Һәптилик хәвәрләр (4- февралдин 8-февралғичә)


2008.02.08

5-Феврал вәқәси мунасивити билән бир қисим дөләтләрдә наразилиқ намайишлири өткүзүлди

Дуня уйғур қурултийиниң чақириқи һәм һәр қайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири вә җамаитиниң қоллиши нәтиҗисидә 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң 11 йиллиқи мунасивити билән америка, австралийә, канада, франсийә, германийә, түркийә, голландийә, норвигийә вә башқа мәмликәтләрдики хитай әлчиханилири һәм консулханилири алдида наразилиқ намайишлири өткүзүлди , қазақистан, қирғизистан қатарлиқ оттура асия мәмликәтлиридики уйғур җамаити болса, түрлүк шәкилдә хатириләш паалийәтлири уюштурди.

5-Феврал күни америка қошма штатлириниң пайтәхти вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлгән болуп, намайишқа дуня уйғур қурултийиниң рәиси , уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим йетәкчилик қилди һәмдә нутуқ сөзлиди . Бу намайишқа вашингтон әтрапидики уйғурлар һәмдә мәркизий нийорктики хитай демократик тәшкилатиниң 150 дин артуқ әзасиму келип қатнашқан болуп, хитай демократлири хитай компартийисиниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрүшти.

Түркийә парламентида ғулҗа вәқәси музакирә қилинди

5- Феврал ғулҗа вәқәсиниң 11- йиллиқи мунасивити билән уйғур мәсилиси түркийә парламентниң күн тәртипигә қоюлған болуп, 2 -айниң 5-күни чүштин кейин түркийә парламентидики омумий йиғинда түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң муавин башлиқи мәһмәт екичи әпәнди мәхсус сөз елип, ғулҗа вәқәси һәққидә парламент әзалириға мәлумат бәрди һәмдә нөвәттә, уйғурларниң инсан һоқуқи мәсилисиниң хәлқара җәмийәтниң болупму, америка қошма штатлириниң етирап қилишиға еришиватқанлиқини көрситиш билән түркийә һөкүмитини уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди. Йеқиндин буян д у қ ниң түркийидики вәкиллири түркийә дөләт рәһбәрлири билән учришишлар өткүзүп, уларға уйғур дәвасини тонуштуруп, түркийини уйғурларға игә чиқишқа чақирған иди.

Ислам кәримоф москвани зиярәт қилди

Өзбекистан җумһурийитиниң үчинчи қетимлиқ президентлиқ мөһлитини техи йеқиндила қолға алған мәркизий асия районидики әң узун һакимийәт сүргән дөләт башлиқлириниң бири һесаблинидиған ислам абдуғени оғли кәримоф 5-6-феврал күнлири москвада рәсмий зиярәттә болуп, русийә президенти владимир путин билән йепиқ вә ашкара шәкилләрдә сөһбәтләр елип бериш билән биргә мәзкур икки дөләт арисида йәнә бир қатар келишимләрниң мәйданға келишини ишқа ашурди. Бу қетим кәримоф путин билән өзбекистан газини русийигә давамлиқ төвән баһада сетип беришкә пүтүшкән һәмдә икки дөләтниң 2008-йиллиқ иқтисадий һәмкарлиқ пилани вә ташқи ишлар министирлириниң һәмкарлиқ программилирини имзалиған. Кәримоф 2005-йилидики әнҗан қирғинчилиқидин кейин, америка вә явропа иттипақи билән болған мунасивәтни соғуқлаштуруп, хитай вә русийә билән болған мунасивәтлирини қоюқлаштурған иди.

явропа бирлики хитайниң чәтәл учур вастилирини чәклигәнликигә қарита һәрикәт қолланмақчи

Франсийә агентлиқиниң 2 ‏- айниң 6 ‏- күни брусселдин баян қилишичә, явропа бирликиниң баянатчиси питер павер мухбирларға, хитайниң чәтәл учур вастилирини чәкләватқанлиқиға қарита дуня сода тәшкилати арқилиқ һәрикәт қоллинидиғанлиқини ипадилиди.

Униңдин башқа йәнә инсан һоқуқини көзитиш тәшкилати қатарлиқ инсан һоқуқи тәшкилатлириму йеқинда вашингтонда намайиш өткүзүп, хитайниң олимпик йиғини мунасивити билән президент бушниң инсан һоқуқини яхшилаш мәсилисидә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилидикән.

Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси америкиниң хитай тәһдитидин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән.

Өткән һәптидә америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси майкол макконнәл, өткән америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң ахбарат комитетиға йәр шаридики тәһдитләр тоғрисида доклат тапшуруп, хитайдин келидиған тәһдитниң өзлиридә әндишә пәйда қиливатқанлиқини билдүрди. Доклат тапшуруш мунасивити билән өткүзүлгән испат бериш йиғинида макконнәл, хитайниң интернет, қорал - ярақлар җәһәттики тәһдит селиш күчи шундақла америкиниң аләм бошлуқи әслиһәлиригә елип келидиған тәһдити һәққидә тохталди. Макконнәлл сөзидә америкиға келидиған тәһдитләрниң асаслиқи әл- қаидә, террорчилиқ, ирақниң бихәтәрлики, америка пакистан вә афғанистанларда дуч кәлгән риқабәт, қирғучи характерлик қораллар, иран вә шималий корийиниң ядро қораллар пилани қатарлиқлардин башқа йәнә хитайдин келидиған тәһдитләр икәнликини көрсәткән .

Шихо қәһриманлири үчүн қәбрә турғузулди

Шихо 1945-йили ,9-айда миллий армийә билән гоминдаң қошунлири арисида қаттиқ җәң болған орун. Шихони азад қилиш урушида миллий армийә гоминдаңниң йәттә миң кишилик қошуниниң мудапиә тосақлирини битчит қилип ташлиған болуп, мәзкур җәңдә 800 гә йеқин миллий армийә җәңчи -офитсери қурбан болған иди. Һазирға қәдәр мәзкур шеһитлар үчүн қәбрә орниталмиған болуп, турсун бақи исимлик тиҗарәтчи өз йенидин мәбләғ аҗритип, йеқинда шеһитлар үчүн қәбрә ясатқан. Турсун бақиниң бу хизмити уйғурларниң яхши баһасиға сазавәр болған. ( Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.