Илһам тохти “сахароф әркинлик мукапати” ниң ахирқи 4 намзатиниң бири болған

Мухбиримиз меһрибан
2019.10.09
ilham-toxti-2017-yilliq-erkinlik-mukapati-berish-murasimi.jpg Хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохтиға хәлқара либераллар бирләшмисиниң 2017-йиллиқ “әркинлик мукапати” ни бериш мурасимидин көрүнүш. 2017-Йили 30-ноябир, голландийә.
RFA

Германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң башлиқи әнвәрҗан әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, илһам тохтиниң явропа парламенти тәрипидин 2019-йиллиқ “сахароф әркинлик мукапати” ниң ахирқи 4 намзатиниң бири болуп талланғанлиқини билдүрди.

Илһам тохти әпәндиниң америкадики қизи җәвһәр илһам 9-сентәбир күни радийомиз зияритини қобул қилип, явропа парламентиниң дадиси илһам тохти үчүн көрсәткән барлиқ тиришчанлиқлириға рәһмәт ейтти.

Явропа парламентиниң торидин мәлум болушичә, 8-өктәбир күни бу йиллиқ “сахароф әркинлик мукапати” ниң ахирқи намзатлири елан қилинған болуп, илһам тохти бу 4 намзатниң бири болуп талланған. Игилинишичә, 24-өктәбир 2019-йиллиқ “сахароф әркинлик мукапати” ниң әң ахирқи нәтиҗиси елан қилинидикән.

Илһам тохти 2016-йили тунҗи қетим “сахароф әркинлик мукапати” ға намзатлиққа көрситилгән иди. Әйни чағда бу тәшәббусни америкадики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси сав яшө ханим, индияна университетидики тибәтшунас тәтқиқатчи мәрһум еллийот сперлиң әпәнди, фирансийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси профессор мари холсмән ханим вә германийәдики әнвәрҗан әпәндиләр оттуриға қойған. Уларниң тәшәббуси билән германийәдә қурулған “илһам тохтини қоллаш гурупписи” вә явропадики “вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” бирликтә илһам тохти әпәндини 2016-йили тунҗи қетим “сахароф әркинлик мукапати” ға намзат қилип көрсәткән иди. Әйни вақитта явропа парламентидики илһам күчүк қатарлиқ бир қисим парламент әзалириму илһам тохтини “сахароф әркинлик мукапати” ға тәвсийә қилип, мәктуп елан қилған иди.

Әнвәрҗан әпәнди “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң һавалиси билән 2016-йилдин башлап илһам тохтини “сахароф әркинлик мукапати” ға намзатлиққа көрситиш җәрянидики хизмәтләрни әсләп өтти.

У баянида 2016-йили явропа парламентиниң әзалиридин илһан күчүк қатарлиқлар илһам тохтини “сахароф әркинлик мукапати” ға намзатлиққа көрсәткәндә явропа парламентидики 40 тин артуқ әзаниң қоллаш белити ташлиғанлиқини, үзлүксиз тиришчанлиқ нәтиҗисидә аридин 3 йил өтүп 2019-йилға кәлгәндә, явропа парламентидики 60 тин артуқ әзаниң қоллаш белити ташлиши билән илһам тохтиниң ахирқи 4 намзатниң бири болуп талланғанлиқини билдүрди.

Бу йил 18-сентәбир күни “явропани йеңилаш гуруһи” ниң рәһбири дашан сийолос, явропа парламентиниң әзалиридин илһан күчүк вә фил бәннийон қатарлиқ 3 нәпәр сиясий әрбаб илһам тохтини 2019-йиллиқ “сахароф әркинлик мукапати” ға 2-қетим намзатлиққа көрсәткән. Мәзкур тәвсийә хети шу күни явропа парламентиниң торида қошуп елан қилинған иди.

Әйни чағда илһам тохтини 2019-йиллиқ “сахароф әркинлик мукапати” ға намзатлиққа көрсәткән “явропани йеңилаш гуруһи” ниң рәһбири дашан сийолос әпәнди илһам тохтини “сахароф әркинлик мукапати” ға намзат қилип көрситишниң әһмийити һәққидә мәхсус тохтилип өткән иди.

У мәктупида мундақ дегән иди: “хитайда кишилик һоқуқ вә инсанларниң әң әқәллий әркинликини тәләп қилған илһам тохти ‛сахароф әркинлик мукапати‚ ниң роһини намаян қилди. У узун йиллардин буян хитайда аптономийә қануни вә униңда берилгән һоқуқларниң капаләткә игә болушини тәләп қилди, уйғурларниң вәзийитини кишиләргә тонутти. Уйғурларниң хитай җәмийитидә кәмситилишигә қарши күрәш қилди. Илһам тохти һазир өмүрлүк қамақта, һаяти хәвп астида өтүватиду.

‛явропани йеңилаш гуруһи‚ бүгүн бир күчлүк сигнал бәрди. У болсиму илһам тохтини ‛сахароф әркинлик мукапати‚ ға намзатлиққа көрситиш арқилиқ уйғурларниң кишилик һоқуқи вә әркинлики үчүн елип бериливатқан күрәшләргә дәстәк бериш!”

“илһам тохтини қоллаш гурупписи” дики профессор мари һолсман ханим зияритимизни қобул қилип, аридин үч йил өткәндин кейин илһам тохтиниң явропа парламенти тәрипидин “сахароф әркинлик мукапати” ниң ахирқи намзатлириниң бири болуп таллинишиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Профессор мари холсман ханим мундақ деди: “илһам тохти әпәндиниң бу хил мукапатларға намзат қилип көрситилиши алди билән хитай һөкүмитиниң илһам тохтиға охшаш тинчлиқ билән уйғурларниң баравәрлики вә һәқлирини тәләп қилған, хитай хәлқи билән уйғурлар оттурисида көврүклүк ролини ойниған бир уйғур паалийәтчини түрмигә қамишиниң хата болғанлиқини испатлиди. Йәнә бир тәрәптин, милйонлиған уйғурлар лагерларға қамалған, илһам тохтиға охшаш уйғур сәрхиллири өмүрлүк қамаққа, ташполат тейип, халмурат ғопурға охшаш университет мудирлири өлүм җазасиға һөкүм қилиниватқан мушундақ бир тарихи вәзийәттә дуняниң сүкүт қилмаслиқини әскәртти. Шуниң билән бир вақитта америка, явропа әллири қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң хитай билән болған дипломатик мунасивәтлиридә уйғур мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюши һәмдә хитай һөкүмитигә қарита мәлум әмәлий тәдбир қоллинишиниң зөрүрлүкини һес қилдурди.”

Буниңдин бирқанчә һәптә илгири йәни, 2019-йили 30-сентәбир күни илһам тохти әпәндигә 2019-йиллиқ “васлав хавел кишилик һоқуқ мукапати” берилгән иди.

Бейҗиң милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти уйғурларниң хитайдики баравәрлики вә қануний һәқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн хитай һөкүмити тәрипидин 2014-йили 15-январ тутқун қилинип, “бөлгүнчилик вә миллий қутратқулуқ” билән әйибләнгән һәмдә шу йили 23-сентәбир күни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Бу йилларда униңға хәлқаралиқ нопузлуқ мукапатлардин “барбара голдсимис әркин йезиш мукапати”, “мартин әнналис кишилик һоқуқ мукапати” қатарлиқ бирқанчә хил мукапатлар берилди. Илһам тохти әпәнди йәнә 2019-йилиниң бешида америка дөләт мәҗлисидики муһим сиясий әрбаблар тәрипидин 2019-йиллиқ “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзатлиққа көрситилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.