Һәптилик хәвәрләр (21 - авғусттин 27 - авғустқичә)

Мухбиримиз җүмә
2010.08.27

Рабийә қадир ханим "тағ" кино фестивалиға қатнишиш үчүн әспенгә йүрүп кәтти

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим америкиниң колорадо штати әспен шәһиридә өткүзүлидиған хәлқаралиқ "тағ" кино фестивалиға қатнишиш үчүн йүрүп кәтти.

Рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң он шәрти" әспен шәһиридә өткүзүлгән филим фестивалиға қатнаштурулған. Фестивал 26 - авғусттин 29 - авғустқичә 3 күн давам қилиду.

Бу, "муһәббәтниң он шәрти" ниң иккинчи қетим тағ кино фестивалиға қатнишиши һесаблиниду. Филим биринчи қетим колорадо штатиниң теллурид шәһиридә өткүзүлгән фестивалға қатнаштурулған иди.

Фестивалға рабийә қадир ханим билән бирликтә қизи раһилә ханимму тәклип қилинған.

Йәнә 2 гумандар ақсудики партлитиш вәқәсигә четилип тутулди

22 - Авғуст хитайниң ақсу шәһәрлик сақчи идариси разведка бөлүми 19 ‏- авғуст ақсуда йүз бәргән партлитиш һуҗумиға четишлиқ дәп қаралған йәнә икки гумандарни тутқун қилған.

 Гумандарлар әсли, ақсу шәһири сиртидики юқири сүрәтлик ташйолға җайлашқан бир көврүкниң астиға йошурунған болуп, шу йәрдә тутулған. 22 - Авғуст йәнә "19 ‏- авғуст партлитиш вәқәси" гә четилип 2 гумандар тутқун қилинған иди. Хитай мәзкур хәвәрләрни ахбараттин йошурун тутмақта.

Ақсу шәһиридики партлаштин кейин бир қанчә ярдәмчи сақчи хизмитидин ваз кәчкән

Ақсу егәрчи йезилиқ сақчиханиниң коча чарлаш әтрити партлитиш характерлик һуҗумға учриғандин кейин, ақсу шәһиридики бир қисим ярдәмчи сақчилар хизмитини ташлиған.

Ақсу шәһириниң қизил көврүк сақчиханисидики хадим, партлаштин кейин, бир кишиниң башқа орунға йөткилип кәткәнликини, йәнә бир ярдәмчи сақчиниң хизмитини ташлиғанлиқини билдүрди.

Шәһәрдики нәнчең мәһәллә комитетиниң сақчиханисидики сақчи хадим, хизмәт ташлиған ярдәмчи сақчиларниң арисида хитай һәм уйғурларниңму барлиқини, әмма санини вә сәвәбини билмәйдиғанлиқини билдүргән.

19 ‏- Авғусттики партлашта өлгән 7 адәмниң бири ярдәмчи сақчи, үчи чарлаш хадими иди.

Д у қ һәйити түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшти

8 - Айниң 21 - күни дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшти. Көрүшүш пурсити қәйсәри шәһәр башлиқи бәргән иптар зияпитидә һазирланған.

Иптар зияпитигә түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған, министирлар вә һәр дәриҗилик алий рәһбәрләр тәклип қилинған. Зияпәткә йәнә дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди башчилиқидики 5 уйғурму рәсмий тәклип билән қатнашқан.

Сейит түмтүрк зияпәт җәрянида түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанға дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим вә уйғур хәлқиниң салимини йәткүзгән. Бу зияпәт җәрянида сейит түмтүрк әпәнди йәнә, уйғур дияриниң һазирқи вәзийити һәққидә қисқичә мәлумат бәргән.

Илһам тохти: 'мән җәһәннәмгә йоллинишим мумкин'

Бейҗиң мәркизий милләтләр университети дотсенти илһам тохти "нюйорк вақит гезити" ниң зияритини қобул қилип, өзиниң нөвәттики әһвали һәққидә тохталди вә уйғурлар йолуқуватқан миллий кәмситишләргә қарши мәйданға чиқмақтин өзгә таллаш йоли йоқлуқини билдүрди.

