Дуня инсанлиқ һоқуқ хитапнамиси


2004.06.08

Дуня инсанлиқ һоқуқ хитапнамиси

1948-Йили 10 -декабирда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғининиң 217 номурлиқ көрсәтـмиси бойичә қубул қилинип елан қилинди

Кириш сөз

Инсанлар аилисидики барлиқ әзалириниң яралма ғурури, барабәрлики вә аҗралмас һоқуқлирини етирап қилиш дунядики әркинлик, адаләт вә тенчлиқниң асаси дәп,

Инсан һоқуқлириға болған итибарсизлиқ, кәмситиш, инсанийәтниң виҗданида ғәзәб қозғайдиған вәһши қилмишларни кәлтүрип чиқарған болса, сөз вә етиқад әркинлики бар, вәһимә вә муһтаҗлиқтин хали бир дуняниң мәйданға келиши барлиқ инсанларниң әң бүйүк арзуси дәп җакаланғанлиқтин,

Адәмни амалсизлиқтин зулум вә езилишкә қарши исян көттүришкә мәҗбурлимаслиқ үчүн инсанниң һоқуқи қанун тәрипидин қоғдилиниши зөрүр дәп,

Дөләтләр арисидики достлуқ мунасивитини раваҗландуриш зөрүр дәп,

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики хәлқләр бу низамнамә арқилиқ инсанларниң асаслиқ һоқуқлири, ғурури вә инсанлиқ қәдир-қиммитигә, һәмдә әр-аялларниң һоқуқита барабәрликигә болған етиқадини қайта изаһлап, иҗтимаи тәрәққиятни вә турмуш сәвийәсиниң яхшилинишини техиму әркин һалда илгири сүрүшни қарар қилғанлиқтин,

Әза болған дөләтләр бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән һәмкарлишип, инсанлиқ һоқуқи вә асаслиқ әркинликкә болған омумий етибар вә риайә қилишни алға сүрүшни вуҗудқа кәлтүридиғанлиқиға вәдә бәргәнликтин,

Мушу һоқуқ вә әркинликләргә болған бир ортақ тонушқа келип, бу вәдини толуқ әмәлгә ашуришта әң зор әһмийәткә игә дәп қарап,

Шуңа һазир,

Омумий йиғин,

Дуня инсанлиқ һоқуқ хитапнамисини пүткүл хәлқләр вә дөләтләр беҗиришкә тегишлик болған ортақ өлчәм дәп җакалайду. Һәр бир шәхс вә җәмийәтниң һәр бир оргини мәзкур хитапнамини изчил түрдә әстә чиң тутуп үгитиш вә тәлим бериш арқилиш мушу һоқуқ вә әркинликләргә болған етибарни илгири сүрип, дөләт ичидә яки хәлқарада басқучлиқ чариләрни қоллинип, бу һоқуқ вә әркинликләрниң әза болған дөләтләр арисида һәм бу дөләтләр тәрипидин идарә қилинған зиминдики хәлқләр арисида үнүмлик һалда омумийүзлик тонулиши вә әмәл қилинишиға капаләтлик қилиши лазим.

1 -Мадда

Барлиқ инсан иззәт-һөрмәт вә һоқуқида барабәр болуп әркин туғулиду. Уларға әқил вә виҗдан ата қилинған болғачқа, бир-биригә қериндашларчә муамилидә болуши керәк.

2 -Мадда

Һәр бир адәм ерқий, рәңги, җинси, тили, диний етиқади, сиясий вә башқа көз-қарашлири, яки дөләт вә иҗтимаи келип чиқиши, мал-мүлки, тоғулуши вә башқа салаһәтлириниң қандақ болушидин қәти-нәзәр, пәрқсиз һалда бу хитапнамидә бәлгиләнгән барлиқ һоқуқ вә әркинликләргә игә.

Буниңдин башқа, инсанлар өзлири мәнсуп болған мәликәт яки зиминниң мәйли мустәқил дөләт, һавалә қилинған территорийә, аптономийәсиз яки игилик һоқуқниң чәклимисигә үчриған бир зимин болсун, сиясий, қануний вә хәлқараларда турған орниға қарап пәриқләндүрилмәслики керәк.

