Икки җумһурийәтни хатириләш мурасими түркийә бурса шәһәридиму дағдуғилиқ өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.11.13
Bursadiki-2-Jumhuriyet-Xatire-Murasimi-2019.jpeg Түркийәниң бурса шәһиридә өткүзүлгән икки җумһурийәтни хатириләш мурасимидин бир көрүнүш. 2019-Йили 12-ноябир. Бурса, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

1933- Вә 1944-йиллири 12-ноябирда қурулған икки җумһурийәтни хатириләш мурасими түркийәниң башқа шәһәрлиридикигә охшаш бурса шәһиридиму дағдуғилиқ өткүзүлди.

12-Ноябир күни түркийәниң уйғур оқуғучилар әң көп шәһәрлиридин бири һесаблинидиған бурса шәһиридә 1933-йили 12-ноябирда қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-йили 12-ноябирда қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мурасими дағдуғилиқ өткүзүлди. Мурасим түркийә җумһурийити билән шәрқий түркистан җумһурийитиниң истиқлал маршини оқуш билән башланған.

Бу доклат бериш йиғини бурса шәһәрлик һөкүмәт, бурса технологийә университети вә улудағ университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизиниң қоллиши билән улудағ университетида оқуватқан уйғур оқуғучилар җәмийити уюштурған. Тәйярә йиғин залида өткүзүлгән мурасимға бурса шәһиридики уйғурлардин сирт, улудағ университетиниң оқутқучи-оқуғучилири, аммивий тәшкилат мәсуллири, һәр қайси партийәләрниң бурсидики вәкиллиридин болуп 600 әтрапида киши иштирак қилған. 

Йиғинниң ечилиш нутиқини бурса улудағ университетида оқуватқан 120 оқуғучиниң вәкили абдуқадир абдулкерим сөзлигән. У, ечилиш нутиқида ата-анилири билән алақиси үзүлүп қалған уйғур оқуғучиларға шундақла уйғур дәвасиға игә чиқиватқан шәһәрлик һөкүмәт, университет рәһбәрлиригә, аммивий тәшкилатларға вә бурса хәлқигә рәһмәт ейтқан. У сөзиниң ахирида бүгүнки паалийәтниң уйғур дәвасиға пайдилиқ болушини тиләйдиғанлиқини баян қилған. 

Улудағ университети оқутқучиси доктор әрдәм өздәмир риясәтчилик қилған илмий доклат бериш йиғинида, һазир һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси парламент әзаси, адвокат осман мәстән әпәнди, бурса улудағ университети қанун факултети мудири профессор мәһмәт йүҗә әпәнди, “йүсүп йүзлүкләр җәмийити” рәиси вәйсәл ашқин әпәндиләр доклат бәргән. 

Йиғинда алаһидә тәклип бойичә доклат бәргән измирдики әгә университети профессори алимҗан инайәт әпәнди йиғин тоғрисида мәлумат бәрди. 

Бу йил түркийәниң нурғун җайлирида һәр хил усуллар билән шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнмәктә. Хатириләш паалийәтлиридә 1933-1944-йиллири қурулған икки җумһурийәт аңлитилипла қалмастин, уйғурларниң йеқинқи йиллардин буянқи еғир вәзийити шундақла җаза лагерлири мәсилиси оттуриға қоюлмақта. Профессор алимҗан инайәт әпәнди йиғинда җаза лагерлири мәсилисидиму тохталғанлиқини баян қилди. 

Бу йил бурунқиға охшимайдиған шәкилдә түркийәдики көплигән тәшкилатлар икки җумһурийәтни хатириләш паалийити өткүзмәктә. Булардин сирт түркийәниң һәрқайси җайлиридики түрк аммивий тәшкилатлири бу мунасивәт билән баянатлар елан қилип, икки җумһурийәтни хатириләш билән бирликтә, хитайниң һазирқи бесим сиясити әйиблимәктә. Бурсадики паалийәткиму көп санда аммивий тәшкилат мәсуллири иштирак қилған. Профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди буниң шәрқий түркистан дәвасиниң хәлқаралашқанлиқиниң ипадиси икәнликини баян қилди. 

Түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан бурса түркийәниң санаәт шәрһи болуп, бурун уйғурлар көп тонулмайтти. Кейинки йилларда бурсада уйғур оқуғучиларниң көпийишигә әгишип, көпләп паалийәт елип берилишқа башланди. Доктор әрдәм өздәмир әпәнди бу йиғин тоғрисидики тәсиратини баян қилип мундақ деди: “500 кишилик зал толуп ташти. Бу қетим бурса хәлқиниң уйғурларниң мәсәләлиригә көңүл бөлидиғанларниң саниниң көпәйгәнликини көрдуқ. Нурғун аммивий тәшкилат мәсуллири, алий мәктәп оқуғучилири һәтта оттура мәктәп оқуғучилириму қатнашти”. 

Доклат ахирлашқандин кейин улудағ университетиниң музика оқутқучиси доктор әрдәм өздәмир әпәнди даңлиқ дутар устиси абдуреһим һейитниң “учрашқанда”, “нузугум” қатарлиқ нахшилирини орундап йиғин әһлиниң алқишиға еришкән. 

Бу паалийәтни уюштурған бурса улудағ университетидики уйғур оқуғучиларниң вәкили абдуқадир абдукерим паалийәтниң яхши өткәнликини баян қилди. 

Биз шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң хатириләш паалийитигә иштирак қилған уйғур оқуғучилар билән телефон сөһбити елип бардуқ. Бурса улудағ университети оқуғучиси зәһра бурсада дәва кейин башланған болсиму һазир алдинқи қатарға өткәнликини ейтти.

Бурсада өткүзүлгән икки җумһурийәтни хатириләш мурасими тоғрисидики хәвәр бүгүн, йәни 13-ноябир күни “тимәтүрк”, “пилос 49”, “кон хабәр”, “мәмликәт” вә “пусула хабәр” қатарлиқ онға йеқин тор гезитида елан қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.