлири билән көрүшүп улар билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт елип барди.

Рабийә қадир ханимға йиғинда сөз қилип, хитай даирилириниң уйғурларниң кишилик һоқуқи, әмгәк һоқуқи, мәдәнийәт вә маарип һоқуқи қатарлиқ түрлүк һоқуқлириға дәхли тәрүз қиливатқанлиқини системилиқ паш қилип, явропа партийилирини уйғурларға ярдәм беришкә чақирди.

Чегрисиз мухбирлар мукапати парижда тарқитилди

Шитаби франсийиниң пайтәхти парижға җайлашқан чегрисиз мухбирлар тәшкилати 5-декабир күни өзиниң 16-қетимлиқ мукапатини тарқатти. Бу мукапат 2007 ‏- йил ичидә, ахбарат әркинлики саһәсидә зор тәсир пәйда қилған шәхс вә орунларға берилди. Мукапатқа еришкәнләр ичидә, нөвәттә бейҗиңда назарәт астида яшаватқан хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин ху җия вә униң аяли зең җиңйәнму бар.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң бу йиллиқ мукапати коллектип түри бойичә, норвигийидики демократик берма авази телевизийә истансиси билән ирақтики ахбарат әркинликини көзитиш тәшкилатиға берилди. Шәхсләр түри бойичә йәнә, мисирлиқ сиясий өктичи кәрим амирғиму мәзкур мукапат берилди.

Ху җя узун йиллар әйдизни тосушни оз ичигә алған кишилик һоқуқ паалийәтлири билән шуғулланған болуп, бир қанчә қетим қолға елинған. Бу қетим у мукапатни өзи тапшуривалалмиған болуп, у 5-айдин башлап, оз қоросида нәзәрбәнд астида турған

Пәрһат һаҗи қирғизистан али кеңишигә намзат қилип көрситилди

Қирғизистанниң йеңи асасий қануни бойичә өткүзүлидиған парламент сайлими паалийити давамлашмақта. Учурлардин қариғанда, йеңи қанун бойичә қирғизистандики бир қисим милләтләрниңму өз намзатлирини парламентқа киргүзүш салаһийити болидикән.

Шу қатарда уйғурлардин пәрһат һаҗи тленбайеф оз намзатлиқини көрсәткән. 4 - Декабир күни қирғизистан уйғур иттипақи һәйәтлири бишкәктә йиғин ечип, пәрһат һаҗи тленбайефниң қирғизистан али кеңишигә намзат қилип көрситилгәнлики мунасивити билән пүтүн қирғизистан уйғурлирини 16 - декабир қирғизистанда өткүзилидиған сайламда пәрһат һаҗиниң парламент әзалиқи үчүн беләт ташлашқа сәпәрвәр қилишни қарар қилди.

Қирғизистан мустәқил болғанда, уйғурлардин бир киши парламент әзаси болған, кейин бу пурсәт қолдин кәткән иди.

Маралбеши вә йеңисар наһийисидин 12 нәпәр уйғур деһқан газдин зәһәрлинип қаза қилди

5‏- Декабир күни маралбеши наһийисиниң шамал орман мәйданидики далаға тикилгән чедир ичидә газдин зәһәрлиниш һадисиси көрүлүп, 12 киши қаза қилған, 2 киши қутқузувелинған.

Хитай ахбарат васитилири зәһәрлинип өлгән вә яриланған кишиләрниң милләт тәркиби һәққидә һеч немә язмиған болсиму, бирақ интернет торлирида уларниң турмушини қамдиялмиған, ишсиз уйғур деһқанлири икәнлики, уларниң дорилиқ өсүмлүк чүчүк буя йиғиш билән шуғуллиниш җәрянида бу һадисигә йолуққанлиқини инкас қилишқан. Лекин, һазирчә һөкүмәт тәрәпниң уларниң ахирәтлик ишлири мәсилисидә қандақ чарә қолланғанлиқи һәққидә хәвәр тарқитилмиди.

Америка - хитай алий рәһбәрлири тәйвән мәсилисини музакирә қилди

Хитай дөләт рәиси ху җинтав 6 ‏- декабир күни америка президенти җорҗ буш билән телефон арқилиқ сөһбәтлишип, тәйвән мәсилиси һәққидә тохталди. Сөһбәт җәрянида ху җинтав бушқа " :тәйвән мәсилисини бир тәрәп қилишқа маһир болуш, америка вә хитай мунасивитиниң муқим вә сағлам тәрәққи қилишиға капаләтлик қилишқа бивастә мунасивәтлик" дегән.

Президент буш болса ху ниң сөзигә җавабән ": америка - хитай мунасивити интайин муһим, америка тәрәп бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлиду, америка җуңго билән тәйвән мәсилиси үстидә һәмкарлиқни сақлайду" дәп билдүргән.

Тәйвән мәсилиси америка-хитай мунасивәтлиридики әң назук мәсилә болуп, хитай тәрәп, тәйвәнниң мустәқиллиқ елан қилсила, һәрбий һәрикәт қилидиғанлиқини тәһдит қилип кәлмәктә. Бирақ, 5-чесла бейҗиңда ечилған америка билән хитай оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 28 йиллиқ хатирә йиғини сабиқ америка президенти җими картер сөз қилип, бәзи мәхпийәтлик түсидики мәсилиләрни оттуриға қоюп, америкиниң тәйвәнни қорал билән тәминлишиниң шу вақиттики мәхпий келишим асасида давамлишиватқанлиқини билдүргән иди.

Рәссам абдукерим әйса италийидә рәссамлар көргәзмисигә қатнашти

Қазақистандики атақлиқ уйғур рәссами абдукерим әйса, йеқинда италийидә өткүзүлгән дунядики атақлиқ рәссамлар көргәзмисигә қатнашқан болуп, униң рәсимлири шуниңдәк униң, әсәрлири бу көргәзмигә қоюлған тунҗи уйғур болуши, көргәзмигә қатнашқанларниң алаһидә диққитини тартқан һәмдә уларниң алқишиға еришкән.

Һазир қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә русийә қатарлиқ дөләтләрдә яшайдиған уйғур рәссамлириниң " миң өй" намлиқ бир җәмийити мәвҗут болуп, бу рәссамлар оз иҗадийәтлири арқилиқ уйғур мәдәнийитини тонуштурушқа муһим һәссә қошмақта.

Қазақистан явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәис дөлити болиду

Қазақистан сабиқ совет иттипақидин айрилип чиққан дөләтләр ичидә биринчи қетим 2010 - йили явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәиси болиду. Бу қарар йеқинда испанийиниң мадрид шәһридә өткүзүлгән явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң йиғинида елинған. Пәрғанә агентлиқиниң учуридин қариғанда, рәислик вәзиписиниң мөһлити бир йил болидикән.

Қазақистанниң мәзкур абройлуқ тәшкилатқа рәислик қилишиниң оттура асия райониниң тәрәққияти вә демократик өзгириши үчүн зор пайдилиқ икәнлики билдүрүлмәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.