Қирғизистандики уйғур ханим-қизлар икки җумһурийәт байримида миллий армийә җәңчисини тәбриклиди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2021.11.12
Қирғизистандики уйғур ханим-қизлар икки җумһурийәт байримида миллий армийә җәңчисини тәбриклиди Қирғизистандики уйғур ханим-қизлар миллий армийә җәңчиси аблимит бәкри, шундақла қирғизистанда турушлуқ униң сәпдашлириниң әвладлирини 12-ноябир күни зиярәт қилип икки җумһурийәт байрими билән тәбриклиди.
RFA/Féruze

Қирғизистандики уйғур ханим-қизлар миллий армийә җәңчиси аблимит бәкри, шундақла қирғизистанда турушлуқ униң сәпдашлириниң әвладлирини 12-ноябир күни зиярәт қилип икки җумһурийәт байрими билән тәбриклиди.

Мәлум болушичә, һазирқи заман тарихида уйғур хәлқи миллий күрәш қилип 1933-йили 12-ноябир күни қәшқәрдә сабит дамолла баш министирлиқи, хоҗа нияз һаҗи рәисликидә вә 1944-йили 12-ноябир күни ғулҗа шәһиридә икки қетим өз җумһурийәтлирини қурғаниди. Йилларниң өтүши билән, шу дәвирлириниң гуваһчилири азлап кәтмәктә.

Қирғизистандики уйғур ханим-қизлар миллий армийә җәңчиси аблимит бәкри, шундақла қирғизистанда турушлуқ униң сәпдашлириниң әвладлирини 12-ноябир күни зиярәт қилип икки җумһурийәт байрими билән тәбриклиди.

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити һәр йили бу байрамни хатириләп җамаәт ичидә мурасим уюштуруп, җәңчиләрни тәклип қилип уларға һөрмәт билдүрүп вә совғатлар тапшуратти. Игилинишичә бу йиллиқ икки җумһурийәт байримини хатириләш мурасими дуня уйғур қурултийиниң 7-нөвәтлик қурултийиниң ечилишиға бағлиқ болуп башқа күни хатирилинидикән. Шу сәвәбтин новопокровка йезилиқ кеңишиниң әзаси гүлбостан ансарованиң тәшәббусида қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң аяллар кеңиши 1945-йилидики шәрқий түркистан миллий армийәси җәңчиси аблимит бәкрини зиярәт қилип икки җумһурийәт байрими билән тәбриклиди. Радийомиз зияритини қобул қилған “иттипақ” җәмийитиниң аяллар кеңишиниң рәиси турсунай ислам уйғур яшлар өз тарихиға көңүл бөлүватқанлиқи уларниң вәтәнсөйәрликиниң бир испати дәп тәкитлиди.

1990-Йилларда қирғизистанда 1944-1949-йиллиридики инқилабқа қатнашқан җәңчи-офитсерлардин 200 дин артуқ киши бар иди. Һазир уларниң һәммиси дегүдәк вапат болуп, пәқәт бир қанчә кишила һаят қалди. Аблимит бәкри шуларниң бири иди. Шәрқий түркистан миллий армийә җәңчилири вә инқилаб қатнашқучилири қирғизистанда уйғур давасини қилидиған, уйғур хәлқи үчүн хизмәт көрситидиған вәтәнпәрвәр балиларни тәрбийәләшкә һәссә қошқаниди. Һәтта уларниң бәзилириниң пәрзәнтлири һазир уйғурларниң актиплириға айланған. Уларниң қатарида инқилаб рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасиминиң ишханисида катиплиқ хизмәтлирини атқурған вә әхмәтҗан қасими билән биргә қаза қилған абдурешит иминниң оғли пәлсәпә пәнлирини кандидат доктори “иттипақ” гезитиниң муһәррири әкбәрҗан бавудун, миллий армийә җәңчиси төмүрчин қасиминиң оғли “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасими, миллий армийә җәңчиси шамамәт сариһаҗиниң оғли “иттипақ” җәмийитиниң ақ сақаллар кеңишиниң әзаси шаяхмәт сариһаҗи, миллий армийә җәңчиси ғилаҗидин иминниң қизи “иттипақ” җәмийитиниң аяллар кеңишиниң әзаси вә дин-пән оқутқучиси зулпийә ғлаҗидин, миллий армийә җәңчиси ислам қасиминиң қизи “иттипақ” җәмийитиниң аяллар кеңишиниң рәиси турсунай ислам вә башқиларму бар.

Бу қетимқи миллий армийә җәңчисини йоқлаш паалийитини тәшкиллигүчилиридин бири болған лебединовка йезилиқ җамаитиниң аяллар кеңишиниң әзаси қәминур лобанува, бу типтики паалийәтләр вәтәнпәрвәрлик роһини күчәйтидиғанлиқини тәкитлиди.

Восток йезисиниң уйғур җамаитиниң көрүнәрлик паалийәтчиси, миллий армийә җәңчиси ғлаҗидин иминниң қизи зулпийә ғилаҗидин, өз әслимилирини икки җумһурийәт байрими билән тәбрикләп келгән ханимлар билән ортақлашти.

Рәсмий мәлуматларға асасланғанда қирғизистанда 60 миң әтрапида уйғур аһалиси яшайду. Улар қирғизистанниң һәр тәрәплиригә тарқалған; улар асаслиқи бишкәк шәһири әтрапи, җалал абад вә ош вилайәтлиригә, шундақла иссиқ көл вилайитидики қарақол шәһири вә униң әтраплириға тарқалған. Йәнә бирқисим уйғурлар нарин вилайитидиму орунлашқан, лекин уларниң көпинчиси 1930-йиллири сабиқ совет иттипақиниң бастуруш сиясити мәзгиллиридә қирғиз хәлқигә ассимилятсийә болуп кәткән. Уйғур хәлқиниң “һазирқи тарихи” ниң гуваһчилириниң хели көп қисми 1960-йиллири уйғур дияридин көчүп чиққанлар вә уларниң әвладлиридур. Улар асаслиқи бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йезиларға орунлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.