Илһам тохти, уйғур елидики уйғурлар йолуқуватқан адаләтсизликләрниң уйғурларни барғанчә ғәзәпләндүрүватқанлиқи, уйғурларниң иқтисадий җәһәттә чәткә қайрип қоюлғанлиқи, шуңлашқа уйғурлар учун сөзләшкә мәҗбур икәнликини билдүргән.

У, ахирида өз бихәтәрлики һәққидә тохтилип, "әгәр бу йәрдики ишлар мән ойлиғандәк тиз өзгәрмисә мән түгишимән. Бәлким мән җәһәннәмгә йоллинишим мумкин. Әмма пәрвайим пәләк. Бәлким бәзи җәһәтләрдин елип ейтқанда, мән өзүмни аллиқачан шундақ муһитта десәмму болиду" дегән.

Әрздар абдуреһим молләкни ақсуға елип келинди

Өткән һәптә бейҗиңда тутуп кетилгән, 84 яшлиқ әрздар абдуреһим молләк ака, 23 - авғуст дүшәнбә күни ақсуға елип келингән.

У, ялап елип маңғучилар билән бирликтә турпанда бир меһманханиға чүшкәндә, пурсәт тепип сиртқа чиқип, ақсудики пәрзәнтлиригә телефон қилған вә өзиниң онсу сақчи идарисигә елип кетиливатқанлиқини билдүргән. Бу абдуреһим ака тутуп кетилгәндин кейинки тунҗи учурдур.

Биңтуәнниң ақсудики 4‏ - полки әтрапида 100гә йеқин уйғур тутқун қилинған

Биңтуәнниң ақсудики 4‏ - полки әтрапида "5‏ - июл вәқәси"гә четилғанлиқи илгири сүрүлгән, 100гә йеқин уйғур тутқун қилинған. Бу хәвәр "биңтуән учур тори" да елан қилинған.

 Хәвәрдә көрситишичә, тутқун қилиш 5‏ - июл вәқәси"дин кейин шинҗаң ишләпчиқириш - қурулуш биңтуән ақсу 1‏ - девизийиси 4‏ - полки әтрапидики наһийә вә йезиларда елип берилған. Әмма бу уйғурларни биңтуән даирилириниң өз алдиға тутқанлиқи вә яки йәрлик даириләрниң тутқанлиқи ениқ әмәс.

Бу йил қәшқәр вилайити тәвәсидин 60 миңдин артуқ адәм хитай өлкисигә ишләшкә йөткәлгән

Хитай даирилири бу йилниң алдинқи йеримида қәшқәр вилайити тәвәсидин 60 миңдин артуқ адәмни хитай өлкисигә ишләшкә йөткигән.

"Қәшқәр һөкүмәт хәвәрләр тори"да көрситишичә, бу йилниң алдинқи йеримида қәшқәр вилайити тәвәсидин башқа җайларға йөткигән әмгәк күчи 310 миң адәм қетимға йәткән болуп, буларниң ичидә хитай өлкисигә йөткәлгәнләр 60 миңдин ашқан.

Хәвәрдә көрситишичә, йәрлик даириләр өткән йилдики "5 - июл вәқәси" дин кейинму уйғур ишләмчиләрни шаңхәй, гуаңдуң, җеҗияң вә шәндуң қатарлиқ өлкә- шәһәрләргә изчил һалда йөткигән.

Хитай һөкүмитиниң мәзкур сиясити уйғурлар арисида күчлүк наразилиқ қозғиған вә "5 - июл вәқәси" ниң келип чиқишиға сәвәб болған иди.

Өмәр уйғур вәхпи: 'пакистандики кәлкүн апитидә уйғурлар зиянға учримиди'

Өмәр уйғур вәхпиниң билдүрүшичә, пакистандики уйғурлар бу қетимқи кәлкүн апитиниң зийиниға учримиған. Толуқсиз мәлуматлардин қариғанда, нөвәттә пакистанда 3000 дин артуқ уйғур яшайду.

Пакистанда йүз бәргән кәлкүн апитидә һазирға қәдәр 14 милйонға йеқин адәм охшимиған дәриҗидә зиянға учриған, 1500 дин артуқ адәм өлгән. 722 Миң аилиниң өйи вәйран болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.