Һәптилик хәвәрләр (29 - декабирдин 4 - январғичә)
2008.01.04
Уйғурлар йеңи йилни күтүвалди
31 - Декабир билән 1 - январниң өткүнчи ахшими дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар 2008 - йилини күтүвалди. Йеңи йилни күтүвелиш мурасим - паалийәтлири америка, түркийә, германийә, қазақистан, қирғизистан вә башқа дөләтләрдики уйғур җәмийәтлири тәрипидин уюштурулди. 31 - Декабир күни кәчтә, америкиниң вирҗинийә иштатиниң александирийә шәһиридә америкиниң һәрқайси шитатлиридин болуп, 200 дин артуқ кишиниң қатнишиши билән йеңи йил кәчлики өткүзүлгән.
Паалийәт җәрянида паалийәткә қатнашқан балилар, яшлар вә анилар өзлири тәйярлиған сәнәт вә уйғур сиясий һәрикәтлири һәмдә хитайниң уйғур сиясий тутқунлириға қаратқан қаттиқ қоллуқлирини чүшәндүридиған номурларни көрсәтти.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим мурасим паалийитидә башлиниш нутқи сөзләп, дуня уйғур қурултийиниң хизмәтлирини хуласилаш билән биргә 2008 - йили, техиму җапалиқ хизмәт елип баридиғанлиқини билдүрди һәмдә барлиқ уйғурлардин техиму иттипақлишип күрәш қилишқа чақирди.
Үрүмчидики от апити
2 - январ күни үрүмчиниң җәнубий пойиз истансисиниң йенидики дехуй хәлқара сода сарийиниң 12 қәвәтлик бинасиға от кәткән болуп, бу, венҗолуқ содигәрләрниң милич маллар, кийим-кечәк вә башқа һәр түрлүк таварлири сатидиған сода мәркизи иди.
От апитидә сода сарийи пүтүнләй вәйран болған, от сода сарийи билән бир бинадики дехуй меһманханиси вә сода сарайниң йенидики үрүмчи меһманханисиға туташқан. От өчүрүш җәрянида 3 нәпәр өт өчүргүчи хадимниң өлгәнлики һәққидә учур тарқалған. Нәқ мәйданға партком секритари ваң лечүән вә аптоном район мувәппәқ рәиси нур бәкри қатарлиқлар йетип келип, қоманданлиқ қилған.
Хәвәрләрдин қариғанда, мәзкур сода мәркизи 380 милйон йүән мәбләғ селинип қурулған болуп, омуми көлими 100 миң квадрат метир келидикән. Хәвәрләрдин қариғанда, мәзкур зор от апитиниң сәвәби вә зиянлири һәққидә тәкшүрүш башланған болуп, ширкәтниң баш хоҗайинниң мал-мүлки вә һесабатлири вақтинчә тоңлитип қоюлған икән.
Турпанда қуш зукими байқалди
Игилишимизчә турпанда қуш зукими байқилип, бәш миң әтрапида тоху өлүп кәткән. Турпан шәһәрлик сәһийә тармақлири 29 миңдин артуқ тохуни өлтүрүш арқилиқ мәзкур кесәлниң кеңийип кетишиниң алдини алған.
Һазирғичә дуняда 200дин артуқ адәм қуш зукими кесили билән һаятидин айрилғанлиқи мәлум.
Америкидики бир тәшкилат америкиниң хитай ширкәтлиригә илғар үскүниләрни сетишиға қарши турди
Америкида хитай ширкәтлиригә һәрбий саһәләрдә ишлитилип, кәлгүсидә америка вә дуняға тәһдит пәйда қилиш еһтималлиқи бар мәһсулатларни сетип бериш мәсилисидики талаш-тартишлар давамлашмақта. Бир қисим аммиви вә сиясий тәшкилатлар хитайниң кәлгүсидә һәрбий тәһдит сүпитидә мәйданға чиқишиға қарши турушни тәләп қилмақта.