3 -Мадда

Һәр бир адәмниң һаятқа, әркинликкә вә шәхсий аманлиққа еришиш һоқуқи бар.

4 -Мадда

Һич қандақ бир адәм қуллуқта яки малайлиқта тутуп турулـмаслиқи керәк. Һәрқандақ шәкилдики қуллуқ вә қул содиси мәни қилиниду.

5 -Мадда

Һич қандақ бир адәмни қийнашқа, вәһший, инсан қелипидин чиққан яки шәрмәндә қилидиған үссуллар билән хорлашқа яки җазалашқа болـмайду.

6 -Мадда

Һәр бир адәмниң һәр қандақ җайда қанун алдида бир инсан дәп тонолиш һоқуқи бар.

7 -Мадда

Һәммә адәм қанун алдида барабәр болуп, пәриқләндүрилмәстин қанунниң толуқ қоғдилинишиға еришиш һоқуқи бар. Һәммә адәм мәзкур хитапнамигә зид келидиған һәр қандақ кәмситишкә вә бу хил кәмситишни күчкәртишкә қарши охшаш қоғдиниш һоқуқи бар.

8 -Мадда

Һәр бир адәмниң асасий қанун яки башқа қанунларда бәргән асаслиқ һоқуқлирини дәпсәндә қилған қилмишлар үстидин лаяқәтлик сот мәһкимисиниң үнүмлик һалда түритишини тәләп қилиш һоқуқи бар.

9 -Мадда

Һич кимни халиғанчә қолға елишқа, солап қоюшқа яки сүргүн қилишқа болмайду.

10 -Мадда

Һәр бир адәмниң өзиниң һоқуқлири вә мәҗбурйәтлирини, шундақла өзи үстидин қилинған җинайи һөкүмләрни ениқлап чиқишқа, бир мустәқил вә битәрәп сот мәһкимисиниң адил вә очуқ сот ечишини тәләп қилиш һоқуқи бар.

11 -Мадда

1. Җинайәт билән әйибләнгән һәр қандақ адәмниң өзини ақлаш үчүн зөрүр болған барлиқ имканийәтләр яритип берилгән бир очуқ сотта қанун бойичә җинайәтлири испатланғичә гунаһсиз дәп қарилиш һоқуқи бар. 2. Һәр қандақ бир адәм бир дөләтниң яки хәлқаралиқ қанунда җинайәт дәп һисабланмайдиған һәр қандақ бир қилмиш яки бипәрвалиқи үчүн дело садир болған вақитта җинайәтчи дәп қаралـмаслиқи керәк. Садир қилинған сәвәнликни шу мәзгилдә мувапиқ келидиған җазадин артуқ җаза беришкә һәм болмайду.

12 -Мадда

Һәр қандақ бир адәмниң шәхси турмушиға, аилисигә, өйи яки хәт-чәклиригә халиғанчә чеқилишқа, вә иззәт-абройиға дағ кәлтүришкә болмайду. Һәр қандақ бир адәмниң бу хил арилишиш вә һуҗум қилишлардин қануний қоғдуниш һоқуқи бар.

13 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң дөләт ичидә әркин йүрүш-түруш вә чегра ичидики районларда маканлишиш һоқуқи бар. 2. Һәр бир адәмниң һәр қандақ бир дөләттин, җүмлидин өзиниң дөлитидин айрилиш вә қайтип келиш һоқуқи бар.

14 -Мадда

1. Һәр адәмниң зиянкәшликтин қечип башқа дөләтләрдә панаһлишиш вә униңдин бәһриман болуш һоқуқи бар. 2. Мәзкур һоқуқ, сиясий түс алـмиған җинайәтләр үчүн яки бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәқсиди вә принисиплириға зид келидиған қилмишлар үчүн беридиған җазаларда күчкә игә болмайду.

15 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң гражданлиқ һоқуқи бар. 2. Һич қандақ бир адәмниң гражданлиқ һоқуқини халиғанчә мәһрум қилишқа яки гражданлиқини өзгәртиш һоқуқини рәт қилишқа болмайду.

