Пакистанда җүмә күни йәнә партлаш вәқәси йүз бәрди


2007.07.20

Пакистан даирилириниң қизил мәсчиттики талипларни бастуруш һәрикитидин өч елишни мәқсәт қилған партлаш вәқәлириниң айиғи үзүлмәй йүз бәрмәктә. Җүмә күни шималий вазиристанда партлаш вәқәси йүз берип, 4 адәм өлди 6 си яриланди . Шу күнки партлаш шимали вазиристанниң қәбилиләр районидики пакистан армийисиниң бир қаравулханисида йүз бәргән.

Буниңдин бир күн бурун йәни пәйшәнбә күни йүз бәргән 3 қетимлиқ партлаш вәқәсидә, аз дегәндә 52 адәм өлүп, нәччә онлиған кишиләр яриланған иди. Бу партлаш вәқәлириниң ичидә җәнубий белуҗистанниң хуб базирида йүз бәргән партлаш вәқәсидә әң көп адәм өлди. Әйни чағда бомба қачиланған бир аптомобил шу райондики бир қурулуш иншаатида ишләватқан хитай ишчиларниң машиниси йениға келип партлиған болуп, вәқәдә хитайларни қоғдап маңған 7 нәпәр сақчи вә 22 нәпәр йолучи өлгән. Лекин хитайларниң тәлийигә улардин көп адәм чиқим болмиди. Йәнә бир партлаш вәқәси пакистанниң шәрқий шималидики бир сақчи мәктәпкә қарита елип берилди. Шу күнки 3 - партлаш вәқәси афғанистан чегрисидики пакистан армийисиниң бир мәсчитидә йүз бәргән.

Пакистан мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, пәрвиз мушәррәп қизил мәсчиттики талипларни бастуруш һәрикитини хитайниң бесими астида елип барған болуши мумкин. Чүнки қизил мәсчит һуҗумға учраштин бурун талиплар исламабадтики бир хитай паһишиханисиға бесип кирип, 6 хитай паһишә вә бир хитай әркәкни гөрүгә тутқан. Гәрчә гөрүдикиләр кейинчә қоюп берилгән болсиму, лекин хитай һөкүмити пакистан ички ишлар министири аптап хан шәрпони бейҗиңға чақиртип, қизил мәсчиттики талипларни җазалашни тәләп қилған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.