Висконсин ядро қораллирини чәкләш тәшкилати 3 - январ күни " биз хитайға ишинәләмдуқ?" намлиқ 22 бәтлик бир доклат елан қилип, америка һөкүмитиниң шәхсий хитай ширкәтлиригә һәрбийдә ишлитиш мумкинчилики болған илғар үскүниләрни сетип бериш программисиниң америка бихәтәрликигә тәһдит икәнликини көрситип, бу программини тохтитиш керәкликини оттуриға қойди.
Түркийә пуқралиққа қобул қилишқа аит йеңи қануний мадда мақуллиди
Өткән һәптидә түркийә парламенти вәтәндашлиқ қануниға түзүтүш киргүзгәндин кейин, буни авазға қоюп, рәсмий тәстиқлиған. Мәзкур қанунда чәтәлликләрниң түркийә вәтәндашлиқиға қобул қилиниши асанлаштурулған.
Түркийигә мәбләғ селип кархана қурған, иҗтимаий, иқтисадий, пән - техника вә сәнәт саһәсидә алаһидә мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән яки юқириқи саһәләрдә яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләйдиғанлиқи пәрәз қилинған кишиләр мунасивәтлик министирликләрниң тәклипи бойичә, һөкүмәт кабинетида музакирә қилинип вәтәндашлиққа қобул қилинидикән. Униңдин башқа йәнә чәтәлликләрниң түркийидә туғулған балилириму ата-анилири халиған әһвал астида түркийә вәтәндиши болалайдикән. Бу йеңи қанун түркийидә вақитлиқ туриватқан көчмәнләрни җүмлидин уйғурларни хушал қилған.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати йиллиқ доклат елан қилди
Пәйшәнбә күни шитаби парижға җайлашқан чегрисиз мухбирлар тәшкилати 2007 - йиллиқ дуня ахбарат әркинлики доклати елан қилди. Мәзкур доклатқа асасланғанда, 2007 - йилида дуняда 86 нәпәр мухбир билән 20 нәпәр ахбарат ярдәмчиси һәр хил шәкилдә өлтүрүлгән, 887 нәпәр мухбир қолға елинған.
1511 Нәпәр мухбир зораванлиқ һуҗуми вә тәһдиткә учриған. 67 Мухбир гөрүгә елинған, 528 ахбарат идарисиниң хизмәтлири тәкшүрүлгән. Хитайму ахбарат әркинлики әң чәкләнгән дөләт болуп, мәлум санда мухбирлар түрмидә ятмақта һәмдә мухбирларниң әркин мәлумат бериши чәкләнмәктә.
Хитайда хизмәткә орунлишалмиған яшларниң сани көпәймәктә
Хитай иҗтимаий пәнләр академийиси 3 - январ күни " җәмийәт көк ташлиқ китаби" ни елан қилип, өткән йили хитайда алий мәктәп пүттүргән бәш милйон алий мәктәп оқуғучисиниң бир милйониниң техи хизмәт орниға еришәлмигәнликини ашкарилиди.
Әлвәттә, мәзкур доклатта, аз санлиқ милләт оқуғучилири җүмлидин уйғур алий мәктәп пүттүргән оқуғучилириниң әһвали һәққидә мәзмунлар барлиқи намәлум болсиму, лекин, уйғур оқуғучиларниң ишқа орунлишиш мәсилисиниң уйғур диярида хитайларға нисбәтән наһайити еғир икәнлики билдүрүлмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (22 - декабирдин 28 - декабирғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 1 - декабирдин 7 - декабирғичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 24 - ноябирдин 30 - ноябирғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (17 - ноябирдин 23 - ноябирғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (10 - ноябирдин 16 - ноябирғичә)
- Һәптилик хәвәрләр (3 - ноябирдин 9 - ноябиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр (20 - өктәбирдин 26 - өктәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр (13- өктәбирдин 19 - өктәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр (6- өктәбирдин 12- өктәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 1- өктәбирдин 6 - өктәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 22 - сентәбирдин 28 - сентәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр (15 - сентәбирдин 21 - сентәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр (2 - сентәбирдин 7 - сентәбиргичә)
- Һәптилик хәвәрләр (25 - авғусттин 31- авғустқичә)
- Һәптилик хәвәрләр ( 21- июлдин 27- июлғичә)