Хитай һөкүмити әмди тәтқиқатчи адриян зениз вә аял гуваһчиларға пәскәшлик билән һуҗум қилишқа өткән

Ихтиярий мухбиримиз җәвлан
2021.03.19
Хитай һөкүмити әмди тәтқиқатчи адриян зениз вә аял гуваһчиларға пәскәшлик билән һуҗум қилишқа өткән Коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси, доктор адриян зенз
RFA

“америка бирләшмә агентлиқи” қатарлиқ көплигән таратқуларниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи 18-март күни “шинҗаңға мунасивәтлик ахбарат елан қилиш йиғини” өткүзгән болуп, йиғинда уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң муавин башлиқи шү гуйшяң уйғур вәзийитигә аит тәтқиқати билән тонулған даңлиқ тәтқиқатчи адриян зенизни “уйғурлар һәққидә ялған учур тарқитип, шинҗаңдики хитай әмәлдарлири вә ширкәтләрниң җазалинишиға сәвәб болди”дәп әйблигән һәмдә шинҗаңдики бәзи ширкәт вә шәхсләрниң адвокат тәклип қилип, адриян зенизниң үстидин әрз қилиш арқилиқ униңдин кәчүрүм сориғузуш, ширкәт вә шәхсләрниң йоқалған инавити вә учриған иқтисадий зийинини төләп беришни тәләп қилмақчи икәнликини ейтқан.

Буниңдин илгириму шү гуйшяң бир нәччә қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинлирида адриян зенизни “бир милйондин артуқ уйғур лагерларға соланди, уйғурларниң нопус көпийиши чәкләнди дәп реаллиқни бурмилиди”дәп әйблигәниди. Әмәлийәттә тәтқиқатчи адриян зениз хитай һөкүмитиниң рәсмий һөҗҗәтлири вә сиртқа ашкарилинип кәткән учурлиридин пайдилинип, хитай йошуруп кәлгән һәқиқәтни ашкарилиған болуп, буларниң ичидә лагерлар мәсилиси, уйғур аяллирини туғмас қиливетиш вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси қатарлиқлар бар иди. Йеқинда у техи CBN  теливезийисиниң бир программисида, мәҗбурий әмгәк вә балиларни аилисидин айриветишниң чоңлар билән балилар оттурисидики мәдәнийәт, дин вә тил алақисини азайтидиғанлиқи, шундақла ата-анилар билән балиларниң наһайити асанла хитайниң меңә ююш обйектлириға айлинидиғанлиқини оттуриға қойған.  

Йеқинда уйғур районидики бәзи кархана вә шәхсләрниң “зиянни төлитиш үчүн” тәтқиқатчи адриян зенизни сотқа бәрмәкчи болғанлиқи вә хитай һөкүмитиниңму буни қоллайдиғанлиқи радийомиз тәрипидин хәвәр қилинғаниди. Хитай һөкүмити буниңдин илгириму адриян зениз үстидин дава қилидиғанлиқини билдүргән. Адриян зенизниң уйғурларға аит тәтқиқати хитайниң уйғурларға елип барған җинайәтлирини пакитлири билән ашкарилап, дуняниң диққитини қозғашта муһим рол ойнап кәлгәчкә, хитай һөкүмити буниңдин изчил биарам болуп кәлгән вә униң шәхсийитигә һуҗум қилиш вә тәһдит селишни тохтатмиған. Адриян зенизниң тивиттер һесабида көрситишичә, у хитай ташқи ишлар министирлиқи әң көп тилға алған вә әйблигән чәт әллик тәтқиқатчи икән.

Хитай һөкүмити бу қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийәсиниң тәтқиқатчиси мәһмут абдувәлини сөзлитип, адриян зенизниң уйғурларниң нопус көпийишиниң чәкләнгәнлики һәққидики тәтқиқат нәтиҗисигә рәддийә бәргүзгән. У хитай тәшвиқат орунлириниң тәлипи вә сахта мәлуматларға асасән, уйғурларниң нопусиниң көпийиш нисбитиниң башқа аз санлиқ милләтләр, һәтта хитайниң нопусидин юқири икәнликини ейтип, адриян зенизға соал қойған.

Бу ахбарат елан қилиш йиғинида йәнә хитай тәшвиқат орунлири уйғур аяллириниң вәкили сүпитидә қәшқәрдин гүлбостан дегән аялни сөзлитип, йезиларда һәр бир уйғур аилисиниң икки- үчтин балиси барлиқини, мәҗбурий туғутни чәкләшниң мәвҗут әмәсликини ейтип адриян зенизни ялғанчиға чиқармақчи болған.

Андин аптоном районлуқ һөкүмәт ахбарат ишханисиниң баянатчиси елиҗан инайәтму тәтқиқатчи адриян зенизға рәддийә берип, “санлиқ мәлуматларни ойдуруп чиқирип, уйғур аяллириниң көп қисми туғмас қилинғанлиқтәк сахта көрүнүш пәйда қилди” дәп әйблигән.   

Хитай һөкүмити йәнә бу қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида, лагердин қутулуп чиққандин кейин у йәрдики қабаһәтлик кәчмишлирини дуняға ашкарилиған уйғур аял шаһитларниң бурунқи әрлирини сөзлитип, аял шаһитларға пәскәшлик билән һуҗум қилған.

Адриян зениз 18-март күни өзиниң тивиттер һесабида мундақ язған: “хитай һөкүмити 3 саәт ахбарат елан қилиш йиғини ечип мән өз тәтқиқатимда испат көрсәткән уйғур шаһитлириға һуҗум қилған. Уйғур аял шаһитлириға һуҗум қилинған бир видийода уларниң бурунқи әрлири уларни еғизға алғусиз гәпләр билән һақарәтлигән”.        

Адриян зениз хитайниң бу қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини һәққидә мундақ дегән: “хитай һөкүмитиниң маңа қилғанлири гоя улар җан талишиватқандәк тәсир бәрмәктә. Улар уйғур шаһитларға барғансери шәрмәндиләрчә һуҗум қиливатиду, бу интайин йиргинчлик қилмиштур”. У йәнә хитайға йүргүзүлгән иқтисадий җаза елип кәлгән бесим вә бир қисим ғәрб дөләтлириниң хитайниң қилмишини ирқий қирғинчилиқ дәп бекитиши һәмдә 2022-йил хитайда өткүзүлидиған қишлиқ олимпек мусабиқисини байқут қилиш садалириниң күчийишигә әгишип, хитайниң униң шәхсийитигә қилған һуҗумлириниң күчийип кәткәнликини  ейтқан.

Мәлуматларға қариғанда, хитайниң бу қетим дөләт ичи вә чәтәл мухбирлирини топлап уйғур райониға мунасивәтлик ахбарат елан қилиш йиғини ечиши, җүмлидин адриян зенизни әйблиши мушуниң билән 5-қетимлиқи икән. Анализчиларниң қаришичә, хитай һәр қетим уйғурлар мәсилиси тоғрулуқ ички вә ташқи бесимларға учриғанда мушундақ ахбарат елан қилиши йиғини ечип өзини ақлашқа мәҗбур болидикән һәмдә өзлири “хитайниң дүшмини” дәп атиған адриян зенизға охшаш тәтқиқатчиларға һуҗум қилишни күчәйтидикән. Бу қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини хитайниң техиму зәһәрхәндилик вә шәрмәндилик билән қилған һуҗуми һесаблинидикән.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.