16 -Мадда

1. Йешиға толған йигит-қизларниң ерқ, дөләт тәвәлики вә дин җәһәттики һич қандақ чәклимигә учримастин той қилип аилә қуруш һоқуқи бар. Улар той қилишта, әр-аяллиқ җәрянида вә аҗритип кетиштә барабәр һоқуққа игә. 2. Той һәр икки тәрәпниң әркин вә толуқ разилиқи билән болуши керәк. 3. Аилә җәмийәтниң тәбии вә асалиқ ядроси болуп, у җәмийәт билән дөләтниң қоғдишиға игә болуш һоқуқи бар.

17 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң өзи ялғуз вә башқилар билән шерик һалда мал-мүлүк тутуш һоқуқи бар. 2. Һич кимни мал-мүлкидин халиғанчә айриветишкә болмайду.

18 -Мадда

Һәр бир адәмниң ой-пикир, виҗдан вә диний әркинлик һоқуқи бар болуп, бу һоқуқ өзиниң диний етиқадини вә ишәнчисини өзгәртиш әркинлики, һәмдә өзиниң диний етиқадини вә ишәнчисини тәлимат, ибадәт вә мурасимлар арқилиқ, мәйли ялғуз яки коллектив һалда болсун, мәйли аммивий яки шәхсий сорунда болсун, бималал ипадиләш әркинликини өз ичигә алиду.

19 -Мадда

Һәр бир адәмниң пикир вә ипадиләш әркинлик һоқуқи бар. Бу һоқуқ тосалғусиз һалда өз пикридә туруш әркинлики, һәмдә үчур вә идейәләрни һәр қандақ вастә билән чегра чәклимисигә учримай издәш, қубул қилиш вә тарқитиш әркинликини өз ичигә алиду.

20 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң тенч йиғилиш вә арилишиш әркинлик һоқуқи бар. 2. Һич қандақ бир адәмни мәлум бир тәшкилатқа мәҗбурлап киргүзишкә болмайду.

21 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң өз дөлитидики һөкүмәткә бивастә яки әркин сайланған вәкил арқилиқ қатнишиш һоқуқи бар. 2. Һәр бир адәмниң өз дөлитидики аммиви мулазимәтләрдин тәң пайдилиниш һоқуқи бар. 3. Хәлқниң ирадиси һөкүмәт һоқуқиниң асаси болуши керәк. Бу ирадә һәр бир адәмгә охшаш һәм барабәр болған сайлам һоқуқи берилиш, мәхпий биләт ташлаш яки әркин беләт ташлашқа тәң болған усуллар арқилиқ елип берилған рәсмий сайламлар билән әкс әттүрилиши керәк.

22 -Мадда

Җәмийәтниң бир әзаси болуш сүпити билән, һәр бир адәм иҗтимаи капаләткә һоқуқлуқ, һәмдә һәр бир дөләтниң түзими вә байлиқлириға қарап, дөләтниң тиришчанлиқи вә хәлқаралиқ һәмкарлиқ арқилиқ ғурури вә харәктириниң тәрәққиятида мустәсна болса болـмайдиған иқтисадий, иҗтимаи вә мәдәний һоқуқлирини әмәлгә ашуришқа һоқуқлуқ.

23 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң хизмәт қилишқа, хизмәтни өз әркинлики билән таллашқа, адил вә яхши хизмәт шараитқа еришиш, һәмдә ишсизлиқтин қоғдиниш һоқуқи бар. 2. Һәр бир адәмниң кәмситиштин хали һалда охшаш хизмәттә охшаш һәқ елиш һоқуқи бар. 3. Һәр бир ишләватқан адәмниң өзи вә аилисиниң инсанлиқ қәдир-қиммитигә әрзийдиған мәвҗудлиққа капаләтлик қилиш үчүн, халис һәм өзи яхтурған һәқ елишқа, зөрүр тепилса башқа иҗтимаи муһапизәт йоллири билән кам қалғанни толуқливелиш һоқуқи бар. 4. Һәр бир адәмниң өз мәнпәәтини қоғдаш үчүн ишчилар уюшмиси қуруш яки униңға қатнишиш һоқуқи бар.

24 -Мадда

Һәр бир адәмниң дәм елиш, җүмлидин хизмәт вақтини мувапиқ һалда чәкләш вә маашлиқ дәм елиштин қәрәрлик һалда бәһриман болуш һоқуқи бар.

25 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң өзи вә аилисиниң саламити вә параванлиқиға йетәрлик болған турмуш сәвийәси, җүмлидин йетәрлик йимәк-ичмәк, кийим-кечәк, туралғу, давалиниш вә зөрүр болған иҗтимаи параванлиқ хизмәтлиригә болған һәқни, һәмдә ишсиз қалғанда, кесәл болуп қалғанда, мейип болуп қалғанда, тул қалғанда, қериғанда яки өзи бир тәрәп қилиши мүмкин болـмиған башқа җәһәттики тирикчилик қийинчилиқлириға дучар болғанда капаләтлик қилинишқа һоқуқи бар. 2. Анилар вә балилар алаһидә көйүниш вә ярдәмгә еришиш һоқуқи бар. Барлиқ балилар, никаһлиқ яки никаһсиз туғурлуштин қәти-нәзәр, охшаш иҗтимаи муһапизәттин бәһриман болуши керәк.

26 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң маарипқа еришиш һоқуқи бар. Башланғуч маарип һич болـмиғанда һәқсиз болуши керәк. Башланғуч маарип мәҗбури болуши керәк. Техником вә кәспий мәктәпләр йетәрлик болуши, али мәктәпләр қабилийити йәткән һәр қандақ бир адәмгә асасән очүқ болуши керәк. 2. Маарип инсанниң харәктирини толуқ йетилдүришни, һәмдә инсанлиқ һоқуқ вә асаслиқ әркинликләргә болған һөрмәтни күчәйтишни нишан қилған болуши керәк. Маарип барлиқ дөләтләр, ерқий вә диний гуруппилар арисидики өз-ара чүшүнишни, йол қоюшни вә достлуқни илгири сүрүши, һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң иенчлиқини сақлаш паалийитини илгири сүриши керәк. 3. Ата-аниларниң өз пәрзәнтлиригә қандақ тәрбийә беришни таллашта алаһидә һоқуқи бар. 27 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң җамаәтчилик ичидики мәдәний һаятқа әркин қатнишиш, сәнәттин һозурлиниш,шундақла пәнний йүксилиш вә униң пайдисидин бәһриман болуш һоқуқи бар. 2. Һәр бир адәмниң өзи яратқан илмий, әдәбий яки сәнәт әсәрлиридин келип чиққан мәниви вә мадди мәнпәәтләрни қоғдаш һоқуқи бар.

28 -Мадда

Һәр бир адәмниң мәзкур хитапнамидә баян қилинған һоқуқ вә әркинликләр толуқ әмиллишидиған бир иҗтимаи вә хәлқаралиқ тәртипкә игә болуш һоқуқи бар.

29 -Мадда

1. Һәр бир адәмниң өзиниң харәктирини әркин вә толуқ раваҗландуришқа имкан бәргән җамаәтчилик алдида өтәшкә тегишлик мәҗбурйити бар. 2. Һәр бир адәм өз һоқуқи вә әркинликлирини җари қилғанда, қанунда пәқәт башқиларниң инсанлиқ һоқуқи вә әркинликини тонуш вә һөрмәтләш, һәмдә бир демократик җәмийәтниң әдәп-әхлақ, җәмийәт тәртипи вә омумий параванлиқи җәһәтләрдики адил тәләплиригә уйғун болуш үчүнла бәлгиләнгән чәклимилиригә бойсуниши лазим. 3. Бу һоқуқ вә әркинликләр һәр қандақ әһвал астида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәқсәт вә пиринсиплириға зид һалда ишлитишкә болмайду.

30 -Мадда

Бу хитапнамидики һич бир мадда һич бир дөләт, гуруппа яки шәхскә мәзкур хитапнамидә баян қилинған һич бир һоқуқ вә әркинликни йоқутишни мәқсәт қилған һәрикәт яки қилмишлар билән шуғуллинишқа йол қойиду дәп қаралـмаслиқи